Б д т хизмәт гурупписи хитайдин уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилишни тохтитишни тәләп қилди
2023.06.02
Хитайниң уйғур нопусини контрол қилиш үчүн, уйғур аяллирини туғмас қилиши вә уйғур қизлирини хитай әрлири билән никаһлинишқа мәҗбурлиши, уйғурларниң миллий мәвҗутлуқиға хирис пәйда қилған иди. Бу мәсилә хәлқараниң диққәт нуқтисини қозғиған бир вақитта, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң аяллар ишлириға мәсул бир комитети доклат елан қилип, хитай һөкүмитидин уйғур аяллириға қарита мәҗбурий туғмас қилиш, мәҗбурий бала чүшүрүшни өз ичигә алған кәмситиш характерлик муамилиләрниң барлиқ шәкиллиригә хатимә беришини тәләп қилған.
Б д т кишилик һоқуқ кеңиши аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 30-май күни елан қилинған бу доклати вә доклаттики тәвсийәләр, мәзкур комитетиниң бу йил 12-май күни өткүзүлгән хитайниң аяллар һоқуқи тәрәққиятини қәрәллик тәкшүрүш йиғининиң хуласә доклати болуп һесаблиниду.
Хитай 12-май күни өткүзүлгән бу қетимлиқ йиғинға зор көләмлик бир вәкилләр өмики билән қатнашқан. Йиғинда хитай вәкилләр өмики б д т тәкшүргүчилириниң хитайниң уйғур аяллириға тутқан кәмситиш характерлик муамилисигә даир кәскин соаллириға дуч кәлгән, әмма хитай тәрәп өзлириниң уйғур аяллириға тутқан муамилисини ақлиған иди.
Б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 30-май елан қилған доклатида, хитайниң райондики “зорлаш характерлик пиланлиқ туғут әмәлийитигә даир шикайәтләр, мәҗбурий бала чүшүрүш, мәҗбурий туғмас қилишни өз ичигә алған башқа җинсий зораванлиқ шәкиллириниң шинҗаң уйғур аптоном районида, болупму көпинчә уйғурлар олтурақлашқан районларда бәзән тән җазаси тәшкил қиливатқан болуши мумкинлики” тәкитләнгән. Доклатта қәйт қилишичә, “бу мәзкур районларда туғулуш нисбити хитайниң башқа районлириға селиштурғанда җиддий төвәнләп кетишини кәлтүрүп чиқарған сәвәбләрниң бири, дәп көрситилмәктә” икән. Доклатта хитайниң дәрһал тәдбир қоллинип, райондики пиланлиқ туғут сиясити, бала чүшүрүш, туғмас қилиш вә җинсий зораванлиқниң барлиқ шәкиллиригә хатимә бериши; униң алдини елип, бу хил қилмишларни җинайәт, дәп бекитиши; шундақла тәкшүрүш елип берип, мәсулийити бар шәхсләрни җавабкарлиққа тартиши тәләп қилинған.
Бу б д т хизмәт гурупписиниң бу йил 3-айдин бери уйғурлар һәққидә чиқарған 2-доклати болуп һесаблиниду. Бу йил 3-айда б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң халиғанчә тутқунға қарши хизмәт гурупписи доклат елан қилип, хитай һөкүмитидин журналист вә атақлиқ муһәррир қурбан мамут, “бағдаш” ториниң қурғучиси әкбәр әсәт вә дохтур гүлшән аббасни қоюп беришни тәләп қилған иди. Америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң директори рошән аббасниң 31-май күни зияритимизни қобул қилғанда қәйт қилишичә, б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң доклати, хитайниң уйғур аяллирини хорлишиниң “хәлқара сәһнидә етирап қилиниши” вә “б д т да йеңи бир қәдәм бесилғанлиқи” билдүридикән.
Лекин рошән аббас б д т ниң хитайға тәвсийә бериш билән чәклинип қалмаслиқини, хитайниң һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ” елан қилиши һәм хитайни җавабкарлиққа тартиши керәкликини билдүрди.
Юқириқи доклаттики муһим тәвсийәләрниң йәнә бири, нөвәттә хитай һөкүмити уйғур районида кәң көләмлик йолға қоюватқан уйғур қизлирини хитай әрлиригә өйлинишкә мәҗбурлаш сияситидур. Доклатта, “уйғур аяллириға охшаш барлиқ етник, диний вә тил айримичилиқиға игә аз санлиқ милләт аяллириниң җүптини әркин таллиши, уларниң той қилишта әркин вә толуқ разилиқи елинишқа капаләтлик қилиши, уйғур аяллирини милләтләр ара никаһлинишқа мәҗбурлаш делолириниң һәммисини толуқ тәкшүрүп, буниңда һөкүмәт әмәлдарлирини өз ичигә алған мәсулийити бар шәхсләрни сотлиши вә мувапиқ җазалиши” тәләп қилинған.
Хитай һөкүмити районда 2017-йили башланған чоң тутқун билән бир вақитта, уйғур қизлириниң хитай әрлиригә мәҗбурий той қилишини райондики муқимлиқ сияситиниң бир парчиси сүпитидә кәң көләмлик йолға қойған. Хитай таратқулирида хитай бойтақлирини “шинҗаң” ға берип, уйғур қизлириға өйлинишкә чақиридиған елан-сәнәтләр очуқ-ашкара тәшвиқ қилишқа башлиған. Хитай әрлиригә тегишни рәт қилған уйғур қизлириниң “радикаллиқ” билән әйиблинидиғанлиқи яки ата-анисини лагерға қамаш билән тәһдит селинидиғанлиқиға даир хәвәрләр тарқалған.
Һалбуки, бу хил мәҗбурий тойлишиш һәрикити уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғапла қалмай, бәлки чәт әл тәтқиқатчилириниңму тәнқидигә учриған. Улар хәлқара җәмийәтниң хитайға бесим ишлитип, мәҗбурий тойлишишни тохтитишини тәләп қилип кәлгән иди.
Әнглийә шефелд һаллам университетиниң уйғуршунаслиқ бойичә нопузлуқ тәтқиқатчиси дәйвид тобинниң билдүрүшичә, хитайдин ибарәт компартийә дөлитиниң уйғурларни хитайлар билән тойлишишқа мәҗбурлиши “биологийәлик ирқчилиқ” һесаблинидикән. У, буниңда хитай даирилири уйғурларни биологийәлик җәһәттин йоқитишта уларни өлтүрүп әмәс, бәлки той қилип йоқитишқа ишәнч бағлиғанлиқини тәкитләйду. Дәйвид тобин мундақ дәйду: “буниң хитай сияситигә елип кәлгән әң чоң тәрәплириниң бири, хитайниң хитайға бәргән рәсмий тәбириниң ноқул кона коңзичилиқ нуқтиинәзири болупла қалмай, бәлки партийә дөлитиниң хитайлар вә уйғурларни биологийәлик термин арқилиқ шәрһләйдиған биологийәлик ирқчилиқтур. Буниңда уйғурларни биологийәлик йоқитишта уларни өлтүрүш арқилиқ әмәс, бәлки той қилиш арқилиқ еритип йоқитип, уларниң аилилиридә хитай балилирини пәйда қилиш вә бу арқилиқ уларниң мәдәнийитини унтулдурушқа ишәнч бағланмақта.”
Дәйвид тобинниң ейтишичә, хитайниң райондики мәҗбурий тойлишиш сиясити униң шәрқий түркистанни хитайлаштуруш пиланиниң бир парчиси икән. Дәйвид тобин мундақ деди: “партийә дөлитиниң шәрқий түркистандики мәҗбурий тойлишиш программиси, униң шәрқий түркистан вә башқа мусулман районлирини хитайлаштуруштин ибарәт кәң даирилик пиланиниң бир парчисини намаян қилиду. Бу башқа бир мәдәнийәткә сиңип кириш, башқа бир мәдәнийәтни қошувелиш программисиниң бир парчиси болған кона қелиптики хитай шовинизмидур. У, аталмиш таллаш обйекти болған башқа мәдәнийәтләрни қалақ, арқида қалған, муһим әмәс, шуңа бу хил мәдәнийәтләрни тәрәққий қилған, илғар хитай мәдәнийити қошувалса болиду, дәп қарайду.”
Лекин рошән аббасниң ейтишичә, хитайниң уйғур қизлирини хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлиши, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзүватқан “ирқий қирғинчилиқиниң асаслиқ шәкиллириниң бири” икән.
Б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 30-май елан қилған доклатида йәнә хитайниң уйғур аяллирини мәҗбурий әмгәккә селишни тохтитиши вә униңға хатимә беришму тәләп қилинған. Доклатта, уйғур аяллирини мәҗбурий әмгәккә селишни өз ичигә алған мәҗбурий ишқа орунлаштуруш тәдбирлирини чәкләшни, бу хил тәдбирләрни дәрһал тохтитишни, мәҗбурий әмгәккә тутулған барлиқ аялларни қоюп беришни, хизмәт орунлирида, болупму кәспий маһарәт вә қайта тәрбийәләш мәркәзлиридә аялларға җинсий зораванлиқ, паракәндичилик салған шәхсләрни, җүмлидин һөкүмәт әмәлдарлирини сотлаш вә җазалаш тәләп қилинған.
Лекин б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 12-май күнидики йиғинида хитай вәкилләр өмики хитайниң уйғур аяллириға зиянкәшлик қиливатқанлиқиға даир барлиқ әйибләшләрни рәт қилған. Уйғур аяллириниң хитайлар билән той қилишқа мәҗбурлиниватқанлиқиға аит соалларға уйғур аяллириниң һәр хил әнәнә вә диний кашилилардин қутулуп, өз ирадиси билән әркин җүп таллишиға ярдәм қилғанлиқини илгири сүргән.