Хитайниң уйғур кимликини қайта қурушидики лагер “мәктәп” лири
2019.08.23
Хитай һөкүмитиниң милйонларчә уйғурни лагерларға қамивелиши һәмдә уларни инсанийлиқтин толиму йирақ шәкилдә қийнақ вә контроллуққа елиши йеқинқи мәзгилләрдә изчил ахбарат васитилири вә хәлқаралиқ муһакимә сорунлиридики муһим темилардин бири болуп кәлди. Ташқи дуняниң түрлүк бесимлириға җаваб тәриқисидә хитай һөкүмити йеқинда лагерларни ақлаш мәзмунидики “ақ ташлиқ китаб” ни елан қилғандин кейин, һәр саһәниң күчлүк тәнқиди вә мәсхирисигә дуч кәлди. Хитай һөкүмитиниң бу қилмишини бәзиләр “ақ ташлиқ китаб‚ қа йошурунған ‛ақ ташлиқ ялғанлар‚” дәп атиған болса, йәнә бәзиләр буниң конирап кәткән алдамчилиқ усули икәнликини көрсәтти. Әнглийәдики
“кода һекайилири” ахбарат мәркизиниң хадимлиридин зобел кокрел ханим болса буни “мәдәнийәт қирғинчилиқини ақлаш урунуши” дәп қарайду.
Изобел ханим бу һәқтики қарашлирини “хитайниң уйғур кимликини қайта қуруш дәваси” намлиқ мақалисидә охшимиған нуқтилардин шәрһләйду. Униң қаришичә, хитай һөкүмити нөвәттә уйғурларниң пүткүл мәнивийәт дунясиға чоңқур сиңип кәткән ислам етиқадини баш нишан қилған болуп, өзлириниң ислам диниға қаритилған һуҗумлирини һәқлиқ қилип көрситиш мәқситидә “ислам динини уйғурлар бойниға қилич тәңләнгән һалда илаҗсиз қобул қилған. Бу улар үчүн ташқи дунядин мәҗбурий теңилған дин” дегәнни күчәп тәшвиқ қилған. Шуниң билән биргә нәччә йилдин буян изчил һалда ислам дини билән бағлинишлиқ болған барлиқ һадисиләрни, җүмлидин диний либаслар, диний исимлар, мәсчит-ханиқалар вә диний паалийәтләрни йоқитип маңған.
У бу һәқтә сөз болғанда мундақ дәйду: “қайта қуруш, дегән аталғуни ишлитишимдә бу аталғуниң кәйнигә қандақ мәзмунларниң йошурунғанлиқини көрситип беришни ойлаштим. Чүнки хитай һөкүмити йеқинда елан қилған ‛ақ ташлиқ китаб‚ уларниң ‛мәктәп‚ намидики ‛тәрбийәләш мәркәзлири‚ ни йоллуқ қилип көрситишидики әң чоң васитиләрдин болуп қалди. Йәнә келип буниңда хитай һөкүмитиниң уйғурларниң мәнивийәт дунясида бир омумий кесәллик вируси мәвҗут, буни тездин давалаш лазим, дәйдиған чүшәнчиси әкс әттүрүлгән. Қизиқ болғини, бу ‛ақ ташлиқ китаб‚ та хитай һөкүмити ислам динини уйғурларниң өзигә хас дин әмәс, бәлки қорал күчи арқилиқ мәҗбурий теңилған дин, дегән пикирни бәкрәк тәкитлигән. Улар мушу арқилиқ ‛биз силәргә мәҗбурланған бундақ бир идеологийәни тазилаш арқилиқ әмәлийәттә силәргә ярдәм қиливатимиз‚ дегән пикирни алға сүриду, шуниңдәк өзлириниң ‛әсәбийликкә қарши туруш‚ күришиниң һәққаний икәнликини дәлилләшни көзләйду. Улар мушу арқилиқ уйғурларниң миллий мәдәнийити билән ислам динини бир-биридин аҗритиветишни түп нишан қилған. Һалбуки, уйғурларниң һәрқандиқи өз миллий кимликини ислам дини арқилиқ ипадиләйду: улар ислам дини билән туғулиду, ислам туйғусида яшайду, ислам билән бирликтә мәвҗут болиду. Шуңа ислам динини уйғурларниң өз дини әмәс, дәп һөкүм қилиш пәқәтла әқилгә сиғмайдиған бир иш. Мениңчә, уйғурларниң 99 пирсәнти буни қобул қилмайду, дәп қараймән.”
Апторниң пикричә, хитай һөкүмити уйғурларни ислам динидин пүтүнләй узақлаштуруш һәмдә уларни хитай мәдәнийәт чәмбирики ичигә елип кириш үчүн ялғуз тәшвиқат васитиси биләнла чәклинип қалмиған. Уйғурларни өзлириниң әнәниви мәдәнийәт кимлики, диний кимлики вә миллий кимликидин тандуруш үчүн улар лагерларни көпләп тәсис қилған. Лагерлардики “меңә ююш” му дәл мушуни мәркизий вәзипә қилған. Бу лагерлардин мәлум болған учурларда бу җайларниң түрмигә охшаш икәнлики ейтилсиму, хитай һөкүмити изчил буни “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дәп кәлмәктә. Әмдиликтә болса хитай һөкүмити техиму илгириләп “лагердикиләрниң һәммисини қоювәттуқ” дейишкә берип йәткән. Һалбуки, гүлбаһар җелилова қатарлиқ һаят шаһитлар болса буниңдин пүтүнләй пәрқлиқ болған һекайиләрни сөзләп кәлмәктә.
У бу һәқтә мундақ дәйду: “бу йәрдә айдиңлаштурувалидиған бир нуқта болса гүлбаһар җелилова қамақтики вақтиниң көп қисмини тутуп туруш мәркизидә өткүзгән. Шуңа униң кәчмишлири билән лагердикиләрниң әһвали пәрқ қилиду. Һазир болса хитай һөкүмити ‛кәспий тәрбийәләш мәктипи‚ дәп атиливатқан җайлардики тутқунларниң 90 пирсәнтини қоювәткәнликини давраң қиливатиду. Әмма лагерларни йеқиндин көзитип келиватқан мутәхәссисләрниң пикиригә қариғанда бу кишиләр қоюветилгини йоқ. Әксичә, бир хил тутуп туруш шәклидин йәнә бир хил тутуп туруш шәклидики қамаққа йөткәлгән. Гүлбаһар җелилова дәл буниң мисали. Бизгә мәлум болған йәнә бир әһвал шуки, тутқун нишани болған кишиләрниң өз мәһәллисидә, өз шәһиридә нәзәрбәнд қилиниши дегәнләр һазир адәттики әһвалға айлинип қалған. Мана мушундақ ‛гуманлиқ‚ дәп қаралған сансиз кишиләр хитайниң җинайи ишлар қанун системисида из-дерәксиз ғайиб болуп кетиватқанлиқтин дуняниң лагерлар вә ‛кәспий тәрбийәләш мәктипи‚ һәққидики чуқанлири барғансери юқири пәллигә чиқти. Мана мушу чуқанларни җимиқтуруветиш мәқситидә хитай һөкүмити ‛һәммәйләнни қоювәттуқ‚ дәп қоюп тездин тутқундики уйғурларни йәнә бир тутуп туруш шәклигә йөткәшкә киришмәктә.”
Изобел ханимниң пикричә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни өз мәдәнийәт вә кимлик чәмбирикидин узақлаштуруш урунуши ашу хил кимлик чүшәнчилирини давам әткүзидиған маарип саһәсини контрол қилишида техиму ашкара ипадилинидикән. Уйғурчә тил вә йезиқниң мәни қилиниши болса буниңдики бир мисал, халас. У зиярәт қилған шаһитлардин бири акисиниң хитай һөкүмитигә сақчи хадими болуп ишлигәнликини, бу җәрянда уйғурчә китабларниң мәҗбурий йиғивелиниши ахири акисиниң һөркирәп йиғлишиға сәвәб болғанлиқини сөзләп бәргән.
“биз һәрқачан уйғурларниң бешиға қандақ паҗиәләрниң келиватқанлиқиға бәкрәк диққәт қилип келиватимиз. Һалбуки, бу ишлар билән бирликтә оттуриға чиқиватқини сепи өзидин зор көләмдики мәдәнийәт қирғинчилиқи болуватиду. Шуңа уйғурлар һаятиниң башқа сәһипилириму мушуниңға мас һалда йоқитишқа дуч келиватиду. Бу вәқәликтә шаһитиниң исми ‛муйәссәр миҗит‚ дегән намда берилди. Униң акиси сақчилиққа қобул қилинған һәмдә мәхсус уйғурларни тутқун қилиш вә қийнашқа селинған. Әмма иштин чүшүп өйгә кәлгәндә у һәрқачан тамни муштлап юм-юм йиғлап кетиду. Сиңлиси буни байқиған болсиму, сорашқа җүрәт қилалмайду. Чүнки сақчиларниң лагердикиләрни қандақ қийнайдиғанлиқи һәққидә у башқилардин көп аңлиған. Шундақ қилип муйәссәрниң акиси мушу тәриқидә көз йешини һечкимгә көрсәтмәйду. Әмма бир күни у иштин чүшүп өйгә кәлгәндә китаб ишкапиниң қупқуруқ болуп қалғанлиқини байқайду. У сиңлиси билән бирликтә йиллардин буян топлиған вә сөйүп оқуп келиватқан уйғурчә тарих, мәдәнийәт, сәнәт қатарлиқ саһәләргә даир китабларни даириләрниң мусадирә қилип елип кәткәнликини аңлиғанда һәммәйләнниң алдидила буқулдап йиғлап кетиду.”
Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң “мәдәнийәт қирғинчилиқи” һәрикити барғансери юқири пәллигә чиқиватқан болуп, анализчилар “хитай һөкүмитиниң алдамчилиқ тәшвиқатлири бир қисим садда кишиләрни алдиялиған билән һәқиқәтни йошуралмайду,” дәп қаримақта икән.