Ана тил пидакарлири “меһриай әркин ана тил мукапати” ға еришти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.03.01
mihray-ana-til.jpg Меһрай әркин ана тил мукапат мурасимидин көрүнүш.2023-Йили 23 феврал.
RFA/Erkin Tarim

2019-Йили җаза лагерида җан үзгән, японийәдә оқуш җәрянида иштин сирт уйғур тили оқутуши билән шуғуллинип уйғур пәрзәнтләрниң сөйгүси вә ата-аниларниң қоллишиға еришкән меһриай әркин намиға тәсис қилинған мукапатниң иккинчи қетимлиқи тарқитилди. Мәзкур мукапатқа америкадин мәликә нур, түркийәдин нәргизә мәмәтҗан еришкән.

2-Нөвәтлик “меһриай әркин ана тил мукапати” тарқитиш мурасими 23-феврал күни японийәниң мисато шәһиридә өткүзүлгән болуп, паалийәткә токйо шәһири вә токйо әтрапидики шәһәрләрдә яшайдиған ата-анилар вә меһриай әркин ана тил дәрси бәргән оқуғучилар келип қатнашқан. Йирақтикиләр болса тор арқилиқ иштирак қилған.

Паалийәттә алди билән японийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси әхмәт летип әпәнди паалийәтниң әһмийити вә қиммитини чоң билип иштирак қиливатқан дуняниң һәр қайси җайлиридики барлиқ уйғурларға чоңқур рәһмитини билдүргән. Арқидин меһриай әркинниң һаятини қисқичә тонуштуруп өткән. Шундақла униң һәққидә японийәдә елип берилған паалийәтләрни, һәр қайси мәтбуатларда вә гезитләрдә чиққан хәвәрләрни сөзләп өткән.

2019-Йили җаза лагерида җан үзгән меһриай әркин японийәдә оқуш җәрянида иштин сирт ана тил оқутуши билән мәшғул болуп пәрзәнтләрниң сөйгүси вә ата-аниларниң қоллишиға наил болған.
2019-Йили җаза лагерида җан үзгән меһриай әркин японийәдә оқуш җәрянида иштин сирт ана тил оқутуши билән мәшғул болуп пәрзәнтләрниң сөйгүси вә ата-аниларниң қоллишиға наил болған.

Арқидин японийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдукерим абдурахман әпәнди “ана тил фонди” вә “меһриай әркин ана тил мукапати” ни тәпсилий тонуштуруп өткән. Арқидин гүлдүрас алқиш ичидә бу нөвәтлик “меһриай әркин ана тил мукапати” ға еришкән америкадин мәликә нур, түркийәдин нәргизә мәмәтҗанниң исми оқуп өтүлүп мукапати берилгән.

Зияритимизни қобул қилған японийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдукерим абдурахман әпәнди илтимас қилғучилар ичидин бу мукапатқа лайиқ көрүлгәнләрни таллашниң өлчими тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “бу нөвәтлик мукапатқа америкадин мәликә нур, түркийәдин нәргизә мәмәтҗан икки омақ қизимиз еришкән болуп, уларниң ана тил өгиниш қизғинлиқи, ана тил өгиништики изчил тиришчанлиқлири вә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини көздә тутуп, бу қетимлиқ мукапат намзатиға таллидуқ”.

Абдукерим абдурахман әпәнди японийә уйғур җәмийитиниң “меһриай әркин ана тил мукапати” ни тәсис қилиштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “японийә уйғур җәмийити мәрһум меһриай әркинни әсләш вә хитай җаза лагерлириға қамалған миңлиған ана тил оқутқучилириниң төһписини хатириләш чәтәлләрдики уйғур пәрзәнтләрдә ана тил сөйгүсини күчләндүрүш вә ата-аниларниң ана тилға болған диққәт-етибарини қозғаш, муһаҗирәттики ана тил оқутушини техиму қизғин, кәң вә изчил қанат яйдуруш үчүн 2022-йилиниң бешида‚меһриай әркин ана тил мукапати‛ни тәсис қилғанидуқ. Бу мукапатни бундин кейин техиму күчләндүрүшни ойлаватимиз. Чүнки биз ана тилимизни йоқитип қойсақ миллий кимликимизни йоқитип қойимиз”.

Тунҗи нөвәтлик “меһриай әркин ана тил өгәткүчи мукапати” японийә мисато ана тил мәктипиниң қурғучилириниң бири вә ана тил оқутқучиси надирә ханимға берилгәниди. Әхмәт летип әпәнди бу һәқтә тәпсилий мәлумат бәрди. У, “меһриай әркин ана тил мукапати” ниң икки түр бойичә тарқитилидиғанлиқини, бир түри “ана тил өгәткүчи” йәни муәллимгә, икки нәпәр “ана тил өгәнгүчи” йәни башланғуч мәктәп йешидики балиларға тарқитилидиғанлиқини билдүрди.

Иккинчи қетимлиқ “меһриай әркин ана тил мукапати” ға еришкүчиләргә меһриай әркинниң рәсими чүшүрүлгән бир хатирә изники, тәқдирнамә вә нәқ пул мукапат йәни оқуғучиларға 50 миң йен японийә пули берилгән.

Бу нөвәтлик “меһриай әркин ана тил мукапати” ға еришкән, һазир истанбулда туруватқан нәргизә мәмәтҗан мукапатни алғандин кейинки туйғулирини баян қилип, бундақ мәнилик бир мукапатқа еришкәнликидин наһайити хурсән болғанлиқини тәкитлиди.

Хәвәрләргә асасланғанда, японийәдә өсүмлүк био-техника кәспи бойичә магистирлиқ унвани алған меһриай әркин ханим 2019‏-йили 8 ‏-айда, из-дерәксиз йоқ болуп кәткән дадисини издәш үчүн қәшқәргә кәткән. Йил өткәндин кейин униң уштумтут өлүп кәткәнлик хәвири тарқалғаниди. Әркин асия радйоси ениқлаш елип берип меһриай әркинниң қәшқәр янбулақ қамақханисида җан үзгәнлики дәлилләнгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.