Атлантик кеңиши: “хитайниң уйғурларни нишан қилған инсанийәткә қарши җинайити ахирлашмиди”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.27
Rayhen-esed-atlantic-council.jpg Америкадики уйғур адвокат вә паалийәтчи рәйһан әсәт американиң нопузлуқ ақиллар амбарлиридин бири болған “атлантик кеңиши” ниң йиғинида сөзлимәктә. 2023-Йили 19-сентәбир, ню йорк.
atlanticcouncil.org

Америкиниң нопузлуқ ақиллар амбарлиридин бири болған “атлантик кеңиши” 25-сентәбир күни қисқа бир хуласә доклати елан қилип, “хитайниң уйғурларни нишан қилған инсанийәткә қарши җинайитиниң техи ахирлашмиғанлиқи” , уйғурларға қаритилған вәһшийликкә қарита күчлүк бир хәлқара инкас қайтурулмиғичә һазирқи сәпни сақлаш керәкликини билдүргән.

 “атлантик кеңиши” ниң мәзкур доклати, бу органниң истратегийәлик дәва қурулуши пирограммисиниң 19-сентәбир күни ню-йорк шәһиридә икки чоң хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилати билән бирлишип өткүзгән уйғурлар һәққидики йиғининиң хуласә доклати һесаблиниду. Бу йиғин хитайниң муавин рәиси хән җеңни өз ичигә алған һәр қайси дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлири б д т ниң йиллиқ омуми йиғиниға қатнишиш үчүн ню-йорк шәһиригә йиғилған бир вақитта өткүзүлгән. Йиғинда хитайниң қилмишини җавабкарлиққа тартип, “уйғур хәлқи үчүн адаләт йоллирини тепиш” музакирә қилинғаниди.

 “атлантик кеңиши” ниң көрситишичә, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң “шинҗаң доклати” елан қилинғиниға бир йилдин ашқан болсиму, лекин уйғур районидики “кәң көләмлик тутқун, мәҗбурий әмгәк, аилиләрниң парчилиниши, уйғур тили, мәдәнийити, диний етиқади вә кимликиниң давамлиқ бастурулушидәк мәвҗут реаллиқ хәлқара җәмийәтниң вәһшийликни тохтитишта, аилиләрни җәм қилишта, хитайниң инсанийәткә қарши җинайитиниң җазасиз қелишини рәт қилишта техиму көп ишларни қилиши керәкликини көрсәтмәктә” икән.

Хитайниң муавин рәиси хән җеңни өз ичигә алған хитай һөкүмәт рәһбәрлири б д т ниң йиллиқ омуми йиғинида. 2023-Йили 19-сентәбир, ню йорк.
Хитайниң муавин рәиси хән җеңни өз ичигә алған хитай һөкүмәт рәһбәрлири б д т ниң йиллиқ омуми йиғинида. 2023-Йили 19-сентәбир, ню йорк.
atlanticcouncil.org

 “иқтисад” журнилиниң алий муһәррири гадий апстейнниң риясәтчиликидики бу йиғинда, америкадики уйғур адвокат вә паалийәтчи рәйһан әсәт ечилиш нутқи сөзлигән. явропа иттипақиниң әмәлдари, американиң йәр шари җинайи ишлар баш әлчиси, германийә дипломати қатарлиқ кишиләр сөзгә чиқип һөкүмәтлириниң уйғурлар мәсилисидики сияситини шәрһлигән. Йиғинда явропа иттипақи ташқи ишлар комиссариятиниң көп қирлиқ мәсилиләр директори белен мартинез корбонел (Belen Martinez Carbonell) ханим, хитайниң уйғур хәлқи вә башқа түркий аз санлиқ милләтләргә қаратқан зулумини йошуруш урунушиға алданмаслиқни тәкитлигән.

 Белен мартинез карбонел мундақ дегән: “бир йилдин артуқ вақит өткән болсиму, лекин шинҗаңниң кишилик һоқуқ вәзийитидә һазирға қәдәр һәқиқий яхшилиниш болуп бақмиди. Әмәлийәттә вәзийәт йәнила интайин җиддий. Һәтта хитай һөкүмитиму уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрни бастуруш вә контрол қилишта техиму чанмайдиған мәвһум васитиләрни қолланмақта. Нөвәттә, саяһәтчиликкә охшаш иқтисади тәрәққиятқа мәркәзләшкәнликини қәйт қилмақта. Бу урунушларни бизни алдап қоймаслиқи керәк” .

Белен мартинез карбонел йәнә явропа иттипақиниң хитайни б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң “шинҗаң доклати” дики тәвсийәләргә әмәл қилишқа давамлиқ чақиридиғанлиқини билдүргән. Униң көрситишичә, явропа иттипақи өзиниң бу җәһәттики әндишилирини бу йил 2-айда өткүзүлгән явропа-хитай кишилик һоқуқ диялогида оттуриға қойған болуп, буни бу йил чақирилиш алдидики явропа-хитай башлиқлири йиғинида, шундақла б д т мунбәрлиридә давамлиқ оттуриға қойидикән. Белен мартинез карбонел: “явропа иттипақи хитайни б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси билән һәмкарлишишқа, җүмлидин униң доклатидики тәвсийәләргә һәм барлиқ хәлқара кишилик һоқуқ механизмлириға әмәл қилишқа чақириду” дәп көрсәткән.

 Йиғинда сөзгә чиққан германийә ташқи ишлар министирлиқи асия-тинч окян башқармисиниң директори петер лофелһарт (Peter Loeffelhartd) , б д т ниң доклати аммиви тәшкилатлар вә мустәқил тәтқиқатчиларниң дәсләпки доклатлирини һәм шаһитларниң сөзлирини дәлилләп, хитайниң һәрикити “инсанийәткә қарши җинайәт тәшкил қилиши мумкин” дәп хуласә чиқарғанлиқи, лекин “қайта-тәрбийәләш лагерлири” ниң тақалғанлиқиға даир хәвәрләргә алдинип қалмаслиқни тәкитлигән.

Петер лофелһарт мундақ дегән: “биз райондики бихәтәрлик муәссәсәлириниң азайтилғанлиқи вә ‛қайта-тәрбийәләш‚ лагерлириниң тақалғанлиқиға даир хәвәрләргә алдинип қалмаслиқимиз керәк. Техи йеқиндила хитай рәһбәрлири шинҗаңдики қаттиқ қол сияситиниң давамлаштурулидиғанлиқини қәйт қилди” .

 Петер лофелһартниң тәкитлишичә, ғәрб хитайни уйғур районидики халиғанчә тутқун қилинған барлиқ тутқунларни қоюп беришкә давамлиқ чақириши керәк икән. Петер лофелһарт: “биз хитайни б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси билән һәмкарлишип, униң доклатида оттуриға қоюлған шинҗаңдики халиғанчә тутқун қилинған барлиқ тутқунларни қоюп бериш һәққидики тәвсийәсигә әмәл қилишқа чақиришта давамлиқ чиң турушимиз керәк” дегән.

 Йиғинда америка ташқи ишлар министирлиқиниң йәр шари җинайи ишларни бир тәрәп қилиш вә адаләт баш әлчиси бәт фон шак ханим сөзгә чиққанда, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң “шинҗаң доклати” райондики қорқунчлуқ дәпсәндичиликләрни ашкарилаш, униңға инкас қайтурушниң башлиниш нуқтиси, дәп қарилиши керәкликини билдүргән. Униң көрситишичә, хәлқара җәмийәт хитайни җавабкарлиққа тартишта техиму көп ишларни қилиши керәк икән.

Фон шак ханим мундақ дегән: “бу дәһшәтлик әндишиләрни ашкарилаш вә униңға инкас қайтурушта хәлқараниң техиму көп ишларни қилишиға тоғра келиду һәм қилиши шәрт. Бу нуқтидин ейтқанда б д т қоғдиғучи вә тәртипни сақлиғучи сүпитидә 2-дуня урушидин кейинки вәдиси бойичә алаһидә муһим рол ойнайду. Дөләтләр һәрқандақ җайдики вәһшийликкә сүкүт қилмаслиққа вәдә бәргән. Шуниңға асасән биз б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисини хитай хәлқ җумһурийитиниң бастуруш усулида өзгириш болған тәқдирдиму, тәкшүрүшни давамлаштурушқа чақиримиз. ”

 Фон шак ханимниң көрситишичә, нөвәттә улар уйғур районида қамаққа һөкүм қилинған уйғурларниң шиддәтлик көпийишидин алаһидә әндишә қилмақта икән. Фон шак ханим: “нөвәттә, болупму биз шинҗаңда узун муддәтлик қамаққа һөкүм қилинғанларниң шиддәтлик көпийишидин, хусусән аталмиш ‛қайта-тәрбийәләш‚ яки ‛кәспий тәрбийәләш‚ мәркәзлиридин рәсмий түрмиләргә йөткәлгәнликигә даир хәвәрләрдин әндишә қиливатимиз. ”

Бу йиғин хитайниң америка һөкүмити вә бәзи ғәрб парламентлириниң өзиниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қиливатқанлиқини елан қилишиға қарши “шинҗаңниң һекайисини яхши сөзләш” һәрикити қозғап, омумий йүзлүк дипломатик вә тәшвиқат һуҗуми қозғиған бир вақитта өткүзүлгән. Йиғинда хитай түрмисидики уйғур тутқуни, “бағдаш” ториниң қурғучиси әкбәр әсәтниң һәдиси, адвокат, “атлантик кеңиши” ниң ғәйрий рәсмий алий тәтқиқатчиси рәйһан әсәт, хитайниң чәтәлдики уйғурларни бастурушта уларниң юртидики аилә әзалирини гөрүгә тутуш билән биргә, хәлқара сақчи тәшкилатиниму ишқа селиватқанлиқини билдүргән.

 Рәйһан әсәт: “хәлқара сақчи тәшкилати хитай хәлқаралиқ бастурушта қоллиниватқан механизмларниң бири. Бизниң уйғур паалийәтчи вә кишилик һоқуқ актиплиримиздин башқа дөләтләргә бериш йолида тутқун қилинғанлар бар. Маракәш бу хил тутқун қилишларниң бир мисали. Бу хәлқара тәшкилатларниң вәзиписи инсанларни қоғдаш, хәлқара бастурушниң бир васитиси болуш әмәс болсиму, лекин хитай бу органларни кәң көләмдә қолланмақта” дегән.

 “атлантик кеңиши” ниң хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати билән бирлишип уюштурған бу йиғини, хитайниң қаршилиқиға дуч кәлгән. “атлантик кеңиши” ниң ашкарилишичә, хитайниң б д т да турушлуқ вәкили нурғун дөләтләргә хәт йезип, уларниң бу йиғинға қатнашмаслиқини тәләп қилған. Хитай вәкили хетидә бу йиғинни уюштурғучи орунларниң “нам шөһрити начар хитайға қарши тәшкилатлар” икәнлики, уларниң шинҗаң тоғрисида “ялған вә яман ғәрәзлик учурларни тарқитип кәлгәнлики” ни илгири сүргән. “атлантик кеңиши” дики шу қетимлиқ йиғин хитайниң муавин рәиси хән җең 21-сентәбир күни б д т омумий йиғинида нутуқ сөзләшниң һарписида өткүзүлгән. Хән җең б д т да сөзгә чиққанда йиғин залиниң сиртида уйғурлар, тибәтләр вә башқилар намайиш өткүзүп, хитайниң лагерларни тақиши, тутқунларни қоюп бериши вә бастурушни тохтитишини тәләп қилғаниди.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.