Ақсу шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләр дохтурханиси кеңәйтилип лагер қилинған
2020.11.17
Ақсу шәһәр сиртиға қурулған икки чоң лагерниң сүний һәмраһ сүрәтлири һәққидики ениқлашлиримиз давамида тепилған пакитлар, бу лагерниң бириниң әслидики ақсу шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләр дохтурханисини кеңәйтип ясалғанлиқини көрсәтмәктә. Буниңдин башқа йәнә бу лагерлар ясалған охшаш вақитта, ақсу айродромида адәм ички әзаси йешил каридори ечилғанлиқидәк амиллар паш болди. Мутәхәссисләрниң нәзиридә булар, хитайниң адәм ичкири әзалирини йөткәш җинайәтлириниң дәлили болалайдикән. Мухбиримиз гүлчеһрә мәлумат бериду.
Ақсу шәһири юқумлуқ кесәлликләр дохтурханисиниң шәрқигә 900 метир келидиған йол бойиға 2017-йилидин башлап қурулған лагер һәққидә, униң орни вә әтрапидики җайларни инчикиләп тәкшүрүшлиримиздин ақсу шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләр дохтурханисиниң дәл бу лагерниң мәркизи қисмида икәнлики ениқланди. Уйғур әдлийә арпиниң директори бәхтияр бу һәқтә мундақ дәйду: “2003-йилидин башлап хатириләнгән сүний һәмраһ сүрәтлиридин башлап бу дохтурхана әтрапидики қурулуш вә өзгиришләрни селиштурғанда, 2017-йилиға қәдәр, бу җайда мәзкур дохтурхана бинасидин башқа қурулуш йоқ болуп, лагер мушу дохтурханини мәркәз қилип қурулғанлиқини ениқ көрүвалғили болиду һәм бу җай даванлиқ кеңәйтип қурулмақтикән”.
Уйғур әдлийә архипи ашкарилиған, бир миң 200дин артуқ апелсин рәңлик мәһбус кийими кийгән кишиләрниң лагер районидин чиқип мәҗбурий әмгәк райониға өтүватқан бир көрүнүши бар болған сүний һәмраһ сүрәтлири дәл мушу лагерға аит иди. Көлими 25 миң квадрат метир даирини игилигән лагер һазирму давамлиқ кеңәйтиливатқан болуп, бу җайда 16 миң 300 әтрапида мәһбус барлиқи тәхминләнмәктә. Бу лагерниң көзитиш мунари, егиз тикән симлиқ қоршав тамлири, бихәтәрлик системиси һәмдә мәһбусларниң үстидики апелсин рәңлик мәһбус кийимлири бу лагерниң адәттин ташқири қаттиқ тәдбирләр билән башқурулидиғанлиқини ипадиләп туриду.
Униңға йеқин җайда йәнә бир лагер бар болуп, бу иккила лагерға бир километир йәтмәйдиған арилиқта бир җәсәт көйдүрүш орни бар.
Ақсу шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләр дохтурханиси немә үчүн ғайиб болди?
Ақсу шәһәрлик қизил кирист җәмийитиниң телефонини бир хитай хадим алған болсиму, адәм органлирини ианә қилиш ишлири һәққидики соалимизға у җиддий һалда, өзиниң вә бу органниң бу ишлар билән мунасивәтсиз икәнликини билдүрүп телефонни қоювәтти.
Ақсудики сәһийә тармақлири һәмдә дохтурханиларниң бәзилиригә телефон уланған тәқдирдиму, зияритимиз рәт қилинип кәлмәктә.
Ақсу шәһәрлик юқумлуқ кесәлликләр дохтурханисиниң илгири хатириләнгән номурлириниң һечқайсиси елинмиди, әмма ақсу вилайити сәһийә идариси юқум контрол баш аппарати арқилиқ, мәзкур дохтурхана аманлиқ қоғдаш бөлүмигә телефон уланди. Телефонни алған уйғур аманлиқ сақчисиниң қисқа җавабидин бу дохтурханиниң бирләшмә дохтурхана икәнлики әмма юқириниң орунлаштуруши бойичә, кесәл қобул қилинмайватқанлиқи ашкариланди. У: оператсийә вә орган ианә ишлири һәққидә соришимизғила, “буни мән билмәймән җуму” дәп тәкрарлиди.
Очуқ мәнбәләрдин издәш нәтиҗилири, бу дохтурхана учурлириниң 2017-йилидин башлап пүтүнләй тосиветилгәнлики мәлум болди. Торларда ақсу юқумлуқ кесәллик дохтурханисиниң исми тилға елинған пәқәт ахирқи иккила учур сақлинип қалған болуп, буларниң бири, “җеҗяңниң шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш тори” да 2016-йили 29-өктәбир тарқитилған.
“ақсудин кәлгән 5 муһим дохтур хаңҗуға берип кәспий техника өгәнди” темилиқ бу хәвәрдин, 2016-йили мартта, хаңҗу қизил кирист дохтурханиси билән ақсу шәһәрлик сәһийә идариси, ақсу юқумлуқ кесәлликләр дохтурханисидики доктор мәхмут абдукримни өз ичигә алған бәш муһим дохтурни алаһидә таллап, хаңҗудики һәрқайси дохтурханиларға өгиниш мәзмуни вә нишанини ениқ бәлгиләп әвәткән икән. Улар хаңҗудики дохтурханиларда йүрәк кесәлликлири, йүрәк қан томурға арилишиш техникиси қатарлиқ техникиларни өгинип, ақсуға қайтип кәлгәндин кейин, йүрәк қан томур тәҗрибиханиси қуруш, ақсидики дохтурханиларниң техника сәвийәсини юғури көтүрүштәк вәзипилирини өтәйдиғанлиқи билдүрүлгән.
Иккинчиси, җеҗяң “24 саәт-чйәнҗяң кәчлик хәвәрлири” дә болса хаңҗуниң теббий саһәсидин уйғур дияриға келип техника өгитиш зиярити елип берилғанлиқи тилға елинған. 2017-Йили 6-айниң 2-күни, ақсу вилайәтлик биринчи хәлқ дохтурханисида “җеҗяң хәлқ дохтурханиси ваң җифей клин 3д тәқлидий орган оператсийәси тәрбийәләш сехи” ниң ечилиш мурасимини өткүзгәнлики ашкариланди. Мәзкур хәвәрдә йәнә ақсу юқумлуқ кесәлликләр дохтурханисиниң уйғур дохтури махмутниң “мән бүгүн хаңҗудин кәлгән бир оқутқучини көрдүм, уму бизгә йеңи техникиларни елип кәлди” дегән сөзлирини нәқил алған.
Мәзкур учурлар ақсу юқумлуқ кесәллик дохтурханисини өз ичигә алған йәрлик дохтурханиларниң 2016-йили өктәбирдила, көкрәк йерип қилинидиған оператсийә үскүнә вә техикилириға игә болғанлиқидин дерәк бериду.
Икки лагер ақсу айропортиға йеқин
2017-Йилидин башлап җаза лагерлири вә завут сехлириниң бу дохтурханини мәркәз қилип қурулғанлиқи, бу сирлиқ дохтурхана вә лагерға 500 метир арилиқта җәсәт көйдүрүш орни йәнә немиләрдин дерәк бериду?
“қәтлиам” намлиқ китабниң аптори, коммунизм қурбанлири фондиниң тәтқиқатчи етан гутман, хитайда уйғур қатарлиқ сиясий мәһбусларниң ички әзалирини мәҗбурий елип көчүрүш мәшғулати әң бурун уйғур елидә башланғанлиқини билдүрүп келиватқан мутәхәссисләрниң бири. У бу учурларға тәпсилий қарап чиққандин кейин мундақ деди: “мениң нәзиримдә, бу учурлар хитай һөкүмитиниң мәҗбурий орган йөткәш җинайитиниң муһим дәлили. Болупму дохтурхана биваситә лагерға бағланған бу дәл лагерларни орган йөткәшкә бағлашта мән издәватқан дәлил. Бундақ бир җиддий йәкүн чиқиришимизға шәк-шүбһә қалдурмайдиған йәнә бир орунни тепишкә еһтияҗлиқ болимиз, у болсиму айродром. Чүнки, хитай бу органни әң қиммәт саталайдиған җайға йөткәйду. Органни бу җайда елип башқа яққа йөткәш, инсанни йөткәшкә қариғанда бихәтәр вә асанрақ. Орган йөткәшкә ишлитиливатқан сандуққа сүний оксиген машиниси орнитилған болуп, бу техника билән адәм оргинини20 саәт һаят тутуп турғили болиду. Бу органни херидариға йәткүзүш үчүн айродром болуши шәрт, йәни ениқланған учурларда бир айродром барму ?”
Мухбир: сүний һәмраһ сүрәтлири вә хәритигә қариғанда, бу икки лагер йәни дохтурханиға йеқин җайда, ақсу айродроми бар икән. 26 Километир арилиқта икән, аптомобилда 20 минут йол болуши мумкин.
Етан гутман: демәк хитай бу җайдин органни үрүмчи вә хитайниң һәр қандақ җайиға һәтта сәуди әрәбстанғиму йөткәйдиғанға йетәрлик вақти бар дегәнлик. Биз буниң алдида лагерларға йеқин җайда даириләрниң җәсәт көйдүрүш орунлирини қуруватқанлиқини биләттуқ. Бу лагердин меңип барғили болидиған җайдила бир чоң җәсәт көйдүрүш орни бар. Дохтурхана униң ичидә, демәк дохтурханида мувапиқ инсанларниң органлири елинғандин кейин бир окул биләнла уларниң һаятини ахирлаштуралайду. Җәсити болса йеқинла җайда бир тәрәп қилип җинайәт пакитини қоймайду.
Етан әпәнди хитайниң лагерларни қуруши, уйғурларни мәҗбурий әмгәк қилиштин алидиған пайдисидин қариғанда уларни орган банкисиға айландуруп алидиған пайдисини көзлигән дәп қарайдикән.
Униң билдүрүшичә, бу дохтурханиниң лагер ичидә болуши мәҗбурий орган йөткәш оператсийәси тоғрулуқ гуман туғдурмай қалмайду. Хитай бу тутқунларни ишлитип 25 миң доллар тепиши мумкин, әмма һәр бир инсанниң пүтүн органлирини алғанда һәр бир инсандин 750миң доллар қазиналайду, йәни бир инсанниң икки өпкиси, йүрәк, икки бөрәк, көз мүңгүз пәрдиси қатарлиқ органлириниң һәр бири 100 миңдин 150 миң долларғичә иқтисад яриталайду. Бу хитай үчүн лагерларни қурушқа у қәдәр кәң түрдә дәсмайә селишиниң логикиси болуши мумкин. Йәни уларни ишлитип вә органлирини сетип икки тәрәптин мәнпәәт қазиниватиду.
Етан гутманниң билдүрүшичә, һазирқи учурлардин мәлумки 50 миң әтрапида тутқун бу дохтурханиға йеқин икки лагерға қамалған, җәсәт көйдүрүш орни вә бу орунларниң һәммиси меңип барғили болидиған йеқин арилиқта, айродромму йеқин. У йәнә әмди буниң һәммисиниң хитай һөкүмитиниң иқтисадий мәнпәәт қазинишни мәқсәт қилған мәҗбурий орган йөткәш системиси икәнликини җәзмләштүрүштә әң ахирқи һалқилиқ бирла амил қалди, у болсиму бу ақсу айродромида орган йөткәш йешил каридориниң қурулған қурулмиғанлиқидур деди.
Ақсу айродроми 2017-йили адәм органлирини тез тошуш йешил қанили ачқан
Очуқ мәнбәләрдин тепилған җаваблар бизни етан әпәндиниң “хитай лагердикиләрниң органлирини мәҗбурий йөткимәктә” дегән йәкүнгә келишигә йәнә бир қәдәм йеқинлаштуриду.
Хитай хәлқ авиатсийә ториниң 2017-йили 10-айниң 14-күнидики хәвиридин ашкарилинишичә, шинҗаң теббий университетиниң орган көчүрүш әтрити 10-айниң 13-күни, җуңго җәнуб авиатсийәсиниң чз6431нөвәтчи айропилани билән адәм әзалирини ақсу айродромидин үрүмчигә йөткәшкә тәйинләнгән.
Ақсу айродромида “инсанлар ианә қилған органларниң йөткилиши үчүн йешил қанал қуруш уқтуруши” ниң һөҗҗәт тәлипигә асасән, йешил қанал дәрһал ечилған. Хитай җәнуб авиатсийә ширкитиниң чз6431 нөвәтчи айропилани саәт 16 дин 18 минут өткәндә ақсудин учуп, 17:20 дә бихәтәр һалда үрүмчигә йетип кәлгән.
Шинҗаң саяһити ториниң шинҗаң хәвәрләр ториниң хәвирини мәнбә қилип, 2017-йили тарқатқан “учуш үч тирик органни йөткәш үчүн 20 минут сақлиди” дегән йәнә бир хәвиридин тәкрар дәлилләргә еришмиз.
Униңда “7-айниң 23-күни ақсу айродромидин үрүмчи вә хаңҗуға 3 тирик органниң тошулушиға капаләтлик қилиш үчүн, айропилан 20 минут кечиктүрүлгән. 3 Тирик органни елип маңған айропилан ақсудин үрүмчигә, кейин хаңҗуға йөткәлди” дейилгән. Йәни ақсудин елип меңилған адәм оргинини шу күни саәт 16 дин 50 минут өткәндә, өз6919 нөвәтчи айропилани билән хаңҗу айродромиға йетип болған.
Бу хәвәрдин ашкарилинишичә, 2017-йилида, “җуңго җәнуб авиатсийә ширкити шинҗаң шөбиси” адәм органлирини 7 қетим мувәппәқийәтлик йөткигән икән.
Уйғурлар давамлиқ хитай адәм оргини содисиға қурбанлиқ қилинмақта
Юқириқи дәлилләрни көздин кәчүргән етан әпәнди “һазирқи шараитта, хитай һөкүмитиниң лагердикиләрниң органлирини мәҗбурий йөткәватиду дегәнни дәлилләштә биз, испатларға мушу қәдәр йеқинлишиш имканийитимиз бар” деди:
У мундақ дәйду: “хитайниң пүтүн уйғурларниң д н а қан әвришкилириниму қәрәллик тәкшүрүп системиға киргүзүши буларниң һәммиси хитайниң адәм оргини еһтияҗини қандурушида, мас кәлгән адәм органлирини бекитишини асанлаштуруш үчүндур. Хитайниң әрәбистан тәрәпкә очуқ елип берилған‚ һалал органға еришмәкчи болсиңиз җуңгоға келиң‛дегәндәк елани пәйда болди. Мәхсус чәтәлдин келип орган йөткәйдиғанларни орунлаштурған дохтурханиларму мусулманларниң еһтияҗиға қарап лайиһиләнгәнлики очуқ көрситилди. Һәтта пүтүн дуня ковед юқумида турған мәзгилләрдиму орган йөткәш оператсийәси хитайда тохтап қалғини йоқ, улар һәтта бир юқумдарни қош өпкә йөткәш оператсийәси қилип сақайғанлиқини хәвәр қилди. Лагер шаһитлири бәргән испатлиқ вә башқа нурғун пакитлар шуни көрситип туруптики, уйғурла хитайниң мәҗбурий орган йөткәш қәбиһ җинайити вә қирғинчилиқниң қурбани қилинмақта”.
Әнглийәдики “хитай коллегийәси” намлиқ мустәқил хәлқ сот мәһкимисиниң адвокати һамид саби 2019-йили 24-сентәбир күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 42-нөвәтлик йиғинида гуваһлиқ берип, хитайниң уйғур вә фалунгуңчиларниң ички әзалирини мәҗбурий елип көчүрүватқанлиқи вә сетиватқанлиқи, б д т ға әза дөләтләрниң “ирқий қирғинчилиқ” билән әйиблиниш мумкинчилики болған җинайәткә қарши җиддий тәдбир елиш “мәҗбурийити” ниң барлиқини агаһландурғаниди. Бу, уйғурларниң мәҗбурий ички әза йөткәш зиянкәшликигә учраватқанлиқиниң тунҗи қетим б д т да оттуриға қоюлуши болуп һесаблиниду.
Лондондин телефон зияритимизни қобул қилған һамид саби әпәнди бу мәлум болған дәлилләрниң әндишини күчәйткәнликини оттуриға қоюп мундақ деди:
“хитайниң ақсуда қурған бу лагерлири вә униңға бағланған дохтурхана, җәсәт көйдүрүш орни, айропорт вә йешил каридори қатарлиқлар һәққидики аңлиғанлирим хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмдә мәҗбурий орган йөткәшниң қурбани қиливатқанлиқиға болған әндишәмни күчәйтти. Мутәхәссисләр болупму 24 яштин 28 яшқичә болған уйғурлар, хитай һөкүмитиниң мәҗбурий орган йөткишиниң қурбани қилинмақта дәп қарайду. Биз күчлүк әндишимизни оттуриға қоюш билән тәң һәр қайси һөкүмәтләрниң хитай һөкүмитиниң адәм органлирини мәҗбурий йөткәшни һеч қачан тохтатмиғанлиқини тонуп йетиши керәк дәп қараймиз. Бу, интайин җиддий әндишә қозғашқа тегишлик давамлишиватқан бир мәсилә. Биз бир қисим испатлиқ материяллар дәлилләнгәндин кейин вә материяллар толуқланғандин кейин явропа иттипақи вә башқа органларға сунуш алдида турмақтимиз??”.
Хитай һөкүмити 2016-йили уйғур районида омумйүзлүк мәҗбурий саламәтлик тәкшүрүши елип берип, уйғурларниң д н а амбирини қурди шундақла 2017 -йилдин башлап 3 милйондәк уйғурни тутқун қилип, лагерларға қамиди. Радийомизға гуваһлиқ бәргән меһригүл турсун, гүлбаһар җелилова, зумрәт давут қатарлиқ өлүм лагеридин һаят қалған шаһитлар, лагерлардики тутқунларға қарита уларниң ички әзалирини аппаратта көләмлик тәкшүрүш елип барғанлиқи, қәрәллик қан елинидиғанлиқидәк әһвалларни ейтқандин башқа йәнә, даим тутқунлар арисидики 20 яш өпчөрисидикиләр туюқсиз елип чиқип кетилип, иккинчи қайтип кирмигәнликини билдүргәниди.
Лагерлар һәққидә ашкариланған пакитлар асасида анализ йүргүзүватқан уйғур инсан һәқлири паалийәтчилири вә мутәхәссисләр бирдәк, хитайдики инсан қелипидин чиққан адәм органлирини йөткәш, уйғурларниң ички органлирини елип-сетишни һөкүмәт, әдлийә, сот, сақчи, сәһийә, қатнаш, авиатсийә тармақлириға қәдәр орунлар тил бириктүрүп бирликтә елип бериватқан дөләт террорлуқ һәрикити, шундақла уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ дәп оттуриға қоюп кәлмәктә.
Лагерға бағланған орган йөткәш мәсилисигә аит чәклик учурларға асасән, ақсу, хаңҗу қатарлиқ җайлардики дохтурхана, қизил кириш җәмийәтлири қатарлиқ җайларға қаратқан тәкшүрүшимиз давам қилмақта.