Тәтқиқат йетәкчиси тим нивен: “хитай компартийәсиниң ақартиш тәшвиқати кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилинишини ашуруветиду”
2023.09.29
Баш мәркизи тәйвәндики тәтқиқат мәркизи қайта ойлиниш лабораторийәси (Doublethink Lab) 28-сентәбир күни уйғурлар вә хоңкоңлуқлар һәққидә йеңи Тәтқиқат доклатиНи елан қилди. “шәрқи түркистандики қилмишларниң йошурулуши” (Whitewashing East Turkistan) вә “хоңкоңдики қилмишларниң йошурулуш” (Whitewashing Hong Kong) сәрләвһилик икки парчә доклатта айрим айрим һалда хитай компартийәсиниң уйғур вә хоңкоңлуқларға қарита чегра һалқиған бастуруш елип бериш билән бир вақитта, уйғур районидики ирқий қирғинчилиқини вә хоңкоңдики бастурушни ақлашқа урунғанлиқи гәвдиләндүрүлгән.
“шәрқи түркистандики қилмишларниң йошурулуши” намлиқ доклатта көрситилишичә, тәтқиқатчилар 2021- вә 2022-йиллиридики хитайниң дөләт ахбарат һесабатлири, хитайни қоллайдиған милләтчиләр вә хитай тәшвиқатини қилидиған тор чолпанлириға тәвә дәп қаралған һесабатлар тарқатқан уйғурларға аит 1647 твиттерни (X) Ни йиғип тәһлил қилған. Уларниң һәммиси асасән хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини қоллайдиған сиясий тәшвиқатқа мунасивәтлик учурлар икән. Бу хил һисабатлар йәнә сахта һесабатлар билән мас қәдәмдә һәрикәт қилип хитай компартийәсиниң сиясий тәшвиқат паалийәтлириниң торда көрүлүш қетим санини ашуридикән.
Доклатта дейилишичә, юқирида тилға елинған һесабатлар уйғурлар һәққидики сиясий тәшвиқатида “гүзәл шинҗаң”, “хушал уйғурлар”, “иҗтимаий илгириләш”, “зор тәрәққият” вә “ғәрб зомигәрлики” қатарлиқ бәш чоң темини ишлитидикән. Тәтқиқатчилар бу бәш хил темидики тәшвиқатларни айриш усуллири һәққидә доклатта тәпсилий тохталған. Уларниң дейишичә, хитай компартийәсиниң тәшвиқат һисабатлири мушу бәш хил темини асас қилған һалда уйғурлар һәққидә сахта тәшвиқат тарқитиш арқилиқ хәлқара җамаәт пикрини бурмилап, дуняниң диққитини уйғур ирқи қирғинчилиқидин узақлаштурушни мәқсәт қилғанлиқи тәкитләнгән.
Тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқат йетәкчиси тим нивен (Tim Niven) әпәнди бу һәқтә радийомизниң сориған соаллириға елхәт арқилиқ җаваб қайтурди. У хетидә мундақ дәйду: “хитай компартийәсиниң ақартиш тәшвиқати кишилик һоқуқниң дәпсәндә қилинишини ашуруветиду, адаләт издәватқанларни үмидсизләндүриду вә тоғра сиясәт бәлгиләшкә тосалғу пәйда қилиду. Бу тәшвиқатлар хитай һөкүмитиниң дөләт һалқиған бастуруш тактикисиниң бир қисми болуп, өзи нишан қилған кишиләргә “җинайәтчи” яки “террорчи” дәп қалпақ кийдүрүп, улар һәққидә ялған учур тарқитиду. Доклатимиздики ачқучлуқ байқаш шуки, твиттер (X) Тики тәшвиқат һесабатлар уйғурларниң “хушал” вә “яхши” яшайдиғанлиқини усул ойнаватқан уйғурлар, сәһниләштүрүлгән саяһәт бағчилири һәққидики қисқа видийолар арқилиқ күчлүк тәшвиқ қилидикән. Иҗтимаий алақә торлиридики мушу хилдики қисқа видийолар уйғурлар һәққидә мәлуматқа игә болмиған кишиләрниң каллисини қаймуқтуруши мумкин.”
У иҗтимаий таратқу қолланғучлири һәққидә мундақ дәйду: “иҗтимаий таратқу қолланғучилири шуни билиши керәкки, хитай компартийәси тәшвиқатчилири уларниң иҗтимаий алақә торидики нормал адәмләргә охшайду. X Суписи йеқинда нурғун йеңи қаидиләрни йолға қойди, бу қаидиләр супа бихәтәрликини төвәнлитип, тор тәшвиқатчилириниң қилмишни қолайлаштурди. X Кә охшаш иҗтимаий таратқу супилири хитай компартийәсиниң тәшвиқатини қилидиған һисабатларниң тарқатқан учурлириға қаттиқ диққәт қилиши керәк. Биз доклатимизда тилға алған тәшвиқат темилири һәққидики тәпсилатларниң хитай компартийәсиниң ақартиш тәшвиқатидики әндизиләрни айривелишқа ярдәмчи болушини үмид қилимиз.”
Мәзкур доклатни тәйярлашқа ярдәм қилған орунларниң қатарида уйғур кишилик һоқуқ қурулушиму бар болуп, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси ташқин дөләт әпәнди радиойимизниң мәзкур доклат һәққидики соаллириға елхәт арқилиқ җаваб қайтурди. У хетидә мундақ дәйду: “бу доклат хитай компартийәсиниң иҗтимаий таратқуларда көрситиватқан тәшвиқат урунушлирини тәһлил қилған. Доклатта хитай компартийәсиниң дуняға немини көрситишни халиса шуниң тәшвиқатни күчәп қилидиғанлиқини көрситиш арқилиқ дуняни хитай компартийәсниң тәсир көрситиш һәрикитиниң тәһдитидин агаһландурған. Иҗтимаий алақә васитилири кишиләрниң дуняда вә өзлириниң әтрапида йүз бериватқан ишлардин учур алдиған асаслиқ вастиға айлинип қалған бүгүнки дәврдә, мушу доклатқа охшаш тор йүзидики сахта-тәшвиқат вә һәр хил қаймуқтурушларни айриш һәққидики тәтқиқатларниң елан қилиниши иҗтимаий таратқу қолланғучилири үчүн наһайити пайдилиқ дәп қараймән. Хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ сиясити вә қаттиқ учур контроллуқи уйғурлар һәққидики һәр қандақ бир һәқиқий учурниң хитайдин чеқишиға йол қоймайду. Дуняниң бу һәқтики тонушни юқири көтүрүш керәк. Уйғурлар һәққидә һәқиқий учурға еришишниң қанчилик мүшкүллүкини, уйғурларниң ярдәмгә қанчилик моһтаҗ икәнликини чүшәндүргәндин кейин, хәлқараниң буниңға қарита техиму конкрет һәрикәт қоллинишни үмид қилимиз.”
Доклатта бу мәсилини һәл қилиш үчүн төвәндики төт муһим тәклип оттуриға қоюлған: биринчи тәклип ахбарат васитилиригә қаритилған болуп, һәр қайси ахбарат васитилириниң сиясий тәшвиқатқа, болупму хитай компартийәсиниң сиясий тәшвиқатиға техиму һошяр болушини тәкитлигән. Иккинчидин иҗтимаий алақә таратқу супилириниң зөрүр мәнбәләргә мәбләғ селип, тор алдамчилиқиға қарши туруши вә уларни тор йүзидин йоқитиши керәклики һәмдә хитай компартийәсиниң көп йоллуқ тор алақисини тәкшүрүп, униң иҗтимаий алақә супилирини суйиистемал қилишидин сақлинишини тәвсийә қилған. Үчинчидин тәтқиқатчиларниң хитай компартийәсиниң тәшвиқатиға алаһидә диққәт қилишқа агаһландурған. Ахирида һәр қайси һөкүмәт орунлириниң иҗтимаий алақә супилириға даир қанун-низамларни күчәйтип, сиясий тәшвиқат вә ялған хәвәрләрниң тарқилишидики мәсулийәтниң сүрүштә қилиниши керәклики әскәртилгән. Униңдин башқа йәнә һөкүмәтләрниң уйғур ирқи қирғинчилиқини йошуруш тәшвиқатқа қатнашқан шәхс вә орунларға қарита конкрет җаза йүргүзүши керәклики тәкитләнгән.
Тим нивен әпәнди оттуриға қоюлған тәклипләр һәққидә мундақ дәйду: “тәтқиқатимиз шуни испатлидики, хитай компартийәси уйғур қирғинчилиқини йошурушқа барғансери амалсиз қиливатиду. Биз хәлқара җәмийәтиниң биз доклатта көрсәткән пакитлар, оттуриға қойған тәклипилиримизгә диққәт қилишини вә хитай компартийәсиниң дуняда йүргүзүватқан бу хил иҗтимаий таратқулар арқилиқ һәқиқәтни бурмилаш һәрикитидин давамлиқ агаһ болушини үмид қилимиз.”
Қайта ойлиниш лабораторийәси 2019-йили қурулған болуп, рәқәмлик мудапиә иқтидарини күчәйтиш арқилиқ демократийәни күчәйтишни нишан қилған. Уларниң тәтқиқат темиси асасән рәқәмлик қораллар арқилиқ хитай һөкүмитиниң иҗтимаий таратқуларда сахта учур тарқитиш паалийити вә уларниң тәсирини тәтқиқ қилишқа мәркәзләшкән.