Австралийәниң латробе университетида “уйғурларниң йенида бир күн” намлиқ йиғин өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз учқун
2019.04.29
soldin-5-kishi-james-leibold.jpg Австралийәниң мелборн шәһиригә җайлашқан латробе университетида өткүзүлгән “уйғурларниң йенида бир күн” намлиқ йиғиндин кейин хатирә сүрәттә. (Солдин 5-киши дотсент, доктор җеймис лейболд әпәнди). 2019-Йили 26-апрел австралийә.
RFA/Uchqun

26-Апирил австралийәниң викторийә штатиға қарашлиқ мелборн шәһиригә җайлашқан латробе университетида “уйғурларниң йенида бир күн” намлиқ йиғин өткүзүлди.

Мәзкур паалийәт хитайниң уйғурларни лагерларға қамивелиши хәлқарада қаттиқ тәнқидкә учраватқан бир мәзгилгә тоғра кәлди. Латиробе университетидики мәзкур йиғинға дотсент, доктор җеймис лейболд риясәтчилик қилди.

Җеймис лейболд әпәнди мәзкур паалийәтниң уюштурулуши һәққидә тохтилип, мундақ деди: “мәзкур паалийәт әң дәсләптә америкадики индияна университетиниң оқутқучиси, достум тимосе гирос тәрипидин тәвсийә қилинди. У оқуғучилириниң тәлипигә асасән мушундақ бир сөһбәт уюштурушни ойлиған икән. Кейин у башқа академиклар билән бу тоғрисида мәслиһәтләшкәндин кийин мәзкур паалийәтни бир қәдәр кәң даиридә өткүзүшни ойлишипту. Шуниң билән биз охшаш бирла вақитта дуняниң һәрқайси җайлиридики академиклар билән сөһбәтлишишни ишқа ашуруш үчүн мушундақ бир паалийәт уюштурушни қарар қилдуқ. Сөһбитимиз 26-апирил күни мелборн вақти12 дә башлинип, 6 дөләттики 15 илмий тәтқиқатчиниң аваз қошуши билән башланди. Австралийә хәлқаралиқ күн алмишиш сизиқиға йеқин дөләт болғачқа мән тунҗи болуп мәзкур паалийәттә сөзлидим. Сөһбитимиз бүгүн австралийәдин башлинип, 26-апрел аяғлашқучә давам қилиду. Австралийәдин кейинла әнглийә вә явропадики бир қисим дөләтләр шундақла канадада давамлишип әң ахирида америкида аяғлишиду.”

Җеймис лейболд әпәнди мәзкур паалийәткә “кесәл давалашму яки бимарларни өлтүрүшму?” дегән темида доклат бәргән болуп, у мақалисиниң мәзмуни һәққидә чүшәнчә берип мундақ деди: “һәммимизгә мәлум болғинидәк хитай һөкүмити һазир радикаллиққа, диний әсәбийликкә қарши туруш баһаниси билән милйонлиған уйғурларни аталмиш тәрбийәләш лагерида тутуп туруватиду. Улар бу уйғурларниң идийәсидә кесәллик бар, уларниң идийәси вә һәрикити наһайити хәтәрлик болғанлиқи үчүн биз уларни давалаватимиз дәватиду. Әмәлийәттә, мениңчә хитай һөкүмити юқириқидәк баһаниләр билән уйғурларниң тили, мәдәнийити шундақла диний етиқадини йоқитишни нишан қиливатиду яки пүтүнләй сүпүрүп ташлашқа урунуватиду. Шинҗаң яки шәрқий түркистандики уйғурларға қаритилған бу һәрикәт наһайити зәһәрлик вә рәзил бир қилмиштур. Хитай һөкүмити бу йәрдә кесәл давалимайватиду, әксичә уйғурларниң мәдәнийитини, һәтта һаятини йоқитишқа урунуватиду. Бу һәрикәт гәрчә шинҗаңда йүз бериватқан болсиму, маһийәттә бу пүтүн хитай дөлитиниң яки хитай компартийәсиниң өзигә ишәнчиниң йоқлуқиниң ипадиси дейишкә болиду.”

Җеймис лейболд әпәнди мәзкур сөһбәтниң мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “мәзкур сөһбәт дуня өилим саһәсидикиләр вә академикларниң хитай коммунистик партийәсиниң шинҗаңдики сияситигә болған әндишисини чөридигән асаста болуватиду. Биз бундақ паалийәтләр яки сөһбәтләр арқилиқ лагер вә түрмиләрдә җисманий вә роһий қийнашларға, меңә ююшларға мунасивәтлик вәқәләрни рәтләп, һөҗҗәтләштүрүш арқилиқ хитай һөкүмитиниң сияситиниң хата болуватқанлиқини испатлаш, хәлқаралиқ һәмкарлиқ арқилиқ хитай һөкүмитигә бесим қилип, уларниң шинҗаңдики уйғурларға болған сияситини өзгәртишкә түрткә болуш, шуниң билән биргә хитай һөкүмитини лагер вә түрмидики уйғурларни дәрһал қоюветиш, уйғурларниң нормал һаятини яшишиға капаләтлик қилишқа чақиришни мәқсәт қилдуқ.”

Нәқ мәйданға қатнашқан мелборин шәһиридики векторийә уйғур җәмийитиниң рәиси алимҗан осман әпәнди мәзкур паалийәткә 20 дин артуқ кишиниң қатнашқанлиқини илгири сүрди. У йәнә мундақ деди: “бу лексийә вәтинимиздә йүргүзүлүватқан лагерлар тоғрилиқ болди, буниңда асасән дәсләпки вақитта хитай һөкүмити лагерларни хәлқарадин йошурушқа тиришқанлиқи, кийин хәлқараниң бесими билән бу лагерларни ‛әсәбийликни йоқитиш‚, ‛техника өгитиш мәркизи‚ дегән ялған намлар астида тәшвиқ қилғанлиқи, әмәлийәттә бу лагерларниң түрмә билән һечқандақ пәрқләнмәйдиғанлиқини сөзләп өтти.”

У йәнә буниңға охшаш йиғинларни қоллашниң муһимлиқи һәққидиму тохтилип мундақ деди: “гәрчә мелборинда яшаватқан уйғурларниң сани 500-600 болсиму, лекин паалийәткә 10 дәк уйғурлар қатнашти, биз буниңдин кийин мушундақ йиғинларға көпрәк қатнишишни тәшкилләш арқилиқ уйғурларни тәтқиқ қилидиған хәлқарадики тәтқиқатчиларни қоллашқа тиришимиз.”

Сиднейдики австралийә уйғур җәмийитиниң учур вә алақә мәсули нургүл савут ханим мәзкур паалийәт һәққидә мундақ деди: “бу қетимқи паалийәт өткән йили башланған хәлқарада уйғур зиялийларниң тутқун қилиниш мәсилисини тонутуш лайиһәсиниң роһиға әгәшкән асаста хәлқарадики 160 тин артуқ университетиңлардики академикларниң бир йәргә җәм болуп уйғур зиялийлириниң тутқун қилиниши, түрмиләргә солиниши қатарлиқ мәсилиләргә нисбәтән қайси дөләттә қайси университетта имкан яр бәрсә уйғурлар билән биргә туруш паалийитини қанат яйдуруш, шу арқилиқ уйғурларниң авазини асасий еқимға айландурушни мәқсәт қилип уюштурулған.”

Нургүл савут ханим йәнә мундақ деди: “йиғиндики йәнә бир муһим нуқта әнглийәниң лондон шәһиридә яшаватқан әзиз әйса әпәндимниң ‛җавабсиз қалған телефон‚ намлиқ филимниң тонуштурулуши болуп, мәзкур филимниң тонуштурулуши наһайити муһим әһмийәткә егә.” нургүл савут ханим йәнә мунуларни билдүрди: “җеймис лейболд әпәнди латробе университетидики җәмийәтшунас, тарихшунас болупла қалмастин у уйғурларниң сиясий мәдәнийитини тәтқиқ қиливатқили узун болған киши. Мәзкур паалийәттин үч һәптә бурун биз бу паалийәт үчүн қандақ материялларни тәйярлаш керәк, немиләрни йезиш керәк, дегән мәсилидә пикир алмаштурдуқ.”

Аделайдтики австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси, көчмәнләр адвокати нурмәмәт түркистани әпәндим мәзкур паалийәт һәққидики көз қарашлирини баян қилип мундақ деди: “бүгүн, йәни 26-апирил мелборндики латробе университетида җеймис лейболд вә америкидики тимоси гирус қатарлиқ алимларниң орунлаштуруши билән елип берилған шәрқий түркистандики уйғурларниң вәзийити тонуштурулған бир йиғин өткүзүлди. Бу йиғинниң өткүзүлүши биз уйғурлар үчүн наһайити қиммәтликтур. Чүнки австралийәдики академикларниң уйғурлар мәсилисини австралийә ичидә вә хәлқара җәмийәттә күнтәртипкә әкелиши үчүн һәрикәт қилиши бизниң мәсилимизниң башқилар тәрипидин қанчилик дәриҗидә көңүл бөлүнүватқанлиқиниң әмәлий испатидур. Биз австралийә шәрқий түркистан җәмийитигә вакалитән җеймис лейболд әпәндимгә хәт йезиш арқилиқ бизгә болған ғәмхорлуқиға тәшәккүрлиримизни билдүрдуқ.

Нурмәмәт түркистани әпәндим йәнә бундақ паалийәтләрни қизғин қоллайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “австралийә демократийә үстигә қурулған бир дөләт болуп, ғәрб дунясидики болупму америка, канада, явропа әллири қатарлиқ дөләтләрдики шәрқий түркистан вә уйғур мәсилисигә қизиқидиған, бизниң мәсилимизгә көңүл бөлидиған академикларниң биваситә арилишиши арқилиқ өз һөкүмити вә хәлқигә, таратқуларға тәсир көрситәләйдиған бундақ паалийәтләрни орунлаштурушни әлвәттә қизғин қарши алимиз вә қолимиздин келишичә қоллап қуввәтләймиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.