Мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң б д т дики “хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини қәрәллик баһалаш йиғини” ни контрол қилишқа урунғанлиқини билдүрди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.02.02
CECC-yighin Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) йиғин чақирип, 23-январ б д т да чақирилған “хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қәрәллик қарап чиқиш йиғини” һәққидә мутәхәссисләр вә паалийәтчиләрниң пикрини алған. 2024-Йили 1-феврал, вашингтон.
X/@CECCgov

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) 1-феврал күни йиғин чақирип, йеқинда йәни бу йил 1-айниң 23-күни б д т да чақирилған “хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қәрәллик қарап чиқиш йиғини” һәққидә мутәхәссисләр вә паалийәтчиләрниң пикрини алған.

Йиғин, мәзкур комитетниң рәислиридин авам палата әзаси кристофер симисниң кириш сөзи билән башланған. У хитай һөкүмитиниң йеқинда өткүзүлгән қәрәллик қарап чиқиш йиғиниға нурғун кишидин тәркиб тапқан бир һәйәт билән кәлгән болсиму, бәрибир илгири сүрмәкчи болған сәпсәтисини һәқиқәткә айландуралмиғанлиқини билдүргән. У йәнә, хитай һөкүмитиниң б д т дики һәқиқий мәқсити кишилик һоқуқ системисини бузуш, кишилик һоқуқ аппаратлирини тәсир астиға елиш, дәп көрсәткән.

Киристофир симит хитай һөкүмитиниң б д т дики қәрәллик қарап чиқиш йиғинида хитайда диний әркинлик, кишилик һоқуқ, пикир әркинлики, әмгәкчиләр вә аяллар һоқуқи қатарлиқларниң капаләткә игә икәнликини илгири сүргән болсиму, бирақ әмәлийәтниң буниң әксичә икәнликини тилға алди вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға мушу минутларда ирқий қирғинчилиқни давам қиливатқанлиқини тәкитлигән.

Мәзкур йиғинда доклат бәргүчиләрниң бири тексас-остин университети роберт страус хәлқара бихәтәрлик вә қанун мәркизиниң тәтқиқатчиси рана сию инбоден (Rana Siu Inboden) болуп, у йиғинда б д т гә охшаш хәлқаралиқ органларни тәсир астиға елиши һәққидә әтраплиқ доклат бәргән. Рана сию инбоден ханим йиғинда хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини универсал қәрәллик тәкшүрүш йиғинидики әһвалларни анализ қилип туруп, хитай һөкүмитиниң бу йиғинда дөләтләрниң хитайниң әһвалиға адил вә әтраплиқ баһа беришигә тосқунлуқ қилғанлиқини баян қилған.

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) ниң йиғинида “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим гуваһлиқ бәрмәктә. 2024-Йили 1-феврал, вашингтон.
Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) ниң йиғинида “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим гуваһлиқ бәрмәктә. 2024-Йили 1-феврал, вашингтон.

Униң көрситишичә, хитайниң җәнвәдики һәйити йиғин һарписида башқа дөләтләрниң һәйәтлиригә “мән вәкилләр өмикиңизниң икки дөләт оттурисидики достанә мунасивәт вә һәмкарлиқни нәзәрдә тутуп хитайни қоллишини вә иҗабий тәклипләрни беришини сораймән” дәп йезилған рәсмий хәт әвәткән. Нәтиҗидә 2024-йили 1-айдики қәрәллик қарап чиқиш йиғинида 163 дөләт пикир баян қилишқа тизимлатқан болғачқа дөләтләрниң һәрбиригә аран 45 секонттинла сөзләш вақти тоғра кәлгән. Рана ханимниң дейишичә, бу, хитай һөкүмитиниң б д т дики йиғинларда қоллинидиған муһим истратегийәлириниң бири болуп, улар бу арқилиқ йиғин вақтиниң көп қисмини хитайни махтайдиған дөләтләрниң баянлири билән игиләш арқилиқ тәнқидий баянларни ғәрқ қиливетишкә урунидикән.

Дәрвәқә, бу қәрәллик қарап чиқиш йиғинида хитайниң иқтисадий ярдими яки башқа хил қоллаш шәклигә тайинидиған тәрәққий қиливатқан дөләтләр пүтүнләй хитайниң иқтисадий тәрәққиятлирини мәдһийәләйдиған, һәтта униң бир қисим дәпсәндичилик сиясәтлирини қоллайдиған баянларни оқуп өткән. Һәтта бир қанчә дөләтләр вәкилләр өмики “хитайниң 100 милйон адәмни намратлиқтин қутулдуруп, б д т ниң сиҗил тәрәққият нишаниға муддәттин бурун йетип кәлгәнлики”, “хитайниң башқа тәрәққий қиливатқан дөләтләр билән тәҗрибә-савақлардин тәң бәһримән болуп, деһқанчилиқни илгири сүрүши, йеза тәрәққиятини давамлиқ һәл қилиши” дегәндәк хитайниң тәшвиқатиға охшаш баһаларни оқуған.

Рана ханим йәнә, хитай һөкүмитиниң бу йиғинда һөкүмәт қармиқидики тәшкилатларни мустәқил тәшкилат дәп көрситиш, мустәқил тәтқиқатчи вә органларға тәһдит қилиш қатарлиқ васитиләрни қоллиниватқанлиқини билдүргән.

У, хитайниң бу һәрикитигә тақабил туруш үчүн американиң чоқум б д т вә шуниңдәк хәлқаралиқ органларда давамлиқ әза болуши вә тәсирини күчәйтиши, кишилик һоқуқ органлири вә кишилик һоқуқ актиплирини йеқиндин қоллиши һәмдә б д т дики ғәрблик болмиған дөләтләр билән алақисини күчәйтиши лазимлиқини ейтти. У, буниң сәвәбини чүшәндүргәндә бу қетимлиқ йиғинда биразилийә, чили вә маршал араллири қатарлиқ дөләтләрниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә баһа бәргәндә адил мәйданда турғанлиқини, сомалиниңму хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан муамилисини әйиблигән дөләтләр қатарида имза қойғанлиқини мисал көрситип: “бу, бизгә ғәрбий явропа вә шималий америкадин башқа җайлардиму пурсәт барлиқини көрситип бериду, шуңа америка юқириқидәк дөләтләр билән алақини күчәйтиши керәк” дегән. Рана ханим америка дөләт мәҗлисигә йоллиған доклатида техиму тәпсилий пикир-тәклипләрни оттуриға қойған.

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) ниң йиғинидин кейин хатирә сүрәт. 2024-Йили 1-феврал, вашингтон.

Йиғинда гуваһлиқ бәргән сөзлигүчиләрниң бири болса “уйғур һәрикити тәшкилати” башлиқи рошән аббас ханим иди. Рошән ханимму сөзидә бу қетимлиқ хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қәрәллик қарап чиқиш йиғинида көргәнлири вә һес қилғанлирини ортақлишиш арқилиқ хитайниң б д т дики тәсири һәққидә тохталди. У мундақ деди:

“мән шуни тәкитлимәкчимәнки, б д т системиси хитайниң ғайәт зор бесимиға дуч кәлмәктә. Кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи ишханисиниң 2022-йили 8-айдики доклатида хитай һөкүмитиниң уйғур районидики һәрикәтлири ‛инсанийәткә қарши җинайәт‚ тәшкил қилиши мумкин, дегән хуласини чиқарғаниди. Билгиниңиздәк бу әйибләш интайин җиддий әйибләш болуп, б д т дәлил-испат болмай туруп бундақ бир әйибләшни оттуриға қоялмайду. Бирақ бу қетимлиқ қәрәллик қарап чиқиш йиғинида б д т өзи елан қилған йәкүнни оттуриға қоймай, уни қалдуруп қойди”.

Рошән ханим йәнә, бу қетимқи қәрәллик қарап чиқиш йиғиниға өзиниң йиғин мәйданида барлиқини, хитай һөкүмитиниң шу йәрдики хитай оқуғучиларни вә һөкүмәт қоллишидики аталмиш аммиви тәшкилатларниң адәмлирини тәшкилләш арқилиқ йиғин залини толдурувәткәнликини, бу сүний пәйда қилинған қистаңчилиқ сәвәбидин кишилик һоқуқ актиплири билән учришиш вә сөзлишишниң вә уларниң йиғин залиға киришиниң қийинлаштурулғанлиқини билдүргән. Рошән ханим йәнә хитай орунлаштурған кишиләрниң саәтләрчә бу йиғинға кәлгән өзигә охшаш паалийәтчи вә гуваһчиларни рәсимгә тартиш, уларниң компютерлирини мараш билән шуғулланғанлиқини билдүргән. Рошән ханим сөзидә: “хитай һөкүмитиниң б д т гә охшаш әң бихәтәр болушқа тегишлик җайда паалийәтчиләрни, өктичиләрни қорқутуш, паракәндә қилиш һәрикәтлирини қилғанлиқини” әскәртип “хитай һөкүмитиң җинайәтлири сәвәбидин бу һәрикәтлири униң җавабкарлиққа тартилмайдиғанлиқиға болған ишәнчиниң юқирилиқини көрситип бериду” дегән. У, шуңа америка һөкүмитиниң хитайни җавабкарлиққа тартиш үчүн һәрикәтлирини күчәйтиши лазимлиқини әскәрткән.

Мәзкур йиғинда йәнә, “хоңкоңни көзитиш тәшкилати” қурғучиси бенедик роҗерс (Benedict Rogers), торонто университети мунк йәршари ишлири вә аммиви сиясәтләр факултетидин тәтқиқатчи нийл диркис (Dirks Neil) вә хитайда қамаққа елинған кишилик һоқуқ адвокати дең җяшиниң аяли софей ло қатарлиқларму қатнишип сөз қилған. Уларму сөзидә хитай һөкүмитиниң тордики пикир әркинликини қамал қилиши, буниңға қатнишиватқан хитай вә чәтәл ширкәтлири һәмдә йәнә хитайдики диний әркинлик мәсилиси, хитай өктичиләр вә кишилик һоқуқ адвокатлири учраватқан муамилиләрни айрим-айрим сөзләп өткән вә пикир-тәклиплирини бәргән. Йиғинға қатнашқан паалийәтчиләр вә мутәхәссисләр бәргән тәклиплиридә бирдәк, американиң кишилик һоқуқ мәсилисидә кәскин болуши, бу мәсилә билән йеқиндин алақидар болушиниң вә һәмдә хитайдики сиясий мәһбусларниң исмини биваситә тилға елип туруп, һөкүмәтни очуқ-ашкара тәнқидлишиниң интайин муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитләшкән.

Нийл деркис әпәнди сөзидә: “хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә янтаяқ болуватқан бир қисим америкалиқ ширкәтләрниң қандақ болуп бу җинайәтләргә наһайити асанла шерик болуватқанлиқи сүрүштүрүлүши лазим,” дегән.

Йиғинда сөз қилған мутәхәссисләр йәнә, американиң “қизил крест” қа охшаш органлар арқилиқ хитайниң ичигә киришни қайтидин қолға кәлтүрүши лазимлиқини, хитайниң ичидә болушниң у йәрдики кишилик һоқуқ вә иҗтимаий қурулушларни қоллашқа пайдилиқлиқини билдүргән.

Рошән аббас ханим болса, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики уйғурларға созулуватқан қара қолини мәхсус тилға алған. У америка һәл қилишқа тегишлик җиддий мәсилиләрниң бириниң чәтәлләрдә түрмидә йетиватқан уйғурлар мәсилиси икәнликини билдүргән. Рошән ханим америкадин маракәш вә тайланд қатарлиқ дөләтләрдики түрмиләрдә йетиватқан уйғурларни қутқузушни тәләп қилип, маракәштә түрмидә йетиватқан идрис һәсәнни мәхсус тилға алған. Рошән ханим йәнә, американиң өзидә сиясий панаһлиқ ишлири һәл болмайватқан уйғурлар барлиқини әскәртип, америка һеч болмиғанда бу кишиләрниң ишини қулайлаштуруши керәк, дегән.

Көплигән мәҗлис әзалири қатнашқан бу йиғин икки саәттин артуқ давам қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.