Муһаҗирәттики уйғурлар ана тилни қоғдашта тиришчанлиқ көрсәтмәктә

Мухбиримиз меһрибан
2023.02.22
Муһаҗирәттики уйғурлар ана тилни қоғдашта тиришчанлиқ көрсәтмәктә Американиң вирҗинийә штатидики “уйғур ана тил мәктипи” ниң мәктәп мудири сүрәййә аблимит ханим “дуня ана тил күни” ни хатириләш паалийитидә сөзлимәктә. 2023-Йили 19-феврал.
Photo: RFA

Мәлум болушичә, бу йил америка, австралийә, әнглийә қатарлиқ дөләтләрдики “уйғур ана тил” мәктәплири мәхсус паалийәтләр уюштуруп, “21-феврал дуня ана тил күни” ни хатирилигән.

Америкиниң вирҗинийә штатидики “уйғур ана тил мәктипи” ниң мәктәп мудири сүрәййә аблимит ханимниң билдүрүшичә, мәктәптә нөвәттә 100 дин артуқ оқуғучи бар болуп, улар бу йиллиқ паалийәтни йиллардин пәрқлиқ һалда, әслидики пүтүн уйғур җамаити бирликтә хатириләш шәклидин, мәктәп даирисидә, һәрхил яштики вә һәр хил сәвийәдики балиларниң охшимиған программилар арқилиқ, өзлириниң ана тили сәвийәсини намаян қилиш, ана тил оқутқучилирини мукапатлаш шәклидә өткүзгән.

Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң 2016-йили 8-айда чиқарған язма буйруқи билән, 2016-йили 9-айдин башлап уйғур диярида, илгирики “қош тиллиқ оқутуш” намидики мәктәпләрдә, қоллинип келиниватқан уйғур тилидики дәрсликләрму пүтүнләй әмәлдин қалдурулған. Уйғурчә дәрслик китаблириниң орниға пүтүнләй хитайчә дәрслик китаблар тарқитилған. Уйғур ана тилида дәрс өтүп келиватқан уйғур оқутқучилар кәсип алмаштуруш, хизмәттин тохташ һәтта 2017-йилдин башлап, һәр хил бәтнамлар билән тутқун қилинип, аталмиш “қайта тәрбийәләш мәктәплири” намлиқ лагерларға қамилиш һәтта түрмиләргә ташлиниш қисмитигә дуч кәлгәниди. Әйни чағда йәнә уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң уйғур назири саттар савут, уйғурчә дәрслик түзүш гурупписидики ялқун розиға охшаш уйғур зиялийлири бир туташ тутқун қилинип, бәзилиригә еғир қамақ җазалири берилгән иди.

“21-феврал дуня ана тили” күнидә йәнә, хитайда “уйғур әдәбияти” дәрслики түзгәнлики сәвәбидин түрмигә ташланған язғучи ялқун розиниң, америкадики қизи тумарис ялқунму твиттерда мәхсус язма елан қилған. У уйғур ана тили дәрслики түзгәнлики үчүн түрмигә ташланған дадиси ялқун розиға охшаш уйғур зиялийлири вә йоқитиливатқан уйғур ана тилиниң әһвалиға, дуняниң җиддий диққәт қилишини чақириқ қилған.

Чәтәлләрдики уйғур зиялийлиридин ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп әпәнди, йеқинқи йилларда уйғурчә дәрслик түзүштә әң көп тиришчанлиқ көрсәткән уйғур зиялийлиридин бири. У уйғур ана тилиниң вәзийити һәққидә тохтилип, хитайда уйғур ата тил маарипиниң әмәлдин қалдурулуши пәқәт уйғур әвладлиринила ана тил тәрбийәсидин мәһрум қалдуруп қалмастин, бәлки ана тил маарипи сепидики уйғур зиялийлири вә уйғур тили нәшриятчилиқи үчүнму зор йоқитиш болғанлиқини билдүрди.

Абдувәли аюп әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң асарити астидики уйғур диярида уйғур ана тил маарипи йоқитиливатқан шараитта, муһаҗирәттики уйғурларниң “уйғур ана тил мәктәплири” ни ечиш арқилиқ уйғур ана тилини қоғдашта көп тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини билдүрди.

Америкадики уйғур зиялийлиридин әркин сидиқ әпәндиму зияритимизни қобул қилип, чәтәлләрдики уйғур ана тили мәктәплиридә кәмчил болуватқан уйғурчә дәрслик түзүш вә уйғур тиллиқ илмий паалийәтлириниң уюштурулушида бәзи әмәлий хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқини билдүрди.

Әмма абдувәли аюп әпәндиниң қаришичә, һазирқи вәзийәттә уйғур ана тилини қоғдашта, бу тиришчанлиқлар йәнила йетәрлик әмәс икән.

Абдувәли аюп әпәнди, һазир һәрқайси дөләтләрдә пидаий һаләттә давам қиливатқан “уйғур ана тили мәктәплири” ни шу дөләт һөкүмәтлири рәсмий тизимға алған мунтизим мәктәпләргә айландуруш, вә хитай һөкүмитиниң уйғур маарипини чәкләш қилмишлирини җинайәт дәп бекитип, униңға қарита хәлқаралиқ җаза тәдбирлири қоллинишни қолға кәлтүрүш керәкликини билдүрди. Униңчә уйғур тәшкилатлири, уйғур зиялийлири вә чәтәлләрдики уйғуршунаш алимларму бу җәһәттә йәниму көп әмәлий хизмәтләрни ишлиши керәк икән.

“21-феврал дуня ана тил күни” әсли өткән әсирниң 50-йиллирида, бенгалда ( бангладешта) йүз бәргән бенгал тилини қоғдаш һәрикитини хатириләш күни болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати 1999-йили рәсмий қарар мақуллап бу күнни “дуня ана тил күни” дәп бекиткәниди.

Дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан муһаҗирәттики уйғурларму йиллардин буян һәр хил паалийәтләр арқилиқ бу күнни хатириләп кәлмәктә. Болупму хитай һөкүмити 2016-йили 9-айдин буян, уйғур ана тил маарипини буйруқ билән әмәлдин қалдуруп, уйғур ана тил оқутқучилирини, уйғур язғучи шаирлирини тутқун қилип, уйғурчә нәшр әпкарлирини уйғурчә әсәр нәшр қилиштин тохтитип, көплигән кишиләрни “қайта тәрбийәләш” намидики лагерлар вә түрмиләргә қамиғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурлар арисида уйғур ана тилини қоғдашни мәзмун қилған паалийәтләр техиму кәң мәзмунлар билән омумлишишиға башлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.