Б д т да уйғурлар мәсилиси бойичә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүлди
2019.09.25

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң нйо-йорк шәһиридики баш штабида өткүзүлүватқан әң чоң паалийәтләрдин 2019-йиллиқ омумий кеңәш йиғини мәзгилидә уйғурлар һәққидики муһакимә йиғини ечилғандин кейин дуняниң уйғурлар учраватқан зулумниң маһийити һәққидә бәлгилик йеңи чүшәнчигә игә болғанлиқи мәлум. Шу қетимлиқ йиғинға улапла ечилған мухбирларни күтүвелиш йиғини болса буни техиму бир балдақ йүксәкликкә көтүрди.
24-Сентәбир күни кәчқурун ечилған бу йиғинға америка ташқи ишлар министирлиқиниң асия вә тинч окян ишлириға мәсул ярдәмчи министири дейвид стилвел билән вашингтон шәһиридики адвокат, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати идарә һәйитиниң рәиси нури түркәл бирликтә саһибханилиқ қилди. Йиғин мәйданиға һәрқайси мәмликәтләрниң министирлири вә бир қисим юқири дәриҗилик әмәлдарлиридин башқа даңлиқ ахбарат васитилириниң мухбирлириму җәм болған иди.
Йиғин бешида ярдәмчи министир дейвид сөз елип алди билән уйғурлар нөвәттә учраватқан сиясий бастурушниң омуми әһвали һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди. Болупму һазир уйғурлардин өзлириниң миллий вә диний кимликини ипадә қилғанлики кишиниң лагерларға қамиливатқанлиқини, буни диний етиқад әркинлики һәққидики йиғинда гуваһлиқ бәргән лагер шаһити вә башқа уйғурларниң баянлиридинму көрүвалғили болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Йиғинда уйғурлар мәсилисигә дуняниң икки қутупқа бөлүнүп инкас қайтуруши һәққидә соал соралғанда ярдәмчи министир дейвид мундақ деди: “биз бу мәсилигә тунҗи қетим инкас қатуруватқинимиз йоқ. Америка һөкүмити өзигә охшаш ой-пикирдики 22 дөләт билән алақилишип, хитайниң уйғурларға қиливатқан муамилисини қаттиқ әйибләш мәзмунидики бир парчә мәктуп елан қилған иди. Хитай дәрһал буниңға қарши 37 дөләтни һәрикәтләндүрүп қарши мәктуп тәйярлап чиқти. Әмма ашу қарши мәктупқа имза қойған дөләтләрниң көпинчиси бүгүнки йиғинға қатнашти. Америка президенти саһибханилиқ қилған түнүгүнки диний етиқад әркинлики темисидики йиғиндиму уйғурлар һәққидики соал әң муһим салмақни игилиди. Ташқи ишлар министирлиқидики паалийәтләрдиму уйғурлар мәсилиси асаслиқ темилардин болуватиду. Мениң буларни тилға елишимдики мәқситим шуки, хитай һөкүмити һазир уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшниң ялғуз америка қиливатқан иш әмәсликини, буниң пүтүн дуняниң диққитидә болуватқан мәсилә икәнликини билиши керәк. Чүнки һазир ‚су‛ниң температуриси равурус өрләватиду. Бүгүнки йиғинниму бизгә охшаш бәш дөләт һәмкарлишип уюштурдуқ. Биз әмди бейҗиң бу ишларға немә дәйдикин, дәп қараватимиз.”
Шу қатарда “японийә иқтисади хәвәрлири” гезитиниң мухбири хитай һөкүмитиниң “хуавей”, “хиквижин” қатарлиқ вастилардин пайдилинип уйғурларни назарәт қилиши һәққидә тохтилип, америка һөкүмитиниң буниңға қандақ инкас қайтуридиғанлиқини сориғанда адвокат нури түркәл буниң аддийла уйғурларға қаритилған һадисә әмәсликини, бәлки буниң кәлгүсидики адаләт вә һәққанийәт сотиға қандақ җаваб бериш мәсилиси икәнликини билдүрди.
“уйғурлар диярида назарәт дөлити бәрпа қилиш йәнә бир яқтин хитай техника ширкәтлирини көплигән иқтисадий мәнпәәтләр билән тәмин етип келиватиду. Улар һазир назарәт системисиға керәклик үскүниләрни дуня миқясида сетиватиду. Һөкүмәтләр болса бу вастилар арқилиқ тәнқид садалирини бастуруватиду. Уйғурлар дуч келиватқан муамилә йеганә һадисә әмәс. Адаләтниң соти ечилғанда һәр бир дөләт буниң һесабини бериду. 21-Әсирдә мәдәнийәт җәһәттики йоқитиш билән мәшғул болуватқан бир һакимийәт билән адәттики сода йосунида содилишишни давам әттүрүш әнә шуниң җүмлисигә ятиду. Һазир қарайдиған болсақ бизгә мәлум болған учурларда аз дегәндиму 435 нәпәр юқири мәлуматлиқ уйғур зиялийси ғайиб қиливетилгән. Буларниң һәммиси илмий вә пәнний саһәләрниң әң мунәввәр сәркилири иди. Техиму муһими улар уйғур мәдәнийити вә миллий мираслириниң сәрхил муһапизәткарлири иди. Биз мушу гәпләрни қиливатқинимизда әнә шу уйғур зиялийлириниң бири, дуняға тонулған уйғур алими ташполат тейипкә өлүм җазаси берилгәнлики һәмдә бу җазаниң пат йеқинда иҗра болуши мумкинлики һәққидә гәп-сөзләр болуватиду. Қисқиси һазир уйғурниң алимлири, пикир йетәкчилири, сәнәткарлири, тәнтәрбийә чолпанлири, диний йетәкчилири, сода йетәкчилири бирдәк заманимиздики йиғивелиш лагерлириға қамиливатиду. Бу ишлар силәрниң етибар беришиңларни, шуниңдәк дуняниң қаттиқ әйиблишини күтүватиду.”
Йиғинда соралған соалларниң бири йеқинда ашкара болған нәччә йүз уйғур мәһбусниң көзлири теңилған һалда мәлум бир пойиз истансиси арқилиқ йөткиливатқанлиқи һәққидики видийо һәмдә буниң раст-ялғанлиқи һәққидә болди.
Ярдәмчи министир дейвид стилвел бу һәқтә сөз қилип, өзлириниң буни раст, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди: “америка һөкүмити буни көргән һәмдә буниң раст икәнликини дәлиллигән. Бу қәшқәргә йеқин бир җайда болуп, баятин нури түркәлму буни тәкитләп өтти. Һазир бундақ ишлар у җайда көпләп йүз бериватиду. Әмма қизиқ йериш шуки, хитай һөкүмитиниң уйғурларни бу дәриҗидә қамаш әһвалиға даир дәлил-испатларниң һазир самандәк көп ашкара болуватқан болсиму, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң террорлуққа қарши туруш саһәсидики хадимлар шинҗаңға тәкшүрүшкә берип ‛у җайда ундақ ишлар йоқ икән‚ дәп хәвәр елип келиватиду. Дәрвәқә б д т кейинчә бу әһваллар һәққидә делиғул болуп, у җайға бир тәкшүрүш өмики әвәтип буни тәстиқлаш лазимлиқини һес қилди. Әмма мениң демәкчи болғиним шуки, әгәр у җайда растинла һечқандақ иш болмиған болса кишиләр у җайға баралайдиған болсун. Буниңға хитай ишикни дағдам ечип һәйранлиқтики кишиләрниң у җайға беришиға һәмдә растинила һечнәрсә болмиғанлиқини җәзмләштүрүшигә йол қоюши лазим.”
Мухбирларни күтүвелиш йиғинидин кейин биз нури түркәл билән айрим сөһбәттә болдуқ. У бу қетимқи йиғинда алаһидә тәкитләнгән бир нуқта өткән он нәччә йилдин буян хитай һөкүмитиниң уйғурларни террорлуққа бағлап әйибләп кәлгәнликигә қарита “уйғурларниң террорлуқ билән һечқандақ алақиси йоқ” дегән йәкүнниң күчлүк йосунда оттуриға қоюлуши икәнликини билдүрди.
У бу қетимқи йиғинниң башқа йиғинлардин қандақ пәрқи барлиқи һәққидики соалимизға қарита “бу йиғиндин уйғурлар мәсилисиниң америка һөкүмити үчүн қайси дәриҗидә муһим болуватқанлиқини җанлиқ көрүвалғили болиду” дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Вашингтон шәһиридики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” ниң мудири өмәр қанатму өзиниң ашундақ қарашқа майил икәнликини билдүрди.
Мәлум болушичә, ярдәмчи министир дейвид стилвел америка һава армийисидә 35 йил хизмәт қилған һәмдә бригада генерал дәриҗисигә еришкән киши икән. Тилшунас, учқучи һәмдә һәрбий қомандан болған дейвид стилвел асия тиллириға, җүмлидин хитайчиға пишшиқ болуп, 2010-йилидин башлап американиң бейҗиңдики баш әлчиханисида бирнәччә йил һәрбий вәкил болуп ишлигән икән.