Баварийә сәнәт сәһнисидә ғәлибигә еришкән уйғур әвладлири
2023.12.04

2-Декабир күни германийәниң баварийә шитатлиқ һөкүмитиниң 6-нөвәтлик яшлар уссул мусабиқиси мюнхен шәһридә өткүзүлгән. Мусабиқигә баварийә шитатида яшаватқан охшаш болмиған милләтләрниң охшимиған уссул түрлирини асас қилған 49 сәнәт гурупписи қатнашқан. Мәркизи мюнхен шәһиридә болған “германийә уйғур мәдәнийәт вә маарип бирлики” тәшкилати, өз қармиқидики “уйғурийә мәктипи” ниң оқуғучилирини бу мусабиқигә қатнаштурған.
Бу қетимқи сәнәт мусабиқиси 3 дәриҗигә айрилип баһалинидиған болуп, уйғур өсмүрлири бу мусабиқидә икки номур орундиған. Буниң бири, уйғур қизлириниң орундишидики долан уссули, йәнә бирси уйғур қизлири вә йигитлири бирлишип орундайдиған уйғур сама уссули болған. 49 Гуруппиниң номури ахирлашқанда, баһалаш нәтиҗиси елан қилинған.
Мюнхендики уйғурларни чәксиз шадлиққа чөмдүргини шуки, мусабиқидә долан уссули 1-дәриҗигә, сама уссули 2-дәриҗигә еришкән. Техиму хушаллинарлиқи, бу қетимқи мусабиқидә 1-вә 2-дәриҗигә еришкән уйғур өсмүр сәнәткарлири, 2024-йили германийә бойичә өткүзүлидиған мәмликәтлик яшлар сәнәт мусабиқисигә алдин талланған. Бу хош хәвәр мюнхендики уйғур җамаити арисида өйдин-өйгә тарап, кишиләрни шадлиққа чөмдүргән.
“германийә уйғур мәдәнийәт вә маарип бирлики” тәшкилатиниң рәиси пәридә ханимниң билдүрүшичә, уйғур өсмүрлири орундиған долан вә сама уссуллири йүзлигән тамашибинлар иштирак қилған бу сорунда кишиләрниң күчлүк алқишлириға сазавәр болған. Уйғур өсмүрлири қолға кәлтүргән бу нәтиҗиләр болса, уйғурларға шадлиқ вә шәрәп ата қилған.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, бу утуқни қолға кәлтүргән барлиқ яш-өсмүрләрни һәмдә буниң үчүн һәссиләр қатқан “германийә уйғур мәдәнийәт вә маарип бирлики” тәшкилатиниң хадимлирини қизғин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди. У сөзидә, хитай һакимийити уйғур мәдәнийәт-сәнити вә уйғур кимликини йоқитиш үчүн паал һәрикәт қиливатқан бир заманда, уйғур яш-өсмүрлириниң уни явропа сәнәт сәһнисидә намаян қилип ғәлибигә еришишиниң алқишлашқа тегишлик бир һадисә болғанлиқини әскәртти.
“германийә уйғур мәдәнийәт вә маарип бирлики” тәшкилатиниң хадими рабийә ханим бу һәқтә тохталғанда, мусабиқидә уйғур өсмүрлириниң уйғурларниң шанлиқ мәдәнийити вә ғурурини намаян қилип нусрәт қазанғанлиқини тилға алди. Германийәдики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәндиму уйғур өсмүрлириниң уйғур мәдәнийәт-сәнитини намаян қилип қолға кәлтүргән бу ғәлибисидин германийәдики уйғур җамаитиниң көп мәмнун болғанлиқини тәкитлиди.