Президент трамп: “б д т қилмишлири үчүн хитайни җавабкарлиққа тартиши керәк.”
2020.09.29
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75-қетимлиқ йиллиқ йиғини 15-сентәбир башланған болуп, 30-сентәбиргичә давам қилидикән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тор бетидә елан қилған баянатта мундақ дейилгән: “бирләшкән дөләтләр тәшкилати 75-қетимлиқ йиллиқ йиғин арқилиқ һәр қайси һөкүмәтләрниң б д т билән һәмкарлишип, хәлқни мәркәз қилған һалда көп тәрәплимилик рол ойнишини тәшәббуси қилиду.”
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәзкур йиғининиң юқири дәриҗиликләр йиғини 21-сентәбир башланған. Һәр қайси дөләтләрниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири корона вируси, һаварайи булғиниши вә бирқисим дөләтләр арисида тинчимайватқан уруш қатарлиқ хәлқарада йүз бериватқан җиддий мәсилиләрни музакирә қилған.
Америка президенти доналд трамп юқири дәриҗиликләр йиғинида сөз қилған болуп, хәлқарадики муһим мәсилиләрни оттуриға қойған. Корона вируси мәсилисидә у хитайниң мәсулийитини сүрүштә қилидиғанлиқини тәкитлигән.
У мундақ дегән: “биз йошурун бир дүшмән билән елишиватимиз, у болсиму ‛хитай вируси‚. Хитай вируси 188 дөләткә тарқилип сан-санақсиз кишиләрниң җениға замин болди. Биз парлақ кәлгүси үчүн бу вирусни тарқатқан дөләт-хитайниң мәсулийитини сүрүштә қилишимиз керәк. Йәнә хитай һәр йили милйон тонна әхләтни деңизға төкүветиду. Б д т дуняниң һава булғиниши мәсилисидиму хитайниң мәсулийитини сүрүштә қилиши керәк. Хитайниң дуняға елип келиватқан балайиапитигә сәл қарап, американи әйибләватқан дөләтләр һаварайиға әмәс, бәлки пәқәтла иқтисади мәнпәәтини чиқиш қилған дөләтләрдур. Мән буниңға қарап туралмаймән. Әгәр б б т растинла роли бар тәшкилат болидиған болса, дунядики һәқиқий мәсилиләргә диққәт қилиши керәк. Мәсилән, тероризим, аялларни хорлаш, мәҗбурий әмгәк, дини-етиқадни бастуруш, диний гуруппиларға етник қирғинчилиқ елип бериш қатарлиқлар. Америка һәр вақит кишилик һоқуқниң рәһбири болуп кәлди. Бизниң һөкүмитимиз диний әркинлик, аяллар һоқуқи қатарлиқ кишилик һоқуқларни алдинқи орунға қойиду.”
Фирансийә президенти емманоел макрон сөзидә хитайниң реҗими астидики уйғурлар һәққидә мәхсус тохталған.
У мундақ дегән: “бизниң тәшәббус қелип келиватқанлиримиз әң әқәллий һоқуқлар, һәргизму ғәрбниң идийәлири әмәс. Кишилик һоқуққа әһмийәт бәргүчиләр бу һоқуқларни қоғдиши керәк. Бу һәргизму ички ишларға арилашқанлиқ болмайду. Булар бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әң әқәллий пиринсиплиридур. Булар б д т ға әза дөләтләрниң өз разилиқи билән имзалиған келишим вә һөрмәт қилишқа тегишлик қаидилиридур. Дәл шу сәвәбтин фирансийә бир хәлқаралиқ тәкшүрүш гурупписиниң б д т ниң башчилиқида шинҗаңға берип, һәммимиз көңүл бөлүватқан мәсилиләрни, йәни ашу йәрдә яшаватқан уйғур мусулманлириниң әһвалини тәкшүрүшини тәләп қилимиз.”
Емманоел макрон йәнә нөвәттә дуняниң әң кәскин кишилик һоқуқ кризиси ичидә икәнликини оттуриға қойған.
Көзәткүчиләр бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75-қетимлиқ йиллиқ йиғининиң асаслиқ темисиниң хитай болғанлиқиға диққәт қилишмақта.
Мәзкур йиғинда германийә явропа иттипақи үчүн сөз қилип, уйғур районида зор түркүмдики “сиясий қайта тәрбийиләш лагерлири” вә кәң көләмлик назарәт қилиш системиси мәвҗутлуқи, шундақла диний етиқад әркинликниң системилиқ чәкләнгәнликини билдүргән.
Канаданиң баш әлчиси леслей нортон бу райондики “кәң көләмдә халиғанчә тутуп туруш вә балиларни ата-анисидин айриветиш, назарәт қилиш, шундақла мәҗбурий әмгәк вә мәҗбурий туғут чәкләш қатарлиқ сиясәтләр” тоғрисида агаһландуруш бәргән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики җон фишер 300 дин артуқ паалийәтчигә вакалитән сөз қилип мундақ дегән: “һечқандақ бир дөләт қанундин үстүн болмаслиқи керәк, әмди хитайға нөвәт кәлди.” дегән.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75-қетимлиқ йиллиқ йиғининиң рәислик вәзиписини явропа ишлири министирлиқ вәзиписини өтәватқан түрк дипломат волкан бозкир әпәнди үстигә алған болуп, түркийә президенти әрдоған буни дуняниң түркийәгә ишәнгәнлики дәп баһа бәргән.
Көзәткүчиләрни һәйран қалдурғини түркийә президенти әрдоған 25 минутлуқ нутқида пәләстин, сүрийә, йәмән, афғанистан вә кәшмир қатарлиқ мусулман дөләт вә районлар һәққидә айрим айрим тохталған болуп, уйғур мусулманлири вә яки хитайниң сиясәтлиригә алиқидар һечқандақ ипадә билдүрмигән. У мундақ дегән: “дост қара күндә айрилиду. Зулумға учриған мәзлумларниң йенида болуш дөлитимизниң характиридур. Бир қисим дөләтләр арисидики күч талишиши сүрийә, пәләстин, йәмән, авғанситанға охшаш дөләтләрдә муқимсизлиқниң келип чиқишиға сәвәб болуватиду.”
У ахирида пәләстин һәққидә тохтилип мундақ дегән: “инсанийәтниң қаниған яриси болған пәләстиндә йүз бериватқан зулум виҗданларни азаблашни давам қеливатиду. Үч чоң динниң муқәддәс мираслириға игә болған қуддусқа қолни созуватқанларниң җасарити техиму күчийиватиду. Дөләтләр арисидики килишәлмәсликиниң б д т ниң башчилиқида сәмимий сөһбәтләр арқилиқ һәққаний йол билән һәл қилинишни тәшәббус қилимиз. "” әрдоған сөзидә йеңи зинландийәдә йүз бәргән террорлуқ вәқәси, ирақтики муқимсизлиқ, ирандики ярдро қорали мәсилиси вә йеқинқи мәзгилдики әзәрбәйҗан вә әрмәнистан арисидики урушниму тилға алған. Әмма хитай һакимийитиниң милйонлиған уйғур қатарлиқ мусулман хәлқни лагерларға солиғанлиқи вә яки у йәрдә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә һечнемә демигән.
Мусулман дөләтләрдин пакистан министири имран ханниң һиндистандики мусулманларни һиндистан һөкүмитиниң “йиғивелиш лагерлири” ға солиғанлиқи һәққидә тохталғанда, хәлқара мәтбуатларда 2017-йилдин бири дейиливатқан хитай һакимийитиниң милйонлиған уйғур қатарлиқ мусулманларни “йиғивелиш лагерлири” ға солиғанлиқи һәққидә һечнемә демәслики көзәткүчиләрниң диққитини тартқан.
Имран хан мундақ дегән: “нурғун дөләтләрдә мусулманлар зулумниң нишани болмақта. Муһәммәт пәйғәмбәр һақарәт қилинмақта, қуранлар көйдүрүлмәктә. Һиндистанда һөкүмәт қоллиған ‛исламға өчмәнлик‚ әвҗ алмақта. Худди натсистлар й нишанлиқ һалда йәһудийларни йоқетишни пиланлиғандәк, һиндистан мусулманларни нишанға алмақта. Тәхминән икки млийондин артуқ мусулманлар кәмситлишкә, кимликидин ваз кечишкә мәҗбурланмақта. Доклатларға асаланғанда, зор көләмлик ‛йиғивелиш лагерлири‚ мусулманлар билән толған.”
Көзәткүчиләр ғәрб әллириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан дини бастуруши вә ирқи қирғинчлиқини тохтитишини тәләп қилиши билән түркийә, пакистан қатарлиқ мусулман дөләтләрниң уйғурларни тилға илип қоймиғанлиқи наһайити күчлүк сиелиштурма болди, дейишмәктә.
Мәзкур йиғинда уйғур тәшкилатлири вә шәхсләргиму уйғур мәсилисини аңлитиш үчүн пурсәт берилгән болуп, дуня уйғур қурултийиниң вәкили зумрәт ханим уйғурлар учраватқан зулумниң аллиқачан ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә барғанлиқини оттуриға қойған. Америкада яшаватқан уйғурлардин бәһрам синташ вә зиба мурат қатарлиқлар ата-анилири һәққидә гуваһлиқ берип, уйғурлар дуч кәлгән зулум вә паҗиәләрни әмәлий пакит билән оттуриға қойған һәмдә хәлқараға бу зулумни тохтитиш һәққидә чақириқ қилған. Шивитсарийәдә турушлуқ абдушүкүр абдурешит әпәнди аилисидикиләрниң җаза лагериға илип кетилгәнлики һәққидә гуваһлиқ бериш арқилиқ хитайниң уйғур хәлқигә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини тәкитлигән.