Австиралийәдики уйғурлар: “австралийәниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ дәп тонушини тәләп қилимиз”
2021.02.26
2-Айниң 26-күни җүмә чүштин бурун австралийәниң адилайд шәһиридики уйғурлар викторийә мәйдандин җәнубий австралийә парламент бинасиға қәдәр аммивий йүрүш вә намайиш паалийти елип барған.
Бу намайиш австиралийә шәрқий түркистан җәмийити тәрипидин уюштурулған болуп, намайишқа аделайд шәһиридә яшайдиған уйғурлардин әр-аял болуп көп санда киши қатнашқан.
Намайишчилар қоллирида хитай лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлириниң сүрәтлирини вә хитай зулуми әкс әттүрүлгән пилакатларни көтүрүп: “хитай, қирғинчилиқни тохтат”, “уйғурларға әркинлик”, “австиралийә ойған” дегәнгә охшаш шуарлар товлап йүрүш қилған.
Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн намайишни уюштурған австиралийә шәрқий түркситан җәмийтиниң муавин рәиси ташһаҗим яри билән сөһбәт елип бардуқ.
Ташһаҗи яри бу қетимқи намайишниң асасий мәқсити тоғрисида тохтилип, америка, канада вә голландийә қатарлиқ дөләтләрниң парламентлирида хитай һакимийитиниң шәрқий түркистандики уйғурларға йүргүзгән җинайи қилмишлирини рәсмий һалда “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп елан қилғанлиқини, австралийәдики уйғур җамаитиниң австралийә һөкүмитидин охшаш қарар елишни тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.
Биз йәнә намайишта сөз қилған австиралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң рәиси нурмуһәммәд түркистани биләнму сөһбәт елип бардуқ.
Нурмуһәммәд түркистани әпәнди намайишчиларниң парламент бинаси алдиға кәлгәндин кейин, өзлириниң австиралийә һөкүмитидин күтидиған тәләплирини оттуриға қойғанлиқини билдүрди.
Нурмуһәммәд түркистани йәнә австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң америка вә канада һөкүмәтлириниң 2021-йилида уғурлар тоғрилиқ қобул қилған кәскин қараридин сөйүнгәнликини, өзлириниң австралийә баш министери вә австралийәниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әрбаблирини шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни рәсмий күнтәртипкә елип келишини чақирип, мәктуп әвәткәнликини билдүрди.