Австиралийәниң һәрқайси шәһәрлиридә хитайға қарши намайиш өткүзүлди
2019.09.30
29-Сентәбир, йәни йәкшәнбә күни австиралийәниң сидней вә мелборин қатарлиқ шәһәрлиридә уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә тәйвәнликләрниң бирләшмә намайиш өткүзүлди.
Сиднейдики австралийә уйғур җәмийитиниң катипи бәхтияр әпәнди намайиш һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “9-айниң 29-күни йәкшәнбә австиралийәдики демократик вийетнам тәшкилати, хоңкоңлуқлар, фалунгуң вәкиллири вә шәрқий түркистанлиқлар бу бирләшмә намайишқа қатнашти. Намайиш саәт 1 дә башлинип саәт 3 дә ахирлашти.”
Бәхтияр әпәнди йәнә намайишниң қизғин кәйпият ичидә давам қилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “бу намайиш ахирлишиши билән 2000 дин артуқ хоңкоңлуқлар биз намайиш қиливатқан шәһәр мәркизигә йүрүп кәлди. Улар бизниң ай-юлтузлуқ көк байрақлиримизни ләпилдәткән намайишчилиримиз билән бирлишип, қизғин вә көтүрәңгү роһ билән намайиш қилди.”
Мелбориндики векторийә уйғур җәмийитиниң рәиси алимҗан әпәнди мелбориндики намайиштин мәлумат берип мундақ деди: “бүгүнки намайишқа хоңкоңлуқлар, уйғурлар, тибәтләр, тәйвәнликләр вә хитай демократийә тәшкилати әзалири болуп, 500 дин артуқ киши қатнашти. Бу қетимқи намайишқа охшимиған милләтләр қатнашқан болсақму, бизниң мәқситимиз вә нишанимиз бир. Әгәр хоңкоңлуқлар ғәлибә қазанса, бәлки бизму ғәлибигә қарап бир қәдәм илгирилигән болимиз.”
Алимҗан әпәнди йәнә хоңкоңлуқлардин елһам елиш керәклики һәққидиму тохтилип мундақ деди: “уйғур хәлқимиз хитай һөкүмитиниң түрмилиридә мәхпий зиянкәшликкә учраватиду. Лекин хоңкоңлуқларниң хитай һөкүмитигә болған күришини пүтүн дуня хәлқи нәқ мәйдандин көрүватиду, демәк, дуня хәлқи хоңкоңлуқларниң күришигә диққәт етибар бериватиду. Мушундақ җиддий пәйттә бизниңму пүтүн дуня хәлқигә өзимизниң дәртлиримизни йәткүзүп турушимиз хоңкоңлуқлардин илһам елишимиз керәк.”
29-Өктәбир күни австиралийәниң аделайд шәһириниң мәркизи кочилиридин бири болған рондил молда уйғурлардин тәшкилләнгән бир гуруппа йиғилиш өткүзгән. Мәзкур йиғилишта аделайдта яшаватқан уйғур зиялийси елданә ханим уйғурларниң бүгүнки вәзийити һәққидә сөз қилип нурғунлиған кишиләрниң диққитини тартқан. У мундақ дегән: “мән бу йәрдә шәрқий түркистан җәмийитигә вакалитән сөзләватимән. У йәнә шинҗаң дәпму атилиду. Биз болсақ шәрқий түркистанда яшайдиған уйғур хәлқимиз, йәни уйғурлар түркий милләтлириниң биридур. Биз бүгүн өзимизниң хоңкоңлуқлар билән биргә икәнликимизни, уларни қоллайдиғанлиқимизни вә мәдәт беридиғанлиқимизни билдүрүш үчүн бу йәрдимиз. Әгәр хоңкоңлуқлар һазир орнидин дәс турмиса бизгә охшиған нурғунлиған ечинишлиқ қисмәтләргә дучар болиду. Биз буни 70 йилдин бери тартип келиватимиз. 3 Йилниң алдидин башлап уйғурларниң вәзийити пәвқуладдә начарлашти, бәзи мәнбәләргә қариғанда, бир милйондин артуқ уйғурлар тутқун қилинди вә җаза лагерлириға соланди. Биз бүгүн инсанийәткә қарши бу җинайәтләрни паш қиливатимиз. Һечким бизниң әркинликимизни тартивалалмайду, шундақла бизниң пикир әркинликимиз вә диний әркинликимизгиму һечким тосқунлуқ қилалмайду. Хоңкоңлуқлар бүгүн биз учриған бу қисмәтләргә учраватиду. Шуниң үчүн биз хоңкоңлуқларни қоллаймиз вә уларға мәдәт беримиз.
Юқириқилардин башқа йәнә 1-өктәбир күни австиралийәниң аделайид шәһиридиму, хитай дөлитиниң 70 йиллиқиға қарши намайиш өткүзүлидикән.