Ата-анисиз ғерибсинип қалған той-никаһлар
2024.08.16
“. . . Чүнки йенимда тайинидиған, қолумдин тутидиған дадам йоқ иди. Шу сәвәбтинму ақ көңләк кийип той мурасими өткүзүшни халимидим. Мана бирдәмдә төт йил болди, техичә дадамниң авазини аңлап бақмидим. Чоң болуп, турмуш қуруп, мана әмди пәрзәнтликму болдум, әмма бу хушаллиқларниң һечбиридин дадамниң хәвири йоқ. . .”
Бу қурлар 2017-йили хитай даирилири лагерға елип кәткән елиҗан мамутниң америкада турушлуқ қизи шәһидә елиниң күндилик хатирисидин елинған қисқа үзүндә. У дадиси һәққидә соал сориғинимизда сөз қилалмастин күндилик хатирисигә язған дадиси һәққидики парчиларни биз билән ортақлашти.
У хатирисигә йәнә мунуларни язған: “шундақ бир күн келип, дадамни чиң қучақлап пүтүн дәрдлиримниң вә сеғинишлиримниң түгишини арзу қилимән. Бир инсанниң өз дадиси билән җәм болушидәк тәбий вә нормал бир әһвалниң, мән вә маңа охшаш қизлар үчүн қанчилик қиммәтлик икәнликини пәқәт өзимизла билимиз. Қачан келидиғанлиқни билмисәмму, шу күн кәлгүчә, қизимға һәр вақит дадам билән өткән күнләрни һекайә қилип беримән. Ана тилида раһәт параңлишалиғудәк уйғурчә өгитимән. Қизимму ухлаштин бурун җиқ кәмпүт билән оюнчуқларниң йенида (олтуруп) алладин ‛чоң дадамни әкәп бериң‚ дәп дуа қилишқа көнүп кәтти.”
Шәһидә ели 2020-йили 9-айда той қилған. У техи йеқинда иккинчи пәрзәнтини қучиқиға алған болуп, дадисиға өзиниң бала вақитлириға опмуохшаш бүдрә чачлиқ, икки сағлам нәврисиниң болғанлиқини ейтиш имканийитиму болмиған.
Шәһидә зияритимиз давамида балилири чоң болғансери ата-анисини техиму көп ойлайдиған болуп қалғанлиқини, туруп-туруп йиға тутуп кетидиғанлиқини ейтип сөзлирини давамлаштуралмай қалди.
Германийәдә турушлуқ йәнә бир уйғур қиз (кимликини ашкарилашни халимиди)му той қилғили бәш йил болған болуп, униңму той қилғанлиқидин дадисиниң хәвири йоқ икән. У никаһ күнини әсләп мундақ деди: “никаһ күни, никаһимизни оқуйдиған имам маңа вәли болуш үчүн дадамни сориғанда, дадамниң лагерда икәнликини ейттуқ. Никаһимизға кәлгән һәммәйлән хили узунғичә җимҗит олтуруп кетишти.”
У қизниң ейтишичә, у дадисиниң лагерға соланғанлиқини, кейинчә қоюп берилгәнликини башқилардин аңлиған. Әмма һазирғичә дадисиниң авазини аңлап бақмиған. У бир күни дадиси билән көрүшкәндә, өзиниң шундақ яхши бир йигит билән той қилғанлиқини, икки пәрзәнтлик болғанлиқини вә бәхтлик икәнликини, дадисиниң униңдин әнсиримисиму болидиғанлиқини ейтишниң хиялини қилидикән.
У зияритимизниң ахирида, пат йеқинда екранда болсиму, ата-анисини қизлири билән тонуштурушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Йеқинда түркийәдики уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәйсәри шәһридә түркийәлик уйғур қизи фатманур җантүрк билән турпанниң қара ғоҗа йезисида туғулуп чоң болған абдулла абдурахманниң дағдуғилиқ той мурасими өткүзүлгән. Той мәрикисигә йирақ йеқиндин шундақ көп меһманлар келип қиз-йигитниң бу қутлуқ күнини тәбриклигән болсиму, әмма йигитниң ата-аниси униң никаһ вә той мурасимлириниң һечбиридә йоқ икән.
Абдулла турпанниң қара ғоҗа йезисидин болуп, 2016-йили оқуш үчүн юртидин айрилған. Шуниңдин кейин ата-аниси билән нормал алақидә болуп бақмиған. У 2024-йили мартта түркийәдики мармара университетида ислам һоқуқи билимлири бойичә магистирлиқни түгәткән болуп, нөвәттә истанбул сабаһәттин зайим университети әрәб тили бөлүмидә оқутқучи болуп ишләйдикән.
Абдулла юқири нәтиҗә билән оқуш пүттүргән, яхши мәктәпкә ишқа орунлашқан, әмди болса өзи яхши көридиған қиз билән той қилған болсиму бу хәвәрләрниң һечбирини ата-анисиға ейталмиған. Мушу йосунда өтүп кетиватқан қиммәтлик дәқиқиләрниң орнини мәңгү толдурувалғили болмайдиғанлиқини ойлиғанда у өзиниң бәк ечинидиғанлиқини билдүрди.
У йәнә мундақ деди: “мушундақ қутлуқ күнимиздә ата-анимиз, уруқ-туғқанлиримиз йенимизда болған болса йүрикимиз тоқ туратти. . .”
Фатманур тойниң алди-кәйнидики чоң-кичик мурасимларда өз ата-аниси вә уруқ-туғқанлири йенида турғанда, абдулланиң ата-аниси вә қериндашлириниңму уларниң бу қутлуқ күнидә йенида болушини нәқәдәр үмид қилғанлиқини билдүрди.
Ахирида абдурахман радийо долқунлири арқилиқ ата-анисиға йүрәк сөзлирини йоллиғуси барлиқини ейтип мундақ деди: “саламәтликиңларни асраңлар, биздин әнсиримәңлар, келин қизму яхши, бу йәрдики һәммәйләнниң силәргә чоңқур салими бар.”
2014-Йили муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған илһам тохтиниң қизи җәвһәр илһамму йеқинда той қилған. Әмма уму ата-аниси яки уруқ-туғқанлири лагер яки түрмиләргә қамилиш сәвәбидин тойиға келәлмигән муһаҗирәттики миңларчә қиз-йигитләрниң бири қатарида өмридә бир келидиған той шадлиқини һечким билән ортақлишалмиған.