“баһар келиду: шәрқий түркистандин әсәрләр” -уйғурлардики қәтийлик вә үмидни ипадилиди
2023.03.31

Норуз байрими һарписида йәни 20-март күни муһаҗирәттики уйғур язғучи-шаирларниң әсәрлиридин талланған “Баһар келиду: шәрқий түркистандин әсәрләр” (Spring Will Come: Writings from East Turkistan) Намлиқ хатирә топлими иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалди. Мәзкур хатирә топлими “асия пуштилиқ америкалиқ язғучилар курси” (Asian American Writers’ Workshop) тәрипидин инглизчә нәшр қилинған тор журнили болуп, бу журналға җәмий 15 парчә әсәр киргүзүлгән.
Топламға киргүзүлгән әсәрләр арисида муһаҗирәттә яшаватқан йетиливатқан яш уйғур язғучи-шаирлардин абдушүкүр муһәммәт (қумтур) ниң “өйгә қайтидиған йол”, абдурәһим имин (парач) ниң “келиду”, муйәссәр абдуләһәд (хәндан) ниң “әгәр керәк болса” вә мунәввәр абдуллаһниң “қоршавда қалған өйгә мәрсийә” қатарлиқ шеирлири, уйғурларға тонушлуқ болған даңлиқ язғучилардин мәрһум абдурәһим өткүрниң “баһар чиллаймән” намлиқ шеири вә мәрһум зунун қадирниң “пәрман” намлиқ һекайиси вә нөвәттә хитай һөкүмити тәрипидин түрмиләргә ташланған тутқундики язғучилардин абдуқадир җалалидинниң “зерикиш” вә пәрһат турсунниң “меһман” қатарлиқ шеирлири бар иди. Бу топламға йәнә икки қазақ язғучиниң әсириму киргүзүлгән. Һәр бир әсәргә әфван тәхәллуси билән муһаҗирәттики уйғурларға тонушлуқ болған яш рәссам илминур ханимниң рәсимлири кириштүрүлгән болуп, әсәрләргә өзгичә һөсн қошқан.
Әнглийәдә турушлуқ сәнәткар рәһимә мәһмут ханим вә харвард университети тәдриҗий нерва илми тәҗрибиханисиниң тәтқиқатчиси мунәввәр абдулла ханим мәзкур топламниң тәһрирлик вәзиписини үстигә алған болуп, улар мәзкур топламға әсәр топлаш, әсәрләрни таллаш, инглизчиға тәрҗимә қилиш вә тәһрирләш хизмәтлиригә баштин-ахири қатнашқан.
Биз бу мунасивәт билән уларни мәхсус зиярәт қилдуқ. Рәһимә мәһмут ханим мәзкур хатирә топлиминиң вуҗудқа чиқиш җәряни һәққидә чүшәнчә бәрди. Униң ейтишичә бу хатирә топлимини чиқириш тәйярлиқи өткән йили башланған болуп, әсәр топлаш, таллаш, тәрҗимә вә тәһрирлик хизмәтлири наһайити әстайидиллиқ билән ишләнгән.
Мунәввәр абдулла ханим мәзкур топламға “баһар келиду” дәп нам бәргәнликиниң сәвәби һәққидә тохтилип мундақ деди: “биринчидин, бу топлам норуз мәзгилидә елан қилинди, иккинчидин, бу топламда абдурәһим өткүрниң ‛баһар чиллаймән‚ намлиқ әсири бар. Үчинчидин, ‛баһар келиду‚ дейиш арқилиқ, ‛биз мәңгү қәһритан қишта үшшүвәрмәймиз, һамини бир күни бизниң вәтинимизгә баһар келиду вә хәлқимиз әркинликкә чиқиду, ‚ дегәнни ипадилимәкчи. Шуңа ‛баһар келиду‚ үмид, қәтийлик вә қәйсәрлик дегәндәк барлиқ яхши нәрсиләрниң хәвәрчиси.”
Рәһимә мәһмут ханим мәзкур топламни чиқириштики асаслиқ мәқсәт һәққидә тохталди. У мәзкур хатирә топлимидики әсәрләр арқилиқ уйғурларниң хитай һөкүмити тәсвирләватқандәк арқида қалған, қалақ милләт болмастин, бәлки дуняниң алдида кетиватқан милләтләр билән бир сәптә туралайдиғанлиқидәк талантини намаян қилиш икәнликини тәкитлиди.
Әй, тәңриниң теғи
Кәйниңдә өлүкләр
Алдиңда тәшвишлик сүкүт
Қанчилиған дәрялар ақмақта җилғаңда қипқизил?
Әй, бойсунмиған һесларниң вәһший бөриси
Һувлишиңда қутуларму земин?
- “илтиҗа”, илминур әфван
Мән кетиватимән
Көз йешимда ақмиған тенимни көтүрүп
Үнгән йеримгә
Нәқәдәр гүзәл-һә
Йоллар ичидә
Қайтидиған йол пәқәт өйигә
- “өйгә қайтидиған йол”, абдушүкүр муһәммәт (қумтур)
Илминур ханим “илтиҗа” намлиқ шеири һәққидә тохтилип, 2017-йили ата-аниси лагерға елип кетилгәндә, тәңритағ қойнидики вәтининиң балдуррақ азадлиққа чеқишини үмид қилип язғанлиқини ейтти.
У йәнә бу топламға өзиниң рәсим әсәрлириниң киргүзүлгәнликидин толиму пәхирләнгәнликини билдүрди. У өзиниң әң яқтурған әсириниң абдушүкүр муһәммәтниң “өйгә қайтидиған йол” намлиқ әсиригә кириштүрүлгән үч аялниң тонур бешида нан йеқиватқанлиқи тәсвирләнгән рәсим икәнликини баян қилди.
Рәһимә мәһмут ханим мәзкур топламдики шеирларни тәрҗимә қилиш җәрянида өзигә әң тәсир қилған әсәрләр һәққидә тохтилип, илминур ханим язған “илтиҗа” намлиқ шеирни алаһидә тилға алди.
Бу хатирә топлимида 1940-йилларда уйғур диярида йезилған шеирлардин тартип, муһаҗирәттә өткән йили инглиз тилида йезилған шеирларму бар болуп, муһаҗирәттики уйғурларниң юрти билән болған бағлинишини гәвдиләндүргән. Топламдики әсәрләрдә мустәмликичиликниң тәсири, өтмүштин елинған савақлар, кәлгүсигә болған агаһландурушлар ипадиләнгән. Шундақла роһи исян, нишандин ваз кәчмәсликтики қәтийлик вә әркинликкә б олған үмид тәсвирләнгән.
Зияритимизниң ахирида мунәввәр ханим мундақ деди: “әгәр техиму көп кишиләр тор бетимизгә керип бу әсәрләрни оқуш вә достлириға тарқитиш арқилиқ бизни қоллиса қилған әмгикимиздин бизму рази болимиз. Бу әсәрләрни оқуғандин кейин, уйғурларни тонуп, биз билән алақилашқанлар бар. Бу бәк хушаллинарлиқ нәтиҗә. Бу кишиләрниң уйғурларни башқилар уйғурлар һәққидә язған хәвәрләр арқилиқ әмәс бәлки, уйғурларниң өзи һәққидә өзлири язған әсәрләр арқилиқ тонуватқанлиқини көрситиду. Мениңчә бу бәк муһим.”
Биз мәзкур хатирә топлими һәққидә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн “асия пуштилиқ америкалиқ язғучилар курси” (Asian American Writers’ Workshop) һәйити билән алақиләштуқ, мәлум сәвәбләр билән зиярәт кейингә қетимға қалдурулди.
Мунәввәр ханим өзлириниң “асия пуштилиқ америкалиқ язғучилар курси” (Asian American Writers’ Workshop) һәйити билән һәмкарлиқни давам қилидиғанлиқини, әгәр бу қетимлиқ хатирә топлимидики әсәрләргә оқурмәнләрниң инкаси яхши болса, хатирә топлиминиң иккинчи бөлүмини чиқиришни ойлишидиғанлиқни билдүрди.