Б д т бинаси алдида тунҗи қетим “шәрқий түркистан байриқи” чиқирилди

Мухбиримиз әзиз
2020.11.13
nyu-york-jumhuriyet-bayraq-1.jpg Д у қ ниң чақириқиға аваз қошуш үчүн ню-йорк шәһиридики б д т бинаси алдида өткүзүл байрақ чиқириш мурасимидин көрүнүш. 2020-Йили 12-ноябир.
Photo: RFA

Уйғурлар мәсилисиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) йиғинлирида музакирә қилиниши һәмдә уйғур тәшкилатлириниң б д т бинаси алдида намайиш қилиши өткән он нәччә йилдин буян пат-патла аңлинип қалидиған хәвәрләр болуп кәлгәниди. Әмма 2020-йилиниң ахириға кәлгәндә бу җайда бир қетимлиқ пәвқуладдә паалийәт өткүзүлди.

Бу йил 12-ноябир күни дуня уйғур қурултийи (д у қ), уйғур һәрикити тәшкилати вә америка уйғур академйисиниң тәшкиллиши билән хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлирини әйибләш һәмдә дуня уйғур қурултийиниң “дуняниң һәммила йерида бирла вақитта шәрқий түркистан байриқини чиқириш” чақириқиға аваз қошуш үчүн ню-йорк шәһиридики байрақ чиқириш мурасими б д т бинаси алдида өткүзүлди.

Паалийәттин илгирила ню-йорк шәһиридики алақидар орунларниң рухсити елинған болсиму, таҗсиман вирусиниң юқум әһвали әң еғир болған орун болғанлиқи үчүн бәк көп адәм топлинишқа болмаслиқ бәлгилимиси һелиһәм күчкә игә иди. Шуңа бир қисим уйғурлар тохтимай йеғиватқан ямғурға қаримастин адәм санини бәк көп қиливәтмигән асаста шу күни чүштин кейин саәт иккидә б д т бинаси алдиға топланди. Алди билән дуня уйғур қурултийи хитай ишлири бөлүминиң мудири илшат һәсән сөз алди һәмдә бүгүнки паалийәтниң “шәрқий түркистан дөләт шеири” ни оқуш арқилиқ уйғур тарихидики “шәрқий түркистан җумһурийити” гә еһтирам билдүрүш билән башлинидиғанлиқини уқтурди.

Шуниңдин кейин илшат һәсән сөз қилип 1933-йили вә 1944-йили қәшқәрдин таки ғулҗиғичә болған җайларда “шәрқий түркистан байриқи” ни ләпилдәткән уйғурларниң өз вақтида һөрлүк вә әркинликтин бәһримән болған һалда өзлириниң мустәқил дөлитини қуруп чиққанлиқини, бүгүнки күнгә кәлгәндә болса әйни вақитта мүрини-мүригә тирәп бирликтә күрәш қилған уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа хитай болмиған милләтләрниң лагерларға қамилиштәк йәнә бир ортақ азаб-оқубәтни баштин кәчүрүватқанлиқини, шуңа мушундақ әһвалда дунядики әң чоң хәлқаралиқ тәшкилат болған б д т алдиға топлинип намайиш қилишниң бәкму әһмийәтлик бир паалийәт болидиғанлиқини сөзләп өтти.

Байрақ чиқириш вә дөләт шеири оқуштин кейин яңратқу арқилиқ уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәмдә хитай һөкүмитиниң қәбиһ бастуруш сиясәтлири һәққидә сөз қилинди. Шуниңдин кейин паалийәткә қатнашқучилар уйғурларға һөрлүк тиләш, лагерларни тездин тақаш, шуниңдәк хитай һөкүмити вә хитай компартийәсигә ләнәт оқуш мәзмунидики шоарларни товлиди.

Америкадики көпкә тонулған уйғур зиялийси, доригәрлик алими доктор ришат аббас бу қетимқи паалийәтниң асаслиқ тәшкиллигүчилириниң бири сүпитидә намайишчилар қатаридин орун алғаниди. Нөвәттә өзиниң күндилик хизмитидин башқа қошумчә уйғур академйиисиниң пәхрий рәиси һәмдә дуня уйғур қурултийи билән уйғур һәрикити тәшкилатиниң алий мәслиһәтчиси болуп ишләватқан ришат аббас бу қетимқи байрақ чиқириш мурасимидин бәкму сөйүнгән кишиләрниң бири. У бу һәқтики зияритимиз җәрянида мушундақ бир орунда “шәрқий түркистан байриқи” чиқиришниң нөвәттики вәзийәттә бәкму зор әһмийити барлиқини алаһидә тәкитлиди.

Байрақ чиқириш паалийитигә иштирак қилғанлар арисида харвард университетиниң уйғур тили оқутқучиси, америка уйғур академийисиниң һәйәт әзаси доктор гүлнар әзизму бар болуп, бүгүнки паалийәт үчүн алайитән ню-йорк шәһиригә кәлгән иди. У өзиниң намайиш җәрянида хиялидин кәчкән һаяҗанлиқ дәқиқиләрни биз билән ортақлишип “ай-юлтузлуқ көк байрақниң вәтинимиз асминида ләпилдишигә ишәнчим бар” деди.

Бу қетимқи паалийәтни гәрчә вирус юқуминиң тәсири түпәйлидин бәк чоң көләмлик қилишқа имкан болмиған болсиму, әмма әң чоң дуняви тәшкилат болған б д т бинаси алдида “шәрқий түркистан байриқи” ни чиқириш мурасими өткүзүш илшат һәсәнниң нәзиридә бир йеңи башлиниш һесаблиниду. У бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда өзиниң буниңдинму зор утуқларни көрүш арзусида икәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, 12-ноябир күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар бирдәк һәрқайси чоң шәһәрләрдики һөкүмәт биналири алдида “шәрқий түркистан марши” ни яңритиш һәмдә маршқа җөр болған һалда “шәрқий түркистан байриқи” ни чиқириш мурасими өткүзгән. Муһаҗирәттики уйғурлар болса бу һалдин техиму зор үмидләрни көрмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.