Б д т зиярити мәзгилидә ғулҗида мәсчитләрниң тақақлиқ һалити давам қилған, үрүмчи вә қәшқәрдә қисмән ечиветилгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2022.05.28
meschit-teshwiqat-boway.jpg Хитайниң тәшвиқат лозункилири есилған мәсчит. 2014-Йили 17июл, ақсу.
AP/Ng Han Guan

Үрүмчи вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири, б д т һәйәтлири тәкшүрүшкә келидиғанлиқи һәққидә җәмийәттә гәп тарқалғанлиқи вә үрүмчидә узундин бери тақақлиқ һаләттә туруватқан бир қисим мәсчитләрниң икки һәптидин бери җәмийәткә ечиветилгәнликини инкас қилди. Мухбиримизниң ениқлашлири давамида, б д т зиярәт өмики келишни пиланлиған үрүмчи вә қәшқәрдә бирқисим мәркизий мәсчитләрниң җамаәткә ечиветилгәнлики, әмма, зиярәтчиләрниң бармайдиғанлиқи мәлум болғанлиқи, ғулҗида мәсчитләрниң тақақ һалитиниң давам қиливатқанлиқи ашкариланди. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң инкас қилишичә, үрүмчидики мәсчитләр 2016 ‏-йилидин башлап көп қисми чеқилған вә тақалған болсиму, 2020 ‏-йилидин башлап бирнәччә нуқтилиқ мәсчитләр көргәзмә қилиш үчүнла ечиветилгән. Әмма бу мәсчитләрдә намаз асасән дегүдәк оқулмиған. Инкаста йәнә дейилишичә, бир айдин буян, б д т дин тәкшүрүш өмики келидиғанлиқи һәққидә җәмийәттә гәп тарқалған, буниң билән тәң йәнә аһалиләр комитети хадимлири кишиләрни үрүмчидики ақ мәсчит қатарлиқ бирнәччә нуқтилиқ мәсчитләрдә намаз оқушқа һәйдәкчилик қилишқа башлиған. Биз бу учурниң тоғра хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн ақ мәсчит тәвәликидики ғалибийәт сақчиханисиға телефон қилдуқ вә алақидар сақчи хадимидин ақ мәсчит һәйәтлириниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат соридуқ. Мәзкур хадим, ақ мәсчит имаминиң өткән җүмә күни мәсчиттә имамәтчилик қилғанлиқини тилға елиш арқилиқ, бу мәсчитниң нөвәттә көргәзмилик үчүн ечиветилгәнликини дәлиллиди.

Йеқинқи хәлқара хәвәрләрдә, б д т кишилик һоқуқ комитети алий комиссари мишел бачелет ханимниң хитай зиярити давамида униң үрүмчи вә қәшқәргә баридиғанлиқи баян қилинғаниди. Шуңа биз қәшқәрдики алақидар сақчи хадимлириға телефон қилип, һейтгаһ мәсчитиниң ибадәткә очуқ яки әмәсликини соридуқ. Алақидар хадим, мәзкур мәсчиттә 2016 ‏-йилидин башлап ибадәтниң тохтиғанлиқини әскәртиш билән бирликтә, бу мәсчитниң мушу роза һейттин башлап ибадәткә ечиветилгәнликини тилға алди. Әмма у бу мәсчиткә қанчилик кишиниң намазға келиватқанлиқи вә кәлгәнләрниңму өз ихтияри билән келиватқан яки аһалиләр комитетиниң тәшкилләватқанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди.

Радийомзға кәлгән инкаста, үрүмчидики ақ мәсчитниң пәқәт б д т зиярәт өмикини көздә тутупла ечилғанлиқи ишарәт қилинғаниди. Биз б д т зиярәт өмикиниң бармайдиғанлиқи мәлум болған ғулҗидики мәсчитләрниң тақақ яки очуқ икәнликини сүрүштә қилдуқ. Ғулҗа наһийәсидики бир аманлиқ мудири, өз тәвәликидики мәсчитләрниң һәммисиниңла тақақ икәнлики, өзлириниңму намаз оқушни изчил һалда чәкләватқанлиқи вә аһалиләрниң омумйүзлүк һалда намаз оқумайдиған һаләткә кәлгәнликини ашкарилиди вә у бу вәзийәтни иҗабий бир тәрәққият дәп тонуштурди.

Б д т кишилик һоқуқ комитети 2018 ‏-йилидин башлап, хитай тәрәптин уйғур елида тәкшүрүш елип беришни тәләп қилған вә бу тәләптә тәкшүрүшниң тосалғусиз вә мустәқил болуши шәрт қилинған. Хитай тәрәп, бу тәләпни изчил һалда рәт қилип кәлгән. Бу йил 3 ‏-айға кәлгәндә, мәзкур комитетниң алий комиссари мишел бачелет ханим, хитай тәрәп билән келишкәнлики вә 5 ‏-айда өзиниң хитайни зиярәт қилидиғанлиқини елан қилған. Мәзкур комитетниң тәйярлиқ гурупписи өткән айниң ахирида хитайға қәдәм бесип болған болсиму, бу тәкшүрүшниң қандақ елип берилидиғанлиқи вә немини нуқта қилидиғанлиқи билдүрүлмигәниди. Мәзкур комитетниң йеқинқи бир һәптә ичидә бәргән икки қетимлиқ баянатида, зиярәт давамида бачелет ханимниң үрүмчи вә қәшқәргә баридиғанлиқи билдүрүлгән болсиму, әмма бу зиярәтниң тәкшүрүш әмәс, сөһбәт характерида елип берилидиғанлиқиниң ейтилиши һәм әскәртилиш хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидлиригә учриғаниди. юқириқи учурлардин мәлум болушичә, бачелет ханимниң зиярити хитай тәрәп күткән шәкилдә, йәни тәкшүрүш шәклидә әмәс, пикир алмаштуруш шәклидә пиланланған болсиму, йәнила хитай тәрәпниң әндишидин халий болалмиғанлиқи вә еһтималлиқларниң алдини елип, бачелет ханим баридиған икки шәһәрдә сүний сәһниләрни һазирлаватқанлиқи мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.