Баһаргүл мәмәт: “инсан болсаңлар аһу-заримизға қулақ селиңлар!”
2020.04.30
Хитай һөкүмитиниң уйғур районидики сиясәтлири муһаҗирәттики уйғурларниң һаятиғиму қаттиқ тәсир көрсәтмәктә. Парчиланған аилиләр хитай һөкүмитиниң ирқий кәмситиш вә уйғурларни нишан қилған тутқун қилиш һәрикәтлириниң нәтиҗиси дәп қаралмақта.
Баһаргүл мәмәт ханим юртида қалған пәрзәнтлири, қериндашлири вә ата-анисидин хәвәр алалмайватқиниға бир қанчә йил болған болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бесими вә ирқий кәмситиш сиясәтлириниң биваситә зиянкәшликигә учриған уйғур аяллириниң бири.
Баһаргүл мәмәт ханим корла шәһириниң кона базиридин болуп, 2013-йили паспорт ишлитип кичик оғли муһәммәт ғенини елип мисирға кәлгән. Мисирда тиккүчилик билән шоғулланғач оғлини тил мәктипидә оқутқан.
2015-Йили 12-айда иниси вә ата-аниси паспорт ишлитип, мисирға баһаргүл ханимни йоқлаш үчүн мисирға кәлгән. Улар 40 күн мисирда турған. Андин ата-анисини һәҗ қилдуруш үчүн 2016-йили 1-айниң 19-күни түркийәдин һәрәмгә барған. Бир айдин кейин баһаргүл ханимниң иниси рәһим мәмәт ата-анисини елип түркийәдин вәтәнгә қайтқан. Баһаргүл ханим шу йили 5-айниң 12-күни вәтәнгә қайтип 5 ай турған. 5 Ай җәрянида бир нәччә қетим тутқун қилинған, күнләрчә соал сораққа тартилған. Хитай даирилириниң тохтимай паракәндә қилиши вә паспорт йиғивелиш һәрикитидин хәтәрниң шәписини сәзгән баһаргүл ханим 2016-йили 10-айниң 20-күни дәрһал мисирға қайтқан. Баһаргүл ханим зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә тәпсилий әһвалларни вә һес қилғанлирини аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Баһаргүл ханим мисирға кәлгинидә мисирда хитайниң тәкшүрүш вә тутқун қилиш һәрикәтлири аллиқачан башланған икән. Мисирдиму әркин яшаш пурситигә еришәлмигән баһаргүл ханим 2017-йили дубәйгә барған. Дубәйдә бир мәзгил яшап, 2017-йили 4-айниң12-күни түркийәгә кәлгән. Баһаргүл ханим ата-аниси вә балилири билән әң ахирқи қетим дубәйдә алақилишәлигән. Түркийәгә кәлгәндин кийин уруқ-туғқан, пәрзәнтлири билән болған алақиси пүтүнләй үзүлгән.
Бир мәзгил өткәндин кийин баһаргүл ханим чоң оғли абдувели ғениниң 2 йил лагерға қамалғинини, иниси рәһим мәмәтниң 2017-йили 3-айда түрмигә ташланғанлиқини аңлиған. Баһаргүл ханим зияритимиз давамида иниси вә чоң оғлиниң наһәқ лагерға вә түрмигә солинишиға хитай һөкүмитиниң җавабкар болуши керәкликини ейтти.
Баһаргүл ханим вәтәндин йеңи чиққанлардин аңлишичә, дадиси 2019-йилиниң бешида вапат болған болуп, у дадисиниң җиназа мурасимиғиму қатнишалмиған. Телефон арқилиқ дадисиниң ахирқи вәсийитиниму аңлиялмиған баһаргүл ханим хитай һөкмитини әйибләп, мундақ деди: “мән йиллардин буян ата-анам вә пәрзәнтлиримниң авазини аңлап бақмидим. Мениң уруқ-туғқанлиримнила әмәс, нурғун гунаһсиз уйғур хәлқи лагерға вә түрмиләргә соланди. 3-4 Йилниң яқи ата-анам вә пәрзәнтлиримниң авазини аңлап бақмидим. Инсанниң әмәс, һайванниң һоқуқиму нәзәргә елиниватқан дәврдә сәкраттики дадамниң авазини телефондинму аңлашқа муйәссәр болалмидим. Пәрзәнтлиримниң авазини аңлимиғини 3-4 йил болди. Биз хитайниң нәзиридә зади немә? һайванчилик болсиму һәқ-һоқуқимиз барму?”
Баһаргүл ханим 85 яшқа кирип қалған аниси вә 10 қериндишидин һазирғичә һечқандақ хәвәр елип бақмиған. Баһаргүл ханим дуняға вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириға хитаб қилип, парчиланған аилисиниң әһвали вә азаб-оқубәтлирини ортақлашти шундақла хитайниң қериндашлири вә пәрзәнтлири һәққидә җавабкарлиқни үстигә елишини тәләп қилди.
Баһаргүл ханим һазир кичик оғли муһәммәт ғени вә иниси рәһим мәмәтниң оғли билән биллә истанбулда яшайду. Вәтәндә қалған атиси вә қериндашлириниң меһригә қанмиған бу өсмүрләр зияритимизни қобул қилип, аилисини қанчилик сеғинғанлиқини ейтти.
Уларниң вәтәндики аилиси билән алақә вә иқтисадий мунасивити пүтүнләй үзүлгән болуп, баһаргүл ханим икки балини беқиш вә иқтисадий җәһәттин кирим қилиш үчүн тиккүчилик билән шуғуллиниду.
Баһаргүл ханим соаллиримизға җаваб берип, вирус мәзгилидә истанбулдики турмуши һәққидә тохталди вә вәтәндики уруқ-туғқанлириниң давасини ахириғичә давамлаштуридиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “балилиримниң авазини аңлимиғучә, балилирим билән йүзтуранә көрүшмигүчә, давайимдин янмаймән. Чүнки мән ана, балилиримни көрүшкә, авазини аңлашқа тәқәзза болдум.”