“шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” намлиқ паалийәт қәйсәри, нәвшеһир вә адана хәлқиниң қоллишиға еришкән
2021.08.17
“шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” намлиқ паалийәтни елип бериватқан лагер қурбанлириниң йеқинлири мәзкур сәпәрниң төтинчи, бәшинчи вә алтинчи бекити болған қәйсәри, нәвшәһир вә адана шәһәрлиридә хәлқниң зор қоллишиға еришти.
Лагер қурбанлириниң уруқ-туғқанлири вә йеқинлири бир йерим йил бурун “аиләм қәйәрдә” намлиқ паалийәт башлиған болуп, кейин бу паалийәтни “милләт нөвәттә” дегән намда елип барғаниди. Улар узундин буян изчил һалда истанбулдики хитай консулханисиниң алдида намайиш өткүзүп, түрк хәлқиниң қоллишиға еришкән иди. Улар уйғурларниң һазирқи еғир вәзийитини техиму көп түркийә аммисиға чүшәндүрүш үчүн 2-авғуст күни “шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” намида пүтүн түркийәни айлинип йүрүп аңлитиш паалийитини башлатқан иди. Бу паалийәтниң төтинчи, бәшинчи вә алтинчи бекити болған қәйсәри, нәвшәһир вә адана шәһирлиридики паалийәтләрму түрк хәлқиниң зор алқишиға еришкән.
9 Нәпәр уйғур яштин тәркиб тапқан лагер қурбанлириниң йеқинлири 16-авғуст күни түркийәниң әң чоң шәһәрлиридин бири болған адана шәһридики әң чоң бағчиниң ичидә имза топлаш, рәсим көргәзмиси вә мәтбуат баянати елан қилиш паалийити елип барған.
Мухбирларға баянат бериш йиғиниға түркийәниң әң чоң аммивий тәшкилатлиридин “түрк оҗақлири” тәшкилати адана шөбисиниң рәиси вә әзалири, аданада шәһиридә паалийәт елип бериватқан әзәрбәйҗанлиқлар, өзбәкләр, татарлар вә йәрликләрниң аммивий тәшкилатлиридин болуп, көп санда киши қатнашқан.
Лагер қурбанлири йеқинлириниң аданадики паалийәтлиригә саһибханлиқ қилған “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң рәиси өмәр волқан чичәк әпәнди мәтбуат баянатини оқуп өткән. У баянатта нуқтилиқ һалда түркийә һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирилған: “шәрқий түркистанда елип бериливатқан ирқий қирғинчилиққа инсанлиқ намидин ‛буни тохтат‚ дәйли. Әй, түрк миллити, искәнҗә, зулум вә ирқий қирғинчилиққа айланған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики елип бериливатқан ата юртимиз шәрқий түркистандики лагерларниң тақилиши, зулумниң түгиши, әркинлик вә демократийәниң бәрпа қилиниши үчүн қолимиздики барлиқ имканийәтләрдин пайдилинип, уйғур қериндашлиримизниң авазини түркийә вә дуня җамаәтчиликигә аңлитиш бизниң миллий вә әхлақий бурчимиздур. Бу мәқсәт билән биз бүгүн бу йәрдә йиғилип олтуруптимиз. Биз түрк хәлқи намидин хитай һөкүмитини уйғурларға елип бериватқан инсан қелипидин чиққан җинайәтлирини тохтитишқа, түркийә һөкүмитини уйғурларниң бу пәрядиға қулақ селишқа чақиримиз.”
Арқидин бу паалийәткә изчил һалда актип қатнишиватқан яшлардин мирзәһмәт иляс әпәнди мухбирларға мундақ дегән: “һөрмәтлик аданалиқлар, түрк хәлқи вә мухбирлар, хита 1949-йили бесивалған күнидин тартип уйғурларға елип бериватқан зулум сияситини 2017-йили ирқий қирғинчилиққа айландурди. Бүгүн 7 дөләт уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқини қобул қилди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң доклатиға асасланғанда, хитай 1 милйон уйғур балини ата-анисидин, ана тилидин вә уйғур мәдәийитидин узақлаштуруп, җиддий түрдә хитайлаштуруветипту. Түрк хәлқи буларни билсиму, лекин буниң қанчилик зор вәһимә икәнликини чүшинип йәтмәйватиду. Шуңа биз җаза лагерлири қурбанлириниң йеқинлири түркийәниң 81 вилайитини айлинип, хитайниң бу сияситини түрк қериндашлиримизға аңлитиватимиз. Қериндаш хәлқ болуш сүпити билән түрк хәлқиниң вә түркийә һөкүмитиниң уйғурларни қоллишини һәм уларға игә чиқишини тәләп қилимиз.”
Мәтбуат баянати йиғинида сөз қилған лагер қурбанлири йеқинлиридин мәдинә ханим, түрк пуқраси болған сиңлиси мәвлудәни хитайниң “бөлгүнчи” дәп әйибләп солап қойғанлиқини, башқа дөләтләрниң өз пуқралиқиға өткән уйғурларни хитай лагерлиридин қутулдуруп чиққанлиқини, хитай лагерлирида йетиватқан түрк пуқралиқидики уйғурларға түркийә һөкүмитиниң игә чиқиши лазимлиқини баян қилған.
Лагер қурбанлири йеқинлиридин җәвлан ширмәмәт әпәнди 2-авғуст күни бурса 15-июл мәйданида башланған җаза лагерлири билән уйғурларниң еғир вәзийити баян қилинған көргәзмидин кейин, муғла, коня қатарлиқ шәһәрләрни айлинип, 12-13-14-авғуст күнлири қәйсәридә, 15-авғуст күни нәвшәһир вилайитидә паалийәт елип барғанлиқини, бу шәһәрләрдә түрк хәлқиниң зор алқиши вә қоллишиға еришкәнликини баян қилди.
“шәрқий түркистан үчүн анатолийә сәпири” намлиқ паалийәтниң иккинчи һәптиси адана шәһириниң әң чоң бағчисида рәсим көргәзмиси ечилған болуп, көргәзмигә лагер вә түрмиләргә ташланған, лагерларда өлтүрүлгән зиялийлар, алимлар, җамаәт әрбаблири, карханичилар, даңлиқ шәхсләр вә лагер қурбанлириниң уруқ-туғқанлириниң сүрәтлири қоюлған.
Игилишимизчә бу паалийәт түркийәниң адана шәһридин кейин газиантәп шәһиридә давам қилидикән.