Уйғур паалийәтчиси аишә ясин ханим истанбулда вапат болди

Истанбулдин ихтиярий мухбиримиз арслан тәйярлиди
2024.04.16
Ayshe-olum-02 Аишә ясин уйғур һөрлүк мунбириниң тәқдирнамәсини алған көрүнүш. 2022-Йили 22-май, истанбул
RFA/Arslan

Түркийәдә уйғурларни тонуштуруш, уйғурлар мәсилисини күнтәртипкә кәлтүрүш вә хитайға қарши наразилиқ намайишлирини уюштуруп актипчанлиқ билән паалийәт елип барған кишилик һоқуқ паалийәтчиси аишә ясин 2024-йили 4-айниң 15-күни бөрәк кесәллики сәвәбидин давалаш үнүм бәрмәй 53 йешида истанбулда вапат болди.

Мәрһумәниң җиназа намизи 16-апрел күни сәфакөйдики фатиһ җамәсидә оқулғандин кейин силивери мазарлиқида йәрликигә қоюлди. Мәрһумәниң җиназа намизиға истанбулдики уйғур тәшкилатларниң мәсуллири, өлималар, зиялийлар, пешқәдәм юрт ақсақаллири вә уйғур җамаәт аммиси болуп көп санда киши қатнашти.

Мәрһумә аишә ясинниң җиназа намизи оқулуватқан көрүнүш. 2024-Йили 16-апрел, истанбул
Мәрһумә аишә ясинниң җиназа намизи оқулуватқан көрүнүш. 2024-Йили 16-апрел, истанбул
RFA/Arslan

Мәрһумә билән узун мәзгил хитай консолханиси алдида биллә намайиш паалийити елип барған доктор борһан улуғйол мәрһумәниң һаят вақтида елип барған иш-паалийәтлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мән аишә ханимни түркийәгә кәлгәндин кейин тонудум, униң вәтән үчүн қәлби көйидиған, вәтән үчүн бир иш қилишни яхши көридиған, вәтәнпәрвәр аял икәнликини һес қилған, шундақла намайишларда пүтүн аялларни сәпәрвәр қилип, өймуөй кирип аялларни чақирип мәйли истанбулдики хитай консулханиси алдида өткүзүлгән намайишлар болсун, мәйли әнқәрәдә өткүзүлгән намайишлар болсун аялларға башламчилиқ қилғаниди. Намайишларниң оңушлуқ болуши үчүн маддий-мәниви җәһәттә алаһидә күч вә вақтини чиқиратти. Қәлби вәтән үчүн көйәтти, вәтән дәп ечинатти, вәтән үчүн бир иш қилсақ дәп бәк издинәтти. Шуңлашқа бу һәдимизниң вапати биз уйғурлар үчүн чоң бир йоқитиш болди, муһаҗирәттики уйғурлар үчүнла әмәс вәтән ичидики уйғурлар үчүнму чоң бир йоқитиш болди дәп қараймән, бу һәдимизниң вапатидин чоңқур қайғуруватимән, бу һәдимизниң қилған қилған барлиқ яхши ишларни тәстиқлаймән шундақла униң вәтән йолида көрсәткән пүтүн тиришчанлиқлириға шаһит болимән” .

Аишә ясин ханим әслидә үрүмчидики 2-йолниң коча аптобусни һәйдәп шопурлуқ қилған икән, кейин у вәзиписини ташлап аилиси билән биргә түркийәгә келип истанбулда олтурақлашқан. Мәрһумә аишә ханим истанбулда йолдиши вә икки қиз пәрзәнти билән бирликтә яшайдиған болуп, йолдиши миллий тебабәт билән шуғуллинидикән, чоң қизи түркийәдә алий мәктәпни пүттүргәникән, кичик қизи һазир истанбулда толуқ оттура оқумақтикән.

Мәрһумәни 2002-йилидин буян тонуйдиған дини өлима шундақла истанбулдики уйғур илим-мәрипәт вәхписиниң рәиси һәбибулла күсәни мәрһумәниң җиназа намизида мәрһумә тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мән бу сиңлимиз билән 2002-йили чәт әлдә оқуш пүттүрүп үрүмчигә барғанда тонушқанидим, у өзи бәк җанлиқ аял иди, у үрүмчи 2-йолниң коча аптобусни һәйдәйтти. Иҗтимаий җәмийәттә аялларни тәшкилләп дини вә миллий сорунларни уюштурушқа җанлиқ вә алаһидә күч чиқирип актип хизмәт қилатти. Кейин чәт әлгә чиқип түркийәгә кәлгәндин кейинму дин, вәтән милләт дәваси үчүн алдинқи сәптә актипчанлиқ билән хизмәт қилидиған бир қериндишимиз иди” .

Мәрһумә аишә ясинниң җиназа намизи оқулуватқан көрүнүш. 2024-Йили 16-апрел, истанбул
Мәрһумә аишә ясинниң җиназа намизи оқулуватқан көрүнүш. 2024-Йили 16-апрел, истанбул
RFA/Arslan

Һәбибулла күсәниниң билдүрүшичә, мәрһумә өлүп кетишниң алдида бөрәк кесәллики сәвәбидин дохтурханида йетип қалған болуп, җидди қутқузуш бөлүмигә кирип қалғанда хәлқ аммисиға мураҗиәт қилип маддий ярдәм чақириқи елип берилған икән. Пүтүн дунядики уйғурлар у чақириққа аваз қошуп қоллаш нәтиҗисидә үч төт күн ичидә бир милйон лирадин артуқ мәбләғ ианә қилинип, дохтурхана чиқимлири өтәлгән икән.

Һәбибулла күсәни бу һәқтә мундақ деди: “аишә қериндишимизниң дохтурхана чиқимлири үчүн ярдәм чақириқи елан қилиниш биләнла үч төт күн ичидә пүтүн дунядин австралийә, канада вә түркийәдики уйғур хәлқимиз ярдәм қилди. Бир милйон лирадин артуқ пул йиғилди, кейин у аял өзи телефон қилип ярдәм чақириқини тохтитишни тәләп қилғаниди, демәк дин, вәтән, милләт үчүн көйүнүп хизмәт қилған һәр қандақ кишини хәлқимиз һәргиз унтуп қалмайду” .

Биз йәнә мәрһумә билән истанбулда биллә өткән шәрқий түркистан нузугум җәмийитиниң рәиси мунәввәр өзуйғур ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Мунәввәр өзуйғур ханим уйғур дәваси йолида нурғун хизмәт-паалийәтләрни аишә ханим билән биргә уюштуруп елип барғанлиқини, аялларни һәрикәтләндүрүш хизмәтләрдә актип вәзипә өтигәнликини билдүрди вә “һәқиқәтән вәтән десә йүрики көйидиған, җанлиқ, виҗданлиқ қериндишимиз иди, униң вапати маңа бәк тәсир қилди”, деди.

Биз мәрһумәниң һаяти тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн мәрһумниң йеқин достлиридин қәлбинур арман ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Қәлбинур ханим, айишә ханим билән 2014-йиллири истанбулда тонушқанлиқини, аишә ханимниң уйғурларға өз тарихини өгитиш үчүн вичәт арқилиқ шәрқий түркистан тарихини авазлиқ оқуп вәтән ичидики уйғурларға аңлатқанлиқини билдүрди.

Қәлбинур ханимниң билдүрүшичә, мәрһумә йәнә “той қилай” дегән намда бир тор бекәт ечип нурғун уйғур қиз-оғул яшларниң той қилип аилә қурушиға васитә болған икән.

Қәлбинур ханимниң билдүрүшичә, мәрһумә узун вақиттин буян бөрәк кесәлликигә гириптар болуп дора ичиватқан икән, мәрһумә йәнә һәм өпкә кесәллики вә ашқазан кесәлликигиму гириптар болғаникән. Әң ахирида бөрәк кесили еғирлап кәткән болуп дохтурханида җиддий қутқузуш бөлүмигә кирип қалған икән.

Игилинишичә мәрһумә аишә ясин 1971-йили үрүмчидә туғулған болуп, үрүмчидики 20-оттура мәктәптә оқуғандин кейин шопурлуқ кәспидә оқуп кейин үрүмчидә бир мәзгил коча аптобуси һәйдигән икән. Мәрһумә 2014-йили аилиси билән биргә түркийәгә көчүп келип истанбулға олтурақлашқан икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.