Америка президентиниң 2023-йиллиқ рамазанлиқ тәбрикидә уйғурлар
2023.03.23
Америка президенти җов байдин 3-айниң 22-күни америка вә пүтүн дунядики мусулманларниң рамазан айини тәбрикләп баянат елан қилди.
У бу баянатида, мусулманлар роза тутудиған, ибадәт қилидиған, хәйр-сахавәт қилидиған, өзини йеңилайдиған бу мубарәк айни тәбрикләйдиғанлиқини, американиң дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманларни давамлиқ қоллайдиғанлиқини, түркийәдә, сүрийәдә, пакистанда йәр тәврәш вә кәлкүн апәтлиригә учриған хәлққә ярдәм қилидиғанлиқини билдүрди.
Шәрқий түркистан өлималар бирликиниң муавин рәиси турғунҗан алавидин: “президент җов байденниң бу баянати америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң диний әркинликкә һәммидин бәк әһмийәт беридиғанлиқини намайән қилиду” деди.
Президент җов байдин бу баянатида йәнә хитайда ирқий қирғинчилиқ зулумиға учраватқан уйғурларни тилға елип: “биз өз иттипақдашлиримиз билән һәмкарлишип, дуняниң һәр қайси җайлирида бастурушқа учраватқан мусулманларға— хитайдики уйғурларға, бермадики роһингалиқларға вә башқа җайдики мусулман җамаәтләргә ярдәм беримиз” деди.
“америка ислами мунасивәтләр кеңиши” ниң һөкүмәт ишлириға мәсул директори роберт мәккав (Robert McCaw) җов байдинниң бу рамазанлиқ баянатиниң диний зулум әң еғир болған хитайға берилгән бир сигнал икәнликини билдүрүп мундақ деди: “президент байдинниң бу қетимлиқ рамазанлиқ тәбрикидә <хитайда зулум болуватиду> дегәнликини алқишлаймиз. Америка хитайниң уйғур мусулманлири вә башқа түркий милләтләргә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини рәсмий етирап қилған бир дөләт. Бу баянатта әнә шу мәйдан әкс әткән”.
Турғунҗан алавидин һазир хитайниң дәл американиң әксичә йол тутуп, қәбиһ зулум сиясити елип берип, өзидин башқа милләтләрни вә башқа динларни йоқ қилишқа уруниватқанлиқини билдүрди.
Җов байден бу баянатида йәнә америка дөлити қурулғандин тартип америкаға көчмән болуп кәлгән мусулманларниң америка тарихиниң муһим бир қисмиға айлинип кәткәнликини, әвладму-әвлад тәрәққий қилип, американиң пән-техника, санаәт, қанун, тибабәт, сода-тиҗарәт вә һөкүмәт саһәлиригә, шундақла американиң көп хил мәдәнийитиниң гүллинишигә өчмәс төһпиләрни қошқанлиқини алаһидә тәкитлиди. У, “шуңа биз бүгүн дин вә мәдәнийәт һалқиған сәвийәдә иттипақлишип, американи техиму адил, баравәр, кәңчил вә қәлбләр туташ бир дөләткә айландурушқа тиришайли” деди.
Президент җов байдин 20-күни ақсарайда норуз байримини тәбрикләп қилған сөзидә американиң дуняда дин вә милләт айримиси йоқ дөләт икәнликини тәкитләш билән биргә, норуз байрими өткүзидиған барлиқ милләтләр, җүмлидин уйғурларниң йеңи йилда йеңи үмид билән яшишиға тиләкдашлиқ билдүргәниди.
Роберт мәккав “америка исламий мунасивәтләр кеңиши”ниң уйғур мусулманлириға әркинлик бериш тоғрулуқ хитайға давамлиқ чақириқ қилип келиватқанлиқини билдүрүп мундақ деди: “йиллардин буян биз хитай һөкүмитигә уйғур мусулманлириниң роза тутушиға, қуран оқушиға, җамаәт намизиға қетилишиға вә өйлиридә диний мәсилиләр тоғрулуқ параңлишишиға йол қоюш һәққидә чақириқ қилип келиватимиз. Әмма хитай шунчилик нормал диний әркинликкиму йол қоймиди. Шуңа америкадики мусулманлар тәшкилати вә пүтүн дунядики исламий органлар хитайни кишилик һоқуқ вә диний әркинликкә зиянкәшлик қилмаслиққа чақириши керәк. Биз илгири шундақ баянатнамә елан қилғанидуқ. Президентниң бу баянати тәшкилатимизниң бу йолда давамлиқ меңиши үчүн бир чақириқ болди”.