Алим осман: австралийә парламент әзалири тәләплиримизигә иҗабий җаваб қайтурди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2023.05.05
Peter-Kahil-awstraliye Викторийә уйғур җәмийити вә уйғур һәрикити тәшкилати мәсуллиридин болуп 4 кишидин тәркиб тапқан бир һәйәт һакимийәттики партийәниң федератсийә парламент әзаси петәр каһил (Peter Kahil) (солдин 3-киши) билән көрүшти. Австралийә, мелборн, 2023-йили, 3-май.
RFA/Erkin Tarim

 Австралийәниң мелборн шәһиридики викторийә уйғур җәмийитиниң рәиси алим осман өзлириниң бир қисим австралийә парламенти әзалири билән болған учришишта уларниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни қобул қилиш мәсилисидә иҗабий җавабларни бәргәнликини билдүрди.

 Австралийә мелборундики викторийә уйғур җәмийити вә уйғур һәрикити тәшкилати мәсуллиридин болуп 4 кишидин тәркиб тапқан бир һәйәт 5-айниң 3-күни һакимийәттики партийәниң федератсийә парламент әзаси петәр каһил (Peter Kahil) вә өктичи партийәгә мәнсуп парламент әзаси җәймис паттәрсон (James Patterson) қатарлиқ кишиләр билән учришип 3 түрлүк тәләпни сунғаниди.

Викторийә уйғур җәмийити вә уйғур һәрикити тәшкилати мәсуллиридин болуп 4 кишидин тәркиб тапқан бир һәйәт өктичи партийәгә мәнсуп парламент әзаси җәймис паттәрсон (James Patterson)  (солдин 3-киши) билән көрүшти. Австралийә, мелборн, 2023-йили, 3-май.
Викторийә уйғур җәмийити вә уйғур һәрикити тәшкилати мәсуллиридин болуп 4 кишидин тәркиб тапқан бир һәйәт өктичи партийәгә мәнсуп парламент әзаси җәймис паттәрсон (James Patterson) (солдин 3-киши) билән көрүшти. Австралийә, мелборн, 2023-йили, 3-май.
RFA/Erkin Tarim

Викторийә уйғур җәмийитиниң рәиси алим осман әпәнди бу паалийәтләрниң муһим нуқтисиниң австралийәдики уйғур тәшкилатлириниң актипчанлиқини қозғап, австралийә һөкүмитидин уйғур қирғинчилиқини етирап қилишни тәләп қилиш икәнликини, бу һәқтики тәләпләргә парламент әзалириниң иҗабий җаваб қайтурғанлиқини тәкитлиди.

Алим осман әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, бу һәқтики соалимизға җаваб берип мундақ деди: “биз көрүшкән парламент әзалири бизниң тәләплиримизгә төвәндикидәк җаваб бәрди. Биринчиси уйғур қул әмгики мәһсулатлириниң австралийәгә кириши җәһәттә, австралийәдә һазир бар болған қул әмгики қануниға қайта қарап чиқиш ишлириниң давам қиливатқанлиқини, шундақла алдимиздики бир нәччә һәптә ичидә бу һәқтә йеңи бир доклатниң елан қилинидиғанлиқини, австралийә һөкүмитиниң мушу доклатқа асасән уйғур қул әмгәк маллиринила әмәс, пүтүн дуняниң һәр қайси җайлиридин қул әмгики арқилиқ ишләп чиқилған малларниң австралийәгә киришиниң алдини елиш үчүн техиму қаттиқ бир қанунниң мақуллинилидиғанлиқини ейтти. Иккинчи тәлипимизгә болса, австралийәниң һазирқи магинитиский қануни арқилиқ, уйғур кишилик һоқуқини дәпсәндә қилған хитай һөкүмәт әмәлдарлирини җазалаш җәһәттә австралийәниң һазирқи дөләт бихәтәрликигә зиян елип келиш-кәлмәсликини асас қилип туруп, магинитиский қанунни ишлитидиғанлиқини оттуриға қойди”.

 Алим осман әпәнди парламент әзалириға дегән үчинчи тәләпкә берилгән җаваб тоғрисида тохтилип мундақ деди: “үчинчи тәлипимизгә болса уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш җәһәттә австралийә һөкүмитиниң бу ирқий қирғинчилиқни қандақ йол билән қарап чиқиш, буниң наһайити инчикә қануний җәрян болғачқа һазирға қәдәр күн тәртипкә киргүзүш мәсилисини ойлашмиғанлиқини баян қилди” .

Австралийәдики уйғур тәшкилатлириниң ярдәм қилиши билән уйғур һәрикити тәшкилати 4-айниң 26-күнидин 5-май күнигичә австралийәниң пайтәхти камбера, мелборун, сидней вә аделайд қатарлиқ уйғурлар бир қәдәр зич олтурақлашқан шәһәрлиридә уйғурлар билән кәң-көләмдә учришиш вә тәрбийәләш курси өткүзүш билән бирликтә, парламент әзалири, һөкүмәт хадимлири вә бәзи дөләтләрниң австралийәдә турушлуқ әлчиси һәм консуллири биләнму учришиш елип барған. Бу паалийәтләрниң австралийәгә уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдурушқа қандақ тәсири болар? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн викторийә уйғур җәмийитиниң актип қоллиғучиси өзқан өздин әпәндигә телефон қилдуқ. У, мундақ деди: “бу паалийәтләр арқилиқ австралийәдә шәрқий түркистан дәвасиниң асаси селиниватиду. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз барлиқ күчи билән еғир вәзийитини аңлитишқа тиришиватиду. Буларниң дәваға иҗабий тәсири болиду, лекин техи қилишқа тегишлик көп иш бар”.

Бу паалийәтләрни уюштурушқа қатнашқан америкадики уйғур һәрикити тәшкилати мудири рошән ханим 5-айниң 5-күнигичә австралийәниң уйғурлар зич олтурақлашқан шәһәрләрдә өткүзүлгән 2 һәптилик паалийәтләрниң уйғурларни һәрикәткә өткүзүп, австралийә парламентиға уйғур қирғинчилиқини қобул қилдуруш җәһәттин бәлгилик тәсир көрситидиғанлиқини баян қилди.

Булардин сирт рошән аббас ханим билән тәйвән парламенти кишилик һоқуқ комитетиниң баш катипи, 1989-йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт, мелборндиму “һәдәмни издәймән намлиқ” һөҗҗәтлик филимни көрситип вә уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида доклат бәргән.

 Өркәш дөләтниң бу қетим австралийәдики бу паалийәтләрдә болуши уйғурларниң қизғин қарши елишиға еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.