Австралийәдики иккинчи нәсил уйғурлар, мәдәнийәт вә сәнәт арқилиқ уйғурлуқини һекайә қилмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2023.03.14
awstraliye-korgezme-1.jpg 2023-Йили 11-март күни кәч, австралийәдә туғулуп чоң болуватқан йеңи әвлад уйғур яшлар, “қайтурувелинған һекайә” темисида универсал көргәзмә ачқан.
Nuriye Qasim teminligen

2023-Йили 11-март күни кәч, австралийәниң мелборн шәһириниң викторийә кочисиға җайлашқан мәктәп өйи студийәсиниң көргәзмә залида, австралийәдә туғулуп чоң болуватқан йеңи әвлад уйғур яшлар, “қайтурувелинған һекайә” темисда ачқан универсал көргәзмиси арқилиқ, ривайәткә айлиниватқан уйғур тарихи вә мәдәнийитини, толуп ташқан иптихарлиқ туйғуси билән сәнәтлик усулупта тәнтәнә қилди.

Иштракчиларға бу көргәзмини нурийә қасим мундақ баянлар билән тонуштурған: “уйғурларниң һекайиси һәмишә хитай һөкүмити, ғәрб мухбирлири, сиясийонлар вә хәлқара қанун мутәхәссисләрни өз ичигә алған ташқи авазлар тәрипидин бәлгилиниду. ‛қайтурувелинған һекайимиз‚, уйғур җамаитиниң күчлүк қаршилиқ вә қәйсәрлик баянати. Бу уйғурлар җәмийитиниң мол мәдәнийити вә 8000 йиллиқ тарихини тәбрикләш паалийити, шундақла дуняни уйғурларниң қийинчилиқиға диққәт қилиш вә уларниң адаләт вә әркинлик күришини қоллаш чақириқи”.

2023-Йили 11-март күни кәч, австралийәдә туғулуп чоң болуватқан йеңи әвлад уйғур яшлар, “қайтурувелинған һекайә” темисида универсал көргәзмә ачқан.

Мәзкур паалийәтни уюштурғучи асаслиқ яш актип паалийәтчиләрдин нурийә қасимниң тонуштурушичә, көргәзмә фотограф сам бидел қоллиған түр болуп, мелборн, адалайд вә сиднейдики уйғур җамаити вә яш паалийәтчиләрниң һәмкарлиқида мәйданға кәлгән.

Фотограф Sam Biddle сам биделниң тартқан уйғурлардин йәттә шәхсниң бир гуруппа фото-сүрәтлири вә уларниң һекайилири билән көргәзмә қилинған. Бу лайиһәдә диаспорадики уйғур сәнәткарлириниң көп хил таланти гәвдиләндүрүлгән. Фото сүрәттикиләрниң өз кимлики һәққидики баянлири вә уларниң лагерларға қамалған аилә әзалириниң һекайилиригичә сүрәт астиға кириштүрүлүп, тамашибинларға уларниң немә демәкчи икәнликини һекайә қилинған икән.

2023-Йили 11-март күни кәч, австралийәдә туғулуп чоң болуватқан йеңи әвлад уйғур яшлар, “қайтурувелинған һекайә” темисида универсал көргәзмә ачқан.

Көргәзмидә йәнә дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән уйғур рәссамлири вә сәнәткарлар иҗад қилған мол сәнәт әсәрлири көргәзмә қилинған болуп, фирансийәдики муқәддәс миҗит, авистралийәлик фәзиләт, японийәдики лутпулла, әнглийәдики камилә дилшат вә америкадики уйғур фотограф абликим әмәт қатарлиқларниң фото-сүрәт вә гүзәл сәнәт әсәрлири намайәндә қилинған. Бу көргәзмә диққәтни уйғур кимликигә қаритиш вә уйғурлар һәққидә дуня әһлидә зулумға учриғучилар сүпитидә қелиплишип қеливатқан көз қарашларға нисбәтән йеңи тонуш һасил қилишни мәқсәт қилғаникән.

Нурийә паалийәтниң интайин мувәппәқийәтлик болғанлиқидин, шунчә күп инсанларни җәлп қилғанлиқидин толиму һаяҗанлиқини билдүрди. Вә хитай һөкүмити уйғур тарихи мәдәнийитини йоқитиш үчүн һәрикәт қиливатқан бо вақитта буниңға муһаҗирәттики уйғурларниң әң яхши тақабил туруп, өз миллий мәдәнийити вә кимликини қоғдашниң йоли йәнила, уйғурларниң үрүп адәт, тил вә мәдәнийәт-сәнитини сақлашқа тиришчанлиқ көрситиш икәнликини чүшүрүп йәткәнликини билдүрди.

2023-Йили 11-март күни кәч, австралийәдә туғулуп чоң болуватқан йеңи әвлад уйғур яшлар, “қайтурувелинған һекайә” темисида универсал көргәзмә ачқан.

Бу универсал паалийәткә сиднейдин уйғур музикант шөһрәт турсун алаһидә тәклип қилинип, уйғур муқами сәһнигә елип чиқилған.

Көзгә көрүнгән уйғур яш паалийәтчи интизар илһам вә сиңлиси турсунай җулалиқ уйғур әнәниви кийимлири билән сәһнигә чиқип вайиға йәткүзүп орунлиған нәпис уйғур усули билән паалийәтни йәниму бир балдақ қирғин кәйпиятқа көтүргән.

Муқам вариси, музикант шөһрәт турсун австралийәдә уйғур муқамлирини музикилирини тонуштуруп күп қетим мәхсус уйғур муқам вә музика кечиликлирини өткүзгән вә нурғун хәлқаралиқ сәһниләрдә уйғурларни мәдәнийәт вә сәнәт арқилиқ тонуштуруп кәлмәктә. У бу паалийәттин башқичә бир илһам алғанлиқини, болупму яш уйғур паалийәтчиләрниң актиплиқи билән вуҗудқа кәлгән бу көргәзмидин муһаҗирәттики йеңи нәсилләрдики өзиниң тарихи вә мәдәнийитини чүшиниш иштияқи, уйғур роһини вә мустәқиллиқ арзусини көрүп һаяҗанланғанлиқини билдүрди.

2023-Йили 11-март күни кәч, австралийәдә туғулуп чоң болуватқан йеңи әвлад уйғур яшлар, “қайтурувелинған һекайә” темисида универсал көргәзмә ачқан.

Әмди фотограф Sam Biddle ниң аппарати арқилиқ гәвдиләнгән “қайтурувелинған һекайә” көргәзмисидики тамға есилған уйғурларниң сүрәтлири вә уларниң йәккә һекайилиригә диққитимизни ағдурайли.

Уйғур қизи сабирәниң сүрити астиға униң мундақ баянлири йезилған.

“уйғурларда ‛меһмандост‚ дегән сөз бар, уйғур хәлқи катта саһибхана, натонуш кишиләргиму худди йеқин достлиридәк муамилә қилиду. Кишиләргила әмәс, әтрапимиздики тәбиәт дунясиғиму шундақ. Мән бу сөзни бәк яхши көримән, чүнки у пүткүл уйғур мәдәнийитини гәвдиләндүриду”.

Фәзиләт: ниң сүрити астиға мундақ йезлған:

“залимларниң зулуми арқилиқ дуняға тонулуш уйғурлар үчүн номус, әмма диаспорадики уйғур әвладлири һәр хил шәкилдики қаршилиқимиз арқилиқ залимларға қарши туриду”.

Музикант шөһрәт турсунниң сүрити астиға униң мундақ мураҗиити берилгән:

“уйғур музикисии муқамдин башлиниду. Бу хил музика шәкли нәччә миң йиллиқ әнәнидин кәлгән, у уйғур мәдәнийитиниң барлиқ байлиқини өз ичигә алиду вә бизни тарихимизға бағлайду. Муқам бизниң кимликимиз, у бизниң мәдәнийитимизниң роһи. Муқам уйғур билән охшаш, у маңа тәвә әмәс, у уйғур миллитигә, пүткүл дуняға мәнсуп”.

2023-Йили 11-март күни кәч, австралийәдә туғулуп чоң болуватқан йеңи әвлад уйғур яшлар, “қайтурувелинған һекайә” темисида универсал көргәзмә ачқан.

Ана тил оқутқучиси юлтуз тейипҗанниң сүрити астиға мундақ сөзләр йезилған:

“уйғур тили шәрқий түркистанда қаттиқ чәкләнгән, шуңа юлтуз австралийәдики кейинки әвладларниң ана тилини чиң тутушиға капаләтлик қилишни өзиниң бурчи дәп қарайду”.

Хелил устамниң сүрити астида мундақ иптихарлиқ баянлар бар:

“мән оттуз йил ашпәз болдум, әмма уйғур йемәкликлириниң миң йиллиқ тарихи бар. Бүгүн биз тәйярлиған һәр қача таам әвладму әвлад давамлишип кәлгән. Аилидә мәдәнийитимизни сақлап қелиш вә балилиримизға өгитишкә тиришиватқан болсақму, әпсус уларниң һәқиқий мәдәнийәт муһитимиздин һозурлиналмайдиғанлиқи мени азаблайду”.

Адиләниң тойида тартилған сүрити астида униң муну сәмимий баянлири бар:

“башқа нурғун мәдәнийәтләргә охшаш, бир уйғурниң уйғур билән той қилишидин үмид бар. Мән уйғур дегәнниң мәнисини чүшәнгән киши билән той қилдим”.

Мода кийим лайиһилигүчиси динарә сүрити арқилиқ мундақ дәйду:

“уйғур болуш паҗиә әмәс, биз тарих әмәс. Биз азабини көрдуқ, әмма бу азабни күчкә айландуримиз”.

Бу бир гуруппа сүрәтләр қатаридики нәсрулланиң сүрити кишиләргә мундақ баян қилиду:

“мән өзүмниң уйғур вә мусулман икәнликимдин интайин пәхирлинимән. Кимликимни сөйүмән. Һазир, вәтинимдә кишиләр мәдәнийитидин ваз кечишкә мәҗбурлиниватиду, шуңа биз әркин болғанларниң мүрисидә уни қоғдаш мәсулийити бар”.

Бу фото сүрәт көргәзмисидә муһим түр һәмкарлашқучилириниң бири болған викторийә уйғур тили мәктипиниң қурғучиси надирә юсүфниң сүритиму қоюлған болуп униң мундақ баянлириға орун берилгән: “нурғун австиралийәликләр пәқәт хитай һөкүмитиниң бизгә немә қилғанлиқини билиду, мән дуняға һәқиқий кимликимизни көрсәтмәкчи”.

Мәзкур паалийәт җәрянида уйғур паалийәтчиләр иштиракчиларға йәнә хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқиниң уйғур хәлқигә қаритилған системилиқ дөләт зораванлиқи, мәдәнийәт йоқитиш вә ассимилятсийә сиясити икәнликини вә бастуруп җәрянлирини мисаллар билән аңлатқан һәмдә, хитай гәрчә уйғурларниң мәвҗутлуқтин йоқитишқа урунған болсиму, уйғурларниң күчлүк қаршилиқ көрситиш шәкли һәмдә һаят қелиш һекайисини сәнәтлик шәкилдә намайәндә қилған.

Зияритимизни қобул қилған паалийәтчиләрдин интизар илһам, өзи үчүн уйғур кимликиниң нимидин дерәк беридиғанлиқи мундақ сөзләр билән ипадилиди:

“биз мелборинда тунҗи қетим бундақ бир көргәзмә уюштурдуқ, мәнму бу паалийәттә уйғур усулини тәқдим әттим. Паалийитимиз интайин нәтиҗилик болди биз паалийитимиздә йәнә уйғур таамлириниму тарттуқ, һәммә яқтурди. Нурғун башқа милләттин болған достлар биз билән биллә уйғурчә усул ойнашти. Мән гәрчә австралийәдә туғулуп өскән болсамму, уйғурлуқумдин интайин пәхирлинимән. Уйғур тарихи вә уйғур мәдәнийитидин пәхирлинимән. Әҗдадлиримиз уни сақлаш қелиш үчүн еғир бәдәлләр төлигән. Уйғур болуш сүпитим билән уни чиң сақлаш вә уни кейинки әвладларға йәткүзүш мениң мәсулийитим дәп ойлаймән”.

Шәнбә күни кәч саәт 6 дин 9 ғичә 3 саәт давам қилған көргәзмә ахирида, уйғур җамаити вә сәнәткарлар, тамашибинларға бу көргәзмә уйғур җамаитиниң мәдәнийәтни йоқитиш вә ирқий қирғинчилиққа қарши туруш күришини гәвдиләндүрүштики муһим бир қәдәм болғанлиқини, уйғур җамаитиниң тиләклирини баян қилишқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.