HRW: “кишилик һоқуқ кеңиши бу қетим уйғурларғила әмәс, өзиниң инавитигиму қарар бериду”

Мухбиримиз әркин
2022.10.04
uyghur-herikiti-malaysiya-1.jpg “уйғур һәрикити” тәшкилатниң рәиси рошән аббас ханим малайшия парламентида. 2022-Йили өктәбир.
Photo: RFA

Б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләр 6-өктәбир пәйшәнбә күни америка, әнглийә, канада қатарлиқ дөләтләрниң б д т кишилик һоқуқ комиссари ишханисиниң уйғурлар һәққидики доклатида оттуриға қоюлған вәһшийликләргә қарита мустәқил тәкшүрүш елип бериш-бармаслиқни музакирә қилиш тоғрисидики тәклип лайиһәсигә биләт ташлап, бу мәсилини музакирә қилиш-қилмаслиқни қарар қилиду. Мушундақ бир һалқилиқ пәйттә он нәччә мусулман тәшкилатидин тәшкил тапқан бир хәлқаралиқ мусулманлар бирләшмиси малайшия вә һиндонезийә ташқи ишлар министирлириға хәт йезип, уларниң пәйшәнбә күни б д т кишилик һоқуқ кеңишидә уйғурлар вәзийитини музакирә қилиш тоғрисидики тәклип лайиһәсигә қоллап аваз беришини тәләп қилди.

Бу тәшкилатлар хетидә, б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң уйғурлар вә башқа түркий хәлқләр учраватқан дәпсәндичилик “хәлқара җинайәт, болупму инсанийәткә қарши җинайәт тәшкил қилиши мумкин” дәп елан қилғанлиқини билдүрүп: “биз силәрни кишилик һоқуқ кеңишидики һәрикитиңлар арқилиқ мәсулийитиңларни ада қилишқа үндәймиз” дегән. Бу мураҗиәт уйғурлар мәсилисини музакирә қилиш тоғрисидики тәклип лайиһәсини қоллайдиған дөләтләр билән униңға қарши хитайни қоллайдиған дөләтләрниң авази тәңлишип қелиштәк назук вәзийәттә, бирәр дөләтниң бу тәклип лайиһәсини қоллиши яки униңға қарши аваз бериши уйғурларниң келәчики нуқтисидин бир тарихий бурулуш нуқтиси болуп қалидиған бир пәйттә елан қилинди.

“уйғур һәрикити” тәшкилатниң рәиси рошән аббас ханим малайшия парламентида. 2022-Йили өктәбир.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң ейтишичә, б д т кишилик һоқуқ кеңиши пәйшәнбә күни елип берилидиған аваз бериштә бу орган уйғурлар мәсилисигила әмәс, өзиниңму инавити вә қанчилик ишәнчлик икәнликигиму қарар беридикән. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири директори, доктор софи ричардсон(Sophie Richardson) 4-өктәбир зияритимизни қулуп қилип, б д т тарихида бундақ бир мөтидил тәклипниң бунчилик тарихий йошурун күчи бар болуп бақмиғанлиқини билдүрди.

Софи ричардсон мундақ дәйду: “дуруслуқ билән ейтқанда һечбир вақит бундақ бир мөтидил тәклипниң бунчилик тарихий йошурун күчи болуп бақмиған. Чүнки, адәттә алий комиссарниң шинҗаң һәққидики доклатини муназирә қилишни тәләп қилиш, хитай һөкүмитиниң хатирисини кишилик һоқуқ кеңишиниң күн тәртипигә елип келиду. Буниң тунҗи қетим бундақ болуши. Инсанийәткә қарши җинайәткә берип тақалған кәң көләмлик вә системилиқ дәпсәндичилик бунчилик очуқ бир рәвиштә оттуриға қоюлған доклатниң арқисидин бизниң күткән башқа һәрқандақ шәртлиримизни сиз билисиз”.

Софи рчардсонниң ейтишичә, б д т кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләр пәйшәнбә күни уйғурлар үчүн биләт ташлапла қалмай, кишилик һоқуқ кеңишидин ибарәт бу б д т аппаратиниң бир пүтүнлүки үчүнму биләт ташлайдикән. Софи ричардсон: “әсли муназирә тәкшүрүш елип бериш яки қандақ шәкилдики тәкшүрүш механизми қуруш тоғрисида болуши керәк иди. Бирақ биз ишлар хитай һөкүмитиниң дунядики вә б д т ниң системисидики күчигә қарита болуватқанлиқини көрүватимиз. Шуңа, биз дөләтләрниң биләт ташлашта ойлишип иш қилишини үмид қилимиз. Улар уйғурлар үчүнла биләт ташлимайду, бәлки бу органниң бир пүтүнлүки үчүнму биләт ташлайду” деди.

Малайшия билән һиндонезийә уйғурлар мәсилисидә хитайни рәнҗитип қоймаслиқ, битәрәп туруш яки сүкүт қилиш сиясити тутуп, б д т дики муназириләрдин өзини қачуруп кәлгән. Һәтта аталмиш террорлуқ мәсилисигә четишлиқ делоларда хитайниң тәрипини тутқан. Һиндонезийә техи йеқиндила террорлуққа четишлиқ, дәп қамаққа һөкүм қилинған бир уйғурни, қамақ җазаси тошқандин кейин хитай өткүзүп бәргәниди.

Америкадики “уйғур һәрикити” мусулман тәшкилатлириниң малайшия, һиндонезийә ташқи ишла р министирлириға язған хетигә имза қойған тәшкилатларниң бири. Бу хәт мәзкур тәшкилатниң рәиси рошән аббас малайшияда зиярәттә болуватқан бир вақитта елан қилинған. Рошән аббас 4-өктәбир зияритимизни қобул қилип, малайшияда өзи учрашқан парламент әзалириға вә һөкүмәт әмәлдарлириға “ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилиш яки битәрәп турушниң униңға шерик болуш һесаблиниду” дегәнликини билдүрди. Униң ейтишичә, ула р учрашқан өктичи партийәләр уйғурлар мәсилисидә малайшия һөкүмитигә “тарихниң тоғра тәрипидә туруш” тоғрисида бесим ишлитидиғанлиқини ейтқан.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики доктор ричардсонниң ейтишичә, дөләтләрниң пәйшәнбә күнки биләт ташлашта қандақ позитсийә ипадиләйдиғанлиқини күтүшкә тоғра кәлсиму, шундақла улар хитай билән мунасивитини бузуп қоюшни халимисиму, бирақ кишилик һоқуқ кеңишиниң бир пүтүнлүкиниму җиддий ойлишидикән.

Софийә ричардсон мундақ дәйду: “мән хитай һөкүмитиниң җәнвәдә, шундақла дуняниң һәр қайси җайлиридики кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләрниң пайтәхтлиридә бу тәклип лайиһисини қоллимаслиқ тоғрисида қолидин келидиған барлиқ тиришчанлиқларни көрситидиғанлиқиға ишинимән. Бирақ шуниң билән бир вақитта әза дөләтләр бәзидә өзлириниң қандақ беләт ташлишии керәкликини аңлашни халимайду. Шуңа, һәр бир әза дөләтниң қандақ биләт ташлайдиғанлиқини көримиз. Һөкүмәтләр хитай билән болған мунасивитини ойлишиш билән бир вақитта кишилик һоқуқ кеңишиниң бир аппарат сүпитидики бир пүтүнлүкиниму җиддий ойлишиду.”

Малайшия мусулман яшлар һәрикити, малайшия ислами тәшкилатларни маслаштуруш комитети, аилә вә сапалиқ маарип хәлқара аяллар иттипақи, америка ислами мунасивәтләр кеңиши, ислами учур вә хизмәт фонди, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ 15 тәшкилатниң малайшия вә һиндонезийә ташқи ишлар министирлириға язған бу хетиниң ахирида: “биз, мусулман үммәтниң рәһбири болуш сүпитиңлар билән уйғурлар вә башқа түрки мусулманлириға қилинған вәһшийлик етирап қилинған бачелет доклатиниң музакирә қилинишиға ‛қоллап‚ аваз беришиңларни мураҗиәт қилимиз” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.