250 Кишилик һоқуқ тәшкилати б д т баш катипи антонийоға қарши чақириқ елан қилди
2022.01.18
Дуня уйғур қурултийини өз ичигә алған хәлқарадики 250 кишилик һоқуқ тәшкилати 14-январ бирләшмә чақириқ елан қилип, б д т баш катипи антонийо гутиресниң хитайниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисға қатнишиш тәклипини қобул қилғанлиқиға наразилиқини билдүргән.
Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүришичә, б д т баш катипи антонийо гутиресниң хитайниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисға қатнишиш тәклипини қобул қилғанлиқи “тарихий бир хаталиқ һәмдә хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғичилиқлириға көз юмуш” болуп һесаблинидикән.
250 Тәшкилатниң бирләшмә чақириқи мундақ ибариләр билән башланған: “тибәтләр, уйғурлар, хоңкоңлуқлар, хитайлар, җәнубий моңғулийәликләр, тәйвәнликләр вә башқа кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин тәркиб тапқан 250 дин артуқ аммиви тәшкилатлар бирләшмиси б д т баш катипи антонийо гутиресға мәктуп йоллап, униңдин қобул қилған хитайниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисға қатнишиш тәклипини әмәлдин қалдурушни тәләп қилди.”
Чақириқта мундақ дейилгән: “б д т дики 50 дин артуқ мустәқил кишилик һоқуқ мутәхәссиси хәлқара җәмийәтни коллектип һалда кәскин тәдбирләрни қоллинип, хитайни кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа вә хәлқарадики мәҗбурийәтлирини ада қилишқа капаләтлик қилишқа чақирмақта, кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитайдики барғансери начарлишиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә диққәтни мәркәзләштүрүшни тәләп қилишмақта.”
Чақириқта 250 кишилик һоқуқ тәшкилатлири ичидин уйғур, тибәт, хоңкоң вә тәйвән тәшкилатлириниң вәкиллириниң сөзлиригиму орун берилгән болуп, д у қ ниң программа йетәкчиси зумрәтай уйғур мундақ дегән: “уйғурлар вә башқа мусулманлар үстидин ирқий қирғинчилиқ йүргүзиливатқан мушундақ бир пәйиттә, б д т баш катипиниң 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қатнашмақчи болуши кишини чөчүтипла қалмай, б д т ниң ядролуқ пирипсиплириғиму түптин хилаптур. Униң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисида пәйда болуши хитайниң мустәбит һөкүмранлиқи астидики барлиқ кишилик һоқуқ қоғдиғучилирини қаттиқ ғәзәпләндүрүпла қалмай, өз нөвитидә йәнә б д т ниң хәлқара сәһнидики образиғиму еғир зиян елип келиду.”
Д у қ ниң программа йетәкчиси зумрәтай уйғур бүгүн бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, б д т баш катипи антонийо гутирес хитайниң 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қатнишиш тәклипини “уйғур ирқий қирғинчилиқи” давам қиливатқан бир чағдила әмәс, бәлки антонийо гутиресниң қол астидики алий комиссарлар уйғурлар учраватқан еғир зулумлар тоғрулуқ җиддий доклат һазирлаватқан бир чағда қобул қилғанлиқини тилға алди.
Чақириқта баян қилишичә, тибәт һәрикити тәшкилатиниң вәкиллиридин пема дома “б д т баш катипи антонийо гутиресниң хитайниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисға қатнишиш тәклипини қобул қилиши пүтүнләй бимәнилик, бәлки бу хитай коммунистлириниң тибәтләр, уйғурлар вә хоңкоңлуқлар үстидин йүргүзиватқан еғир бастурушлириға қарши еқимға пүтүнләй зит,” дегән.
Тәйвәнлик сиясий актип пиң шүәнли болса “хитайниң б д т мунбәрлиридики зораванлиқ қилмишлири баш катипниң бейҗиң олимпик мусабиқисини тәбрикләш паалийитигә қатнишишни рәт қилишиға йетәрлик асас болалайду. Хитайниң б д т дики өч елиш, әйибләш, байқутларға изчил тосалғулуқ қилиш вә кишилик һоқуқ кеңишидә пикир баян қилишларни чәкләшкә урунуш қилмишлирини бәлким антонийо гутирес тәқдирлимәслики мүмкин, әмма ши җинпиң буни ашундақ чүшиниду,” дегән.
Хоңкоңлуқ сиясий актип франсес хуй мундақ дегән: “антонийо гутиресниң хитайниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисға қатнишишни ойлишиватқанлиқиға кишиниң һәқиқәтәнму ишәнгүси кәлмәйду. Униң бу мусабиқиға қатнишиш қарари тамамән йиргинишлик болуп, бейҗиңға болған чоқунишини ашкарилап бериду вә хәлқара җәмийәтниң кишилик һоқуқ мәсилилиригә пүтүнләй бипәрва қарайдиғанлиқини испатлап бериду. Һәммидинму ямани, биз буниң хитай даирилириниң қилмишлириға ярдәм бәргәнлик болуп қелишидин әнсирәймиз. У хитайниң тәклипини қобул қилишни дәрһал әмәлдин қалдуруши лазим.”