Демократик дөләтләр җәнвәдики б д т йиғинда хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини қаттиқ әйиблигән
2024.01.23

23-январ күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики баш шитабида хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қәрәллик қарап чиқиш йиғини башланған. 4 Йилда бир қетим өткүзүлидиған йиғинниң күнтәртипи бойичә алди билән хитай һөкүмитиниң вәкилләр өмики хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә доклат бәргән. Улар доклатида хитайдики кишилик әркинлик, әмгәкчиләр һоқуқи, аяллар вә балилар һоқуқи, аз санлиқ милләтләр һоқуқлирини өз ичигә алған омумий кишилик һоқуқ вәзийитини ақлиған вә униң давамлиқ яхшилинип меңиватқанлиқини илгири сүргән.
Хитай вәкилләр өмикиниң доклатидин кейин һәрқайси дөләтләрниң вәкиллиригә 45 секунттин вақит берилгән болуп, улар бу вақит ичидә хитайниң вәзийити һәққидики баһалирини вә пикир-тәклиплирини оқуп өткән.
Бу қетимлиқ баһалаштиму бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики һәрқайси йиғинларға охшаш хитай билән мунасивити яхши болған яки иқтисади җәһәттин хитайға тайиниватқан дөләтләр хитайниң доклатини алқишлиған. Улар хитайниң милйонлиған кишиләрни намратлиқ қутулдурғанлиқини кишилик һоқуққа капаләтлик қилғанлиқ, дәп мәдһийәлигән.
Демократик дөләтләрниң вәкиллири болса хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә болған әндишилирини оттуриға қойған. Бу дөләтләр хитайдики баравәрлик, әркинлик вә иҗтимаий қурулушлар вә қанун билән идарә қилишниң начарлишип маңғанлиқини, уйғурлар, тибәтләр вә хоңкоңлуқларниң вәзийитиниң еғирлашқанлиқини тилға елишқан.
Демократик дөләтләр уйғурлар һәққидә тохталғанда бирдәк хитайдин б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң уйғур райони һәққидики доклатидики пикир-тәклипләрни әмәлийләштүрүшини тәләп қилған. Бу дөләтләр америка, әнгилийә, канада, исраилийә, австралийә, австрийә, шиветсийә, шиветсарийә қатарлиқлар болуп, улар хитай һөкүмитиниң уйғурларға тутуватқан муамилисини мәхсус тилға алған.
Болупму американиң вәкили хитайға наһайити кәскин тәләпләрни оттуриға қойған. У хитайға 8 түр бойичә пикир сунған болуп, униңда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайитиниң һелиһәм давамлишиватқанлиқи йәнә бир қетим тәкитләнгән. Америка вәкили мундақ дегән: “биз шинҗаңда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни, пүтүн хитай миқясида, җүмлидин ички моңғул, тибәттә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини; хоңкоңдики кишилик һоқуқ вә негизлик әркинликкә һөрмәт қилишниң йоқитилишини, шундақла чәт әлләрдики шәхсләрни җимиқтуруш үчүн йүргүзүлгән чегра һалқиған бастурушларни әйибләймиз.”
Америка вәкили сөзидә йәнә хитайни уйғур елидики барлиқ гунаһсиз тутқунларни қоюп беришни, ятақлиқ мәктәпләрни өз ичигә алған мәҗбурий ассимилятсийә сияситини тохтитишни тәләп қилған. У мундақ дегән:
“биз шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк, мәҗбурий тойлаштуруш, туғут чәкләш, аялларни туғмас қиливетиш, бала чүшүрүш вә аилиләрни мәҗбурий парчилашни тохтитишни тәләп қилимиз. Шундақла б д т ниң шинҗаң вә тибәткә қарита тосалғусиз һалда вә һәқиқий мәнидики тәкшүрүшигә йол қоюлушини тәләп қилимиз.”
Американиң б д т кишилик һоқуқ кеңишидики әлчиси мишел тәйлор (Michèle Taylor) ханимниң юқирида оқуп өткән баянати американиң җәнвәдә турушлуқ вәкилләр өмикиниң рәсмий тор бетидә һәмдә мишәл тайлур ханимниң “X” тики тор бетидә уйғур тил-йезиқидиму тарқитилған.
Хитайниң уйғурларға қаритиватқан сиясәтлирини қаттиқ тәнқид қилған дөләтләрниң йәнә бири әнгилийәдур. Әнгилийә вәкили йиғиндики сөзидә хитайдин “уйғурлар вә тибәтләргә қаритилған халиғанчә тутқун вә зиянкәшликни тохтитиш” ни кәскин тәләп қилған. У йәнә “уйғурлар вә тибәтләрниң назарәт қилиш, қийнаш, мәҗбурий әмгәк вә җинсий зораванлиқтин қорқмай, дин, етиқад вә мәдәнийәт әркинликидин бәһримән болуши лазимлиқини; б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң уйғур райониға аит доклатидики тәвсийәләрни йолға қоюш зөрүрлүки” ни тәкитлигән.
Исраилийә вәкилиму уйғурлар мәсилисини мәхсус тилға алған. Исраилийәниң уйғур районидики вәзийәттин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “биз шинҗаңдики кишилик һоқуқ вәзийитидин, шундақла уйғурларниң вәзийитидин әндишә қиливатимиз. Исраилийә хитайни шинҗаңдики кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилашқа чақириду. . .”
Бундин сирт, японийә, иреландийә, силандийә, белгийә, германийә, фирансийә, лиюксембург, финландийә, голландийә, йеңи зилландийә, норвегийә, монтенегро, гиретсийә, словенийә, лихтиништейин қатарлиқ дөләтләрму уйғурларни мәхсус тилға алған. Германийә вәкили йиғинда мундақ дегән: “германийә шинҗаң вә тибәттики вәзийәттин әндишә қилиду. . . Биз хитайдин кишилик һоқуқ алий комиссарлиқиниң шинҗаң һәққидики доклатидики тәвсийәләргә әмәл қилишни, шинҗаң вә тибәтни өз ичигә алған аз санлиқ милләтләрниң һоқуқлириға һөрмәт қилишни тәләп қилимиз.”
Монтенегро вәкилиниң сөзлири наһайити кәскин болған. У сөзидә хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш” нами астида йүргүзгән сиясәтлириниң болупму уйғур елидә әндишә қозғайдиған сиясәтләрни йолға қойғанлиқини тилға алған вә мундақ дегән:
“биз хитай һөкүмитидин уйғур елидә йолға қоюватқан ‛дөләт бихәтәрлики вә террорлуққа қарши туруш қанунлири‚ға қайта қарап чиқишни, уйғурлар вә башқа милләтләргә қаритиливатқан кәмситиш характерлик қанун-сиясәтлирини тохтитишни, лагерлардики вә башқа тутуп туруш орунлиридики қийин-қистақ, җинсий зораванлиқ, мәҗбурий әмгәк қатарлиқ начар муамилиләрни тәкшүрүшни тәләп қилимиз.”
Шиветсийә вәкилиму сөзидә хитайдин уйғурлар вә тибәтләрниң һоқуқлириға толуқ һөрмәт қилиш билән биргә, уйғур елидики қанунсиз вә халиғанчә тутқун қилишни бикар қилишни, түрмиләрдики журналистлар, кишилик һоқуқ қоғдиғучилири қатарлиқ сиясий мәһбусларни әркинликкә чиқиришни тәләп қилған. Канада вәкили б д т алаһидә вәкиллириниң уйғур ели вә тибәттә толуқ вә чәклимисиз зиярәттә болушиға рухсәт қилишни әскәрткән.
Белгийә, литва, полша вә австрийә қатарлиқ дөләтләр вәкиллириму сөзлиридә уйғурларниң миллий мәдәнийәт мираслириниң вәйран қилиниватқанлиқи, тил вә мәдәнийәт җәһәттин мәҗбурий ассимилятсийә қилишқа учраватқанлиқи вә мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқидәк мәсилиләрни тилға алған. Литва вәкили аз санлиқ милләт балилириниң өз ана тилида сөзлишигә рухсәт қилиниши лазимлиқини оттуриға қойған.
Йиғинда италийә, һиндонезийә, испанийә, екватор, литва қатарлиқ дөләтләр уйғурларниң исмини биваситә тилға алмиған болсиму, әмма хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигә болған әндишилирини оттуриға қойған. Улар хитай һөкүмитиниң милләтләрниң сиясий вә мәдәнийәт һоқуқлирини капаләткә игә қилиши лазимлиқини, аз санлиқ милләтләрниң һоқуқлирини капаләткә игә қилишни әскәрткән.
Түркийә вәкили болса йиғиндики сөзидә хитай һөкүмитиниң барлиқ пуқраларниң җүмлидин уйғурларниңму һоқуқиға капаләтлик қилиши лазимлиқини тилға елип, “хитай һөкүмитини уйғур түрклириниму өз ичигә алған барлиқ милләтләрниң омумий вәзийитигә, йәни уларниң кимлики, диний етиқади вә тилиға толуқ һөрмәт қилишни тәвсийә қилимиз. . .” дегән.
Бүгүнки йиғинда хитай вәкилләр өмикигә 3 қетим һәрқайси дөләтләрниң сунған тәклип-баһалириға җаваб бериш пурсити берилгән болуп, улар һәр қетимлиқ сөзидә өзлириниң кишилик һоқуқ хатирисигә қаритилған тәнқидләрни рәт қилған. Улар уйғур мәсилисидә тохталғанда, хитайда 56 милләт барлиқини вә бу 56 милләтниң һәммисиниң баравәр һоқуқлардин бәһримән болуватқанлиқини илгири сүргән.
Хитай даирилири бу қетимлиқ йиғинға хитайниң хәлқ ишлири, аяллар ишлири, милләтләр вә диний ишлар саһәлиридики рәһбирий хадимлиридин тәшкил тапқан йүздин ошуқ вәкилни елип кәлгән. Уларниң арисида шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси елиҗан инайәтму бар икән. Баянатчи елиҗан инайәт бүгүнки йиғинда сөз қилип, юқирида тилға елинған дөләтләрниң уйғурлар һәққидики әндишә вә тәнқидлиригә җаваб қайтурған. У сөзидә “шинҗаңда һәммә киши өз ихтиярлиқи билән хизмәт таллайду вә ишлийәләйду. Шинҗаңда һәргизму мәҗбурий әмгәк йоқ.” дегән. У йәнә лагерларниму ақлап: “бу орунлар диний ашқунлуқ билән юқумланған кишиләрни кәспий маһарәт билән тәрбийәләйдиған орунлардур. Җаза лагерлири, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дегәнләр тоқуп чиқирилған асассиз сөзләрдур” дегән.
23-январ күнидики йиғин 3 саәт давам қилғандин кейин хитай вәкилниң хуласә сөзи билән аяғлашқан.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қарап чиқиш йиғини җәрянида дуня уйғур қурултийи қатарлиқ органлар уйғурларниң вәзийити һәққидә җәнвәдә яндаш паалийәтләр вә намайишларни өткүзүп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан вәһшийликлирини әйиблигән һәм паш қилған.