Дуня аптомобил тәминләш зәнҗири уйғур райондики дәпсәндичиликкә чеетишлиқ болуп чиқти
2022.12.09

Әнгилийәдики һаллам шифелд университетиниң һелена кенниди тәтқиқат мәркизи уйғур мәҗбурий әмгикигә аит йәнә бир һөҗҗәт характерлик тәкшүрүш доклати елан қилип, хәлқаралиқ ғулғула қозғиди. Мәзкур тәкшүрүш доклатида қәйт қилинишичә, дуня аптомобил санаитиниң тәминләш зәнҗири уйғур районидики дәпсәнчиликкә чоңқур четилған болуп, америка қанун чиқирип бу районда ишләпчиқирилған мәһсулатларни чәклигән болсиму, лекин дуня аптомбил санаити йәнила бу районда ишләпчиқирилған хам материял, запчас вә башқа аптомобил сайманлириға еғир дәриҗидә таянмақта икән.
Һелена кенниди тәтқиқат мәркизидики профессор лавра мурфийниң башчилиқидики тәтқиқат гурупписи тәйярлиған доклатта, уйғур мәҗбурий әмгики билән чоңқур бағлиниши болған хитай ширкәтлири билән уларниң метал, батарийә, ток сими, аптомобил чақи қатарлиқ мәһсулатлирини ишлитиватқан хәлқара аптомобил ишләпчиқириш ширкәтлириниң мунасивитини тәпсилий деталлар билән йорутуп бәргән.
Доклатта бу хитай ширкәтлири дуня аптомобил запчаслириниң асаслиқ тәминлигүчилири икәнликини, волкисваген, хонда, форт, һәммәбап матор, мерсидес гуруһи, тойота, тесла аптомобиллириниң хам материяли яки запчаслириниң мәлум дәриҗидә уйғур районидики мәҗбурий әмгәккә четилғанлиқини билдүргән.
Тәтқиқатчиларниң ейтишичә, бу пүткүл аптомобил санаити саһәсигә четишлиқ мәсилә болуп, “улар тәкшүрүш елип барған аптомобилларниң уйғур мәҗбурий әмгекигә четишлиқ болмиған һечқандақ бир парчиси йоқ” икән. Тәтқиқат гуруписиниң йитәкчиси, һаллам шифелд университетиниң профессори лавра мурфей 8-ноябир зияритимизни қобул қилип, аптомобил запчаслирини ясашқа керәклик мәһсулатларни ишләпчиқиришта уйғур мәҗбурий әмгәк күчлириниң әң мәйнәт ишларға селинидиғанлиқини байқиғанлиқини билдүрди.
Лавра мурфей мундақ деди: “шу анда уйғур районидики чоң көләмлик кан ечиш мәшғулатлири, хам материялларни бир тәрәп қилиш мәшғулатлириниң аптомобил запчаслирини ясашқа кетидиған полат, алюмин, мис қатарлиқ мәһсулатларниң ишләпчиқиришидики әң мәйнәт ишларни, шундақла тәминләш зәнҗиридики башқа нурғун ишларни қилидиғанлиқини байқидуқ. Дуняниң хам материял пишшиқлап ишләш мәшғулатини уйғур райониға йөткәп кәлгән бу ширкәтләрниң мәҗурий әмгәк билән шуғуллиниватқанлиқи ениқ, һәтта бәзилири тәрбийәләш программиси вә мәҗбурий әмгәкниң лайиһәлигүсидур.”
Һелена кенниди тәтқиқат мәркизиниң бу доклати, американиң байден һөкүмити қанун чиқирип, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириға қарита қаттиқ чәкләш тәдбирлирини қолланған, америка таможнаси һазирғичә хитайниң 728 милйон долларлиқ мәһсулатини уйғур мәҗбурий әмгекигә четишлиқ, дегән гуман билән тутуп қалғанлиқини билдүргән бир вақитта елан қилинип, күчлүк диққәт қозғиди. Бу доклатни тәйярлиған тәтқиқат гурупписидики тәтқиқатчи ялқун улуйолниң 8-декабир радийомизниң зияритини қобул қилғанда ейтишичә, бу тәминләш зәнҗири “интайин мурәккәп бир алақә тор” икән.
Ялқун улуйолниң ейтишичә, тәтқиқат гурупписи хитайниң очуқ-ашкара учур қаналлиридин мәҗбурий әмгәккә даир нурғун дәлилләргә еришкән. У, бу арқилиқ “қайси ширкәтләрниң уйғур мәҗбурий әмгикини қандақ ишлитиватқанлиқини биләлигәнлики” ни билдүрди.
Доклатта, хитайниң, шундақла хәлқаралиқ ширкәтләрдин болуп уйғур мәҗбурий әмгики билән бивастә яки вастилиқ алақиси болған 200 дәк ширкәтниң исмини тепип чиққан. Мәлум болушичә, доклатта исми тилға елинған хитай ширкәтлириниң көпиниң көп хил ишләпчиқириш карханиси бар болуп, бу уларниң хәлқаралиқ аптомобил ширкәтлирини уйғур елиниң сиртидики карханилири арқилиқму метал, електронлиқ әсваплар яки чақ қатарлиқлар билән тәминләйдиғанлиқини билдүридикән. Профессор лавра морфей, бәзи карханиларниң уйғурларни мәҗбурий ишлитиш билән бир вақитта тәрбийәләш мәркәзлирини қурғанлиқи, униң уйғур оқутқучилириниму бу җайда йетип-қопуп ишләшкә мәҗбурлиғанлиқиға аит дәлилләргә еришкәнликини билдүрди.
Лавра мурфей мундақ деди: “биз нурғун уйғурларниң кан ечишта ишлитилгәнлики вә хам материялларни пишшиқлап ишләшкә селинғанлиқини байқидуқ. Бу җәрянда бизниң диққитимизни қозғиған қизиқарлиқ бир иш шуки, бир шинҗаң ширкити мәктәп қурған. Уйғурлар бу җайда ишләш үчүн тәрбийәлинипла қалмай, бәлки бу җайда мәҗбурий йетип-қопуп ишлигән. Һәттә тәрбийәләш мәктипидики уйғур оқутқучиларму мәҗбурий йетип-қопуп ишлигән. Йәнә шундақму вәқәләр бар, улар ағрип қалсиму, һәтта аилисидә бирәр чоң иш йүз бәрсиму, уларниң аилисигә қайтишиға рухсәт қилинмиған. Шуни нәрсә ениқ болдики, бу ширкәт ‛кәспий тәрбийәләш‚ программисиниң дәсләпки басқучи вә униң тәрәққиятиға қатнашқан. Бу орунниң оқуғучилири уйғурлар болупла қалмай, оқутқучилириму уйғур болған вә уларниң һәммиси буниңға мәҗбурий қатнашқан.”
Доклатта көрситилишичә, тәтқиқат гурупписи уйғур районда аптомобил санаити үчүн кан ечиш, пишшиқлап ишләш яки вә материял ишләпчиқириш билән шуғуллинидиған 100 гә йеқин хитай ширкитиниң исмини тепип чиққан. Улардин аз дигәндә 38 ширкәт өзлириниң иҗтимаий таратқу суписи, ширкәтниң доклатлирида яки башқа қаналлар арқилиқ дөләт һамийлиқидики әмгәк программисиға қатнашқанлиқини елан қилған.
Һелена кенниди мәркизиниң доклати елан қилинип арқидинла бу доклат америка бирләшмә аптомобил ишчилар уюшмисиниң инкасини қозғиди. Бу тәшкилат 7-декабир күни радийомиз мухбириға әвәткән язма баянатида, аптомобил ширкәтлирини уйғур райони билән болған алақисини үзүшкә чақиридиғанлиқини билдүргән. Баянатта: “хитай һөкүмитиниң аптомобил тәминләш зәнҗиридә дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәкниң кәң көләмлик хәвпигә даир бүгүн елан қилинған вә уйғур районидики кишилик һоқуқ вәһшийликигә аит бурун елан қилинған доклатларға асасән ‛бирләшмә аптомобил ишчилар уюшмиси‚ аптомобил санаитиниң пүткүл тәминләш зәнҗирини елип чиқип кетишкә, америкадики яхши маашлиқ хизмәтләргә мәбләғ селип, тәминләш зәнҗириниң еһтияҗини қандурушқа ярдәм беришкә үндәйду” дейилгән.