А қ партийәниң баянатчиси өмәр чәликниң уйғурлар тоғрисидики баянати немидин дерәк бериду?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2020.09.30
omer-celik-omer-chelik.jpg Түркийәдә һакимийәт бешида туруватқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң муавин рәиси вә баянатчиси өмәр чәлик әпәнди мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилмақта. 2017-Йили 8-сентәбир, естонийә.
AFP

19 Йилдин буян түркийәдә һакимийәт бешида туруватқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң муавин рәиси вә баянатчиси өмәр чәлик әпәнди 29-сентәбир күни мухбирларға баянат берип, тунҗи қетим уйғур мәсилисидики сүкүтини бузди. У баянатида түркийәниң хитай һөкүмитигә уйғурлар вә башқа мусулман түркий хәлқләрниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишини, диний-етиқад әркинликигә һөрмәт қилишини, лагерларни етиветишини изчил һалда тәләп қилип келиватқанлиқини, түркийәниң уйғурларниң параван, хатирҗәм турмуш көчүрүшини арзу қилидиғанлиқини тәкитлиди.

У түркийәдә өткүзүлгән хәлқара технологийә йәрмәнкиси ахирлашқандин кейин, түркийәниң күнтәртипидики бәзи мәсилиләр тоғрисида мухбирларға бәргән баянатида, узундин бери уйғур мәсилисини көзитип келиватқанлиқини, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә кишилик һәқлири тәшкилатлириниң доклатлириниң түркийәдә зор әнсирәш пәйда қиливатқанлиқини баян қилған. У мундақ дегән: “хитайниң уйғурларға вә мусулман хәлқләргә елип бериватқан сиясити һазир дуняниң күнтәртипидә, әлвәттә бу мәсилә һәр даим бизниңму күнтәртипимиздә болуп келиватиду. Буни кишилик һоқуқи вә етиқад әркинлики җәһәттин һәр даим көзитиватқанлиқимизни тәкитләп қоймақчимән. Хитай һөкүмити 2017-йили 4-айда йолға қоюшқа башлиған ‛ашқунлуққа қарши туруш бәлгилимиси‚ уйғур түрклири вә башқа түркий хәлқләргә зор сәлбий тәсир көрсәтмәктә. Буларниң һәммисини көзитип келиватимиз. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәйярлиған бу һәқтики доклатлар биздә зор әнсирәш пәйда қилмақта.”

Адаләт вә тәрәққият партийәсиниң муавин рәиси вә баянатчиси өмәр чәлик әпәнди түркийәниң йеганә арзусиниң уйғурларниң параван вә хатирҗәм турмуш көчүрүши икәнликини баян қилип, мундақ дегән: “биз түркийә тәрәп хитайға уйғур районидики уйғур түрклири вә башқа мусулман түркий хәлқләрниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишини, диний-етиқад әркинликигә һөрмәт қилишини, лагерларни етиветишини изчил һалда дәп келиватимиз. Түркийә уйғурларниң параван вә хатирҗәм турмуш көчүрүшини арзу қилиду. Шундақла уйғур мәсилисини адиллиқ билән һәмкарлишип туруп һәл қилишни халайду. Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған хитайни зиярәт қилғандиму бу тәләплиримизни хитай рәһбәрлиригә йәткүзди.”

Өмәр чәлик әпәндиниң 29-сентәбир күнидики баянати дөләт телевизийәси тәрипидин нәқ мәйдандин тарқитилди. У баянатида хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити тоғрисидиму тохталди.

Йиғивелиш лагерлири мәсилиси америкада вә явропа әллиридә күчлүк инкас қозғашқа башлиғандин тартип бүгүнгичә түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған һөкүмитиниң сүкүттә турувелиши, униң 2019-йили вә бу йил бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий йиғинида сөзлигән нутқида дуняниң һәр қайси җайлирида зулум тартиватқан мусулманларни тилға елип, уйғурларни тилға алмаслиқи, дуняниң һәр қайси җайлиридики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, өктичи партийәләр вә аммиви тәшкилатларниң қаттиқ наразилиқиға учриған иди.

Өмәр челик әпәнди бу йил 2-айда бир баянат берип қоюп, 8 ай өткәндин кейин йәнә бир қетим баянат бәрди. Буниңға өктичи партийәләр қандақ қарайду? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн изчил һалда уйғур мәсилисини түркийә парламентида оттуриға қоюп келиватқан “ийи”, йәни яхши партийәсиниң парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

У, мундақ деди: “түркийә хитайға хәлқаралиқ сорунларда инкас қайтурмайватиду. Хитайға қарши бир наразилиқ билдүрмәйватиду, шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида хитайниң алдиға қоюдиған тәклипиму йоқ. Бир қанчә йил бурун уйғур райониға һәйәт әвәтип, уйғурлар тоғрисида тәкшүрүрүш елип баримиз дегән иди. Уму йоқ. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, һазирқи һөкүмәт билән униң шерикиниң шәрқий түркистанға қаратқан бир ениқ сиясити йоқ икән. Улар йилда бир қетим баянат берип қоюп, хәлқниң көзини бояватиду. Уйғурлар шуни билиши керәкки, түрк хәлқи шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлиду, уйғурларға һесдашлиқ қилиду.”

Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди зияритимизни қобул қилип, адаләт вә тәрәққият партийәсиниң баянатчиси өмәр чәлик әпәндиниң хәлқара бесим вә түрк җамаәтчиликиниң бесими нәтиҗисидә бундақ баянат беришкә мәҗбур болғанлиқини илгири сүрди.

Бу һәқтики соалимизға җаваб бәргән шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ рәиси һамидхан гөктүрк әпәнди өзиниң 55 йилдин буян түркийәдә туруватқанлиқини, кейинки 5 йилда уйғур мәсилисиниң түркийәниң күнтәртипидин чүшүп қалғанлиқини илгири сүрди.

Һамидхан гөктүрк әпәнди 29-сентәбир күни өмәр челик бәргән баянатиниң уйғурларни хурсән қилидиған тәрипи йоқлуқини илгири сүрди.

Бу йил 9-феврал күни түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, хитайни уйғур дияридики җаза лагерлирини тақашқа чақирғандин кейин, 11-феврал күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси сөз қилип, түркийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң позитсийәси “наһайити қәбиһ” дәп әйиблигән иди. Арқидин адаләт вә тәрәққият партийәсиниң баянатчиси өмәр челик әпәнди, кейин ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу арқа-арқидин баянат елан қилип, хитайни җаза лагерлирини тақашқа чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.