Б д т мутәхәссислири: “уйғур балилириға йүргүзүлүватқан тил сиясити вә уларни аилилиридин айриш мәҗбурий ассимилятсийәни кәлтүрүп чиқириду”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.27
xitaylashturush-kiyim-4-xjyc.gov.cn.jpg Қағилиқ наһийәлик 5-оттура мәктәп оқуғучилириға хитайниң әнәниви пасонидики кийимләр кийдүрүлүп, хитай әдәбияти өгитилмәктә. 2018-Йили өктәбир.
xjyc.gov.cn

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң җәнвәдики йиғини мәзгилидә б д т мутәхәссислири уйғур балилириниң уйғур тили маарипидин айрип қалдурулуши вә һәмдә аилилиридин узақлаштурулуш һәққидә мәхсус баянат елан қилған. Баянатта юқиридики сиясәтләрниң мәҗбурий ассимилятсийә кәлтүрүп чиқиридиғанлиқи агаһландурулған.

26-Сентәбир күни, б д т кишилик һоқуқ комитетиниң алаһидә доклатчилири тәрипидин елан қилинған баянатта мундақ дейилгән:

 “биз шинҗаңдики ятақлиқ мәктәпләрниң мутләқ дегүдәк дөләт тилида тәлим-тәрбийә берип уйғур тилини оқутуш васитиси сүпитидә қолланмаслиқи шундақла уйғурларни асас қилған аз санлиқ милләт балилирини аилисидин айришниң ақивәттә уларниң хитай тили вә мәдәнийитигә мәҗбурий ассимилятсийә қилинишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқидин қаттиқ әндишә қилмақтимиз. ”

Б д т мутәхәссислири йәнә, кәмситиш түсини алған бу сиясәтләрниң аз санлиқ милләтләрниң маарип һоқуқи, аилә һаяти вә мәдәнийәт һоқуқиға дәхли-тәруз қилғанлиқ болуп һесаблинидиғанлиқини әскәрткән.

Мутәхәссисләр йәнә мундақ дегән: “қаттиқ түзүм билән контрол қилинидиған ятақлиқ мәктәпләрдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләт балилириниң ата-аниси, уруқ-туғқанлири яки иҗтимаий җәмийити билән көп алақә қилалмайдиғанлиқи мәлум. Бу муқәррәр һалда уларниң аилиси вә җәмийәт билән болған алақисиниң йоқилишини кәлтүрүп чиқириду һәмдә уларниң мәдәнийәт, дин вә тил кимлики билән болған алақисини бузиду. ”

Баянатта дейилишичә, б д т мутәхәссислири юқиридики бу хуласини өзлиригә тапшурулған материяллар, доклатларни тәкшүрүш асасида тәйярлап чиққан. Германийәлик тәтқиқатчи, америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә музейи” ниң тәтқиқатчиси, доктор адриян зенз б д т мутәхәссислири көрүшкән тәтқиқатчиларниң бири. Доктор зензниң радийомизға дейишичә, б д т мутәхәссислириниң өзи билән бу һәқтә сөзләшкинигә узун вақит болған болсиму, әмма ақивәттә бу баянатниң чиққанлиқидин хурсән болғанлиқини деди. У мундақ деди:

 “мән б д т мутәхәссислириниң бу баянатни ахири елан қилғанлиқидин бәк хурсән болдум. Чүнки бу мәсилини биз дәп келиватқанлиқи бир қанчә йил болуп кәтти. Мән әң дәсләп 2019-йили бу һәқтики доклатимни елан қилдим. Кейин әркин асия радийоси вә зимистан тори бу мәсилини хәвәр қилди. 2020-Йили мән вә иқтисад журнили йәнә бир доклат елан қилдуқ. Биз хитай һөкүмитиниң уйғур аилилирини парчилиши, ата-анилири лагерларға қамалған яки чәтәлләргә чиқип кәткән балиларни йетим балилар қатарида балилар лагерлириға йиғивалғанлиқини бир қанчә йилдин бери дәп келиватимиз. Б д т мутәхәссислири бунчә кечикип болсиму бу баянатни елан қилипту. ”

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиму бу баянатни қарши алди. Улар б д т мутәхәссислириниң бу йәкүнини хитай һөкүмити уйғур балилириға қаратқан җинайәтләрниң хәлқарада рәсмий йосунда етирап қилинғанлиқи, дәп баһалиди. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң башлиқи луиса гирев радийомизға қилған сөзидә мундақ деди:

 “б д т мутәхәссислириниң баянати хәлқара җәмийәтниң уйғур балилириға йүз бериватқанларниң хаталиқини, униң кишилик һоқуқ җинайити икәнликиниң етирап қилиниши болуп һесаблиниду. Биз бу баянатниң кечикип болсиму елан қилинғанлиқини қарши алимиз. ”

Уйғур балилириниң ана тил һоқуқи вә аилилиридин җуда қилинишиниң ассимилятсийәгә сәвәб болидиғанлиқи һәққидики бу йәкүн б д т ниң аз санлиқ милләтләр мәсилисидики алаһидә доклатчиси фернанд де вареннес әпәнди (Mr. Fernand de Varennes) , мәдәнийәт һоқуқи саһәсидики алаһидә доклатчи александра шантаки ханим (Ms. Alexandra Xanthaki) Вә маарип ишлири алаһидә доклатчиси фарида шәһид (Ms. Farida Shaheed) Ханим қатарлиқлар тәрипидин тәйярланған болуп, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши баянатида юқиридики мутәхәссисләрниң уйғур җәмийитигә йүз бериватқан бу һәқиқәтни көрүп йетип, уни тонуғанлиқи вә дуняға ашкарилиғанлиқиға рәһмәт ейтқан.

Б д т алаһидә доклатчилири елан қилған баянатида, өзлири тапшурувалған мәлуматларда уйғур балилириниң аилилиридин мәҗбурий җуда қилиниватқанлиқи, булар ичидә лагерларға қамалғанлар яки чәтәлләргә чиқип кәткәнләрниң балилириниң барлиқи, бу балиларниң дөләт башқурушидики орунларда йетим бала сүпитидә пүтүн күнлүк ятақлиқ мәктәпләрдә хитай тили билән тәрбийәлиниватқанлиқи, бу ятақлиқ мәктәпләргә орунлаштурулған уйғур балилириниң уйғур тилида оқуш пурситиниң асасән йоқлуқи, бу балиларниң пәқәт хитай тилида сөзләш вә оқуш бесимиға дуч келиватқанлиқи һәтта оқутқучиларғиму мәхсус тил дәрслириниң сиртида уйғур тилини ишләткәнлики үчүн җаза берилидиғанлиқидәк әһваллар қәйт қилинған.

Доктор адриян зенз б д т алаһидә доклатчилири тәрипидин юқиридикидәк әһвалниң һәқиқәтән мәвҗутлуқи дәлилләнгән икән, әмди хәлқара җәмийәт җиддий һәрикәткә өтүши керәк, дәп көрсәтти. У мундақ деди:

 “җиддий һәрикәткә өтидиған вақит кәлди. Б д т ниң тәдбир қоллинишиға бәк узун вақит кетиватиду. Кишилик һоқуқ кеңиши мәхсус мушу тема үстидә өз алдиға доклат тәйярлиши, бу һәқтә бир қарарнамә чиқирип хитай һөкүмитини әйиблиши керәк. Бу уйғурларға қаритиливатқан аста характерлик ирқий қирғинчилиқниң муһим амили болуп, хәлқара бу мәсилигә җиддий муамилә қилиши вә тез һәрикәткә өтүши керәк. ”

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши болса баянатида, юқиридики доклатни нәзәрдә тутуп туруп, һәрқайси дөләтләрни инсан һәқ-һоқуқлирини капаләткә игә қилмайватқан хитай һөкүмитиниң 10-айда кишилик һоқуқ кеңишигә қайтидин әза болуп сайлинишиға йол қоймаслиқи лазимлиқини әскәрткән. Луиса гирив мундақ деди:

 “кишилик һоқуқ кеңиши бу баянат билән бирликтә өткән йили 8-айда кишилик һоқуқ сабиқ алий комиссари бачелет ханимниң ишханиси тәрипидин елан қилинған доклатни музакиригә қоюши лазим. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати чоқум уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтни етирап қилиши вә әйиблиши керәк. Биз уйғур кишилик һоқуқ қурулуши йәнә һәрқайси әза дөләтләрни хитайниң кишилик һоқуқ кеңишиниң әзалиқиға қайта сайлинишини рәт қилишини тәләп қилимиз. ”

Дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаму бу һәқтә елан қилған баянатида, хитай һөкүмити америка вә башқа ғәрб демократик әллири һөкүмәтлири вә парламентлириниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқини “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” дегән йәкүнлирини “хитайни қарилаш үчүн қилинған” , “хитайниң тәрәққиятини тосуш үчүн ойдуруп чиққан” дәватқан вә һәмдә бир қисим дөләтләрни буниңға ишәндүрүватқан бир пәйттә, мустәқил б д т мутәхәссислириниң бу баянатиниң интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүргән. У йәнә “бу баянат хитайниң б д т дики шунчә бесими вә лобичилиқ һәрикәтлиригә қаримай, б д т да адаләтни яқилайдиған, һәқ тәрәптә туридиғанларниң йәнила мәвҗутлуқини көрситип бериду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.