Б д т да хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини әйиблигән дөләтләрниң сани ашти

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.10.20
James-Kariuki-bdt.jpg Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 3-комитети, йәни “б д т иҗтимаий, инсанпәрвәрлик вә мәдәнийәт мәсилилири комитети” ниң ню-йорктики йиғинида әнглийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили җәймис кариюки (James Kariuki) сөзлимәктә. 2023-Йили 18-өктәбир.
un.org

Көзәткүчиләр б д т да хитайни әйибләп баянат бәргән дөләтләрни әмәлий һәрикәткә өтүшкә чақирди

18-Өктәбир күни, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 3-комитети, йәни “б д т иҗтимаий, инсанпәрвәрлик вә мәдәнийәт мәсилилири комитети” ниң ню-йорктики йиғинида әнгилийә башчилиқидики 51 дөләт бирләшмә баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан зулумини әйиблигән.

Йиғинда әнглийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили җәймис кариюки (James Kariuki) бу баянатқа аваз қошқан дөләтләргә вакалитән баянатни оқуған. Җәймис кариюки әпәнди сөзидә, хитай һөкүмитиниң “уйғурлар вә башқа мусулман милләтләргә қаритиватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң тохтап қалмиғанлиқини, б д т кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи (OHCHR) хитай өзи елан қилған материялларға асаслинип туруп тәйярлиған доклатта тилға елинған дәпсәндичиликләрниң һелиһәм йүз бериватқанлиқи” ни әскәрткән.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 54-нөвәтлик йиғинида сөзләватқанда йиғин мәйданидики хитай вәкиллири паракәндичилик туғдурған. 2023-Йили 26-сентәбир, җәнвә.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 54-нөвәтлик йиғинида сөзләватқанда йиғин мәйданидики хитай вәкиллири паракәндичилик туғдурған. 2023-Йили 26-сентәбир, җәнвә.
un.org

Җәймис кариюки әпәнди сөзидә, бу доклатта хитай һөкүмитиниң қилмишлириниң “хәлқаралиқ җинайәтләрни, болупму инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин” дәп хуласә чиқирилған болсиму, бирақ һазирғичә хитайниң бу пакитларға җаваб қайтурмиғанлиқини, алдинқи айда кишилик һоқуқ кеңишиниң 54-қетимлиқ йиғинида, б д т кишилик һоқуқ алий комиссари волкәр түрк хитайни бу доклатта оттуриға қоюлған тәвсийәләргә әмәл қилип, бу қилмишлирини түзитидиған тәдбирләрни елишқа чақирған болсиму, бирақ һазирғичә хитайниң тәдбир алғанлиқиға даир пакитларни көрмигәнликини билдүргән.

У сөзи ахирида хитайға чақириқ қилип, “биз хитайниң шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини аяғлаштурушини, кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи билән йеқиндин һәмкарлишип, доклаттики тәвсийәләрни толуқ иҗра қилиши” ни тәләп қилған.

Хитай тәрәп болса бу баянаттин қаттиқ биарам болған. Хитайниң б д т дики вәкили буниңға наразилиқ билдүрүп: “америка вә әнгилийә қатарлиқ бир учум ғәрб дөләтлири пакитни бурмилап, бизгә һуҗум қиливатиду” дегән. У, бу әйибләшләрни рәт қилидиғанлиқини билдүргән, шундақла уйғур елидә һәр милләт хәлқиниң хатирҗәм, бәхтияр яшаватқанлиқини илгири сүргән.

Б д т ниң аз санлиқ милләтләр мәсилиси мунбири 15-қетимлиқ йиғинида д у қ ниң муавин рәиси зубәйрә шәмсидин ханим сөзлимәктә. 2022-Йили 1-декабир.
Б д т ниң аз санлиқ милләтләр мәсилиси мунбири 15-қетимлиқ йиғинида д у қ ниң муавин рәиси зубәйрә шәмсидин ханим сөзлимәктә. 2022-Йили 1-декабир.
un.org

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса бу мунасивәт билән радийомизға қилған сөзидә, 51 дөләтниң уйғурларни қоллап имза қоюшини қарши алди. У сөзидә хитай һөкүмити өзини ақлайдиған тәшвиқатлирини илгири сүрүшкә қаттиқ тиришқан болсиму, униң көп ишқа яримиғанлиқини, әксичә бу нөвәт хитайни әйибләп имза қойған дөләтләрниң көпәйгәнликини илгири сүрди.

Долқун әйса әпәнди мундақ деди: “хитай һөкүмити йеқиндин буян хәлқараниң көзини бояйдиған тәшвиқат һәрикәтлирини күчәйтип, көплигән зиярәтчиләрни уйғур елигә саяһәткә орунлаштуруп, бир қисимларниң чәт әлләргә чиқиши вә киришигә рухсәт қилиштәк васитиләр билән райондики вәзийәтниң нормаллиқини тәшвиқ қилмақчи болған иди. Бирақ хитайниң шу қәдәр көп тәшвиқатлириниң әксичә бу нөвәт имза қойған дөләтләрниң көпийиши, хитайниң тәшвиқат һәрикитиниң мәғлуп болғанлиқини көрситиду.”

Д у қ программа йетәкчиси зумрәтай әркин б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 85-нөвәтлик йиғинида уйғур ирқий қирғинчилиқи вә хитайниң аялларға қарита йүргүзүватқан дәпсәндичилики тоғрисида доклат бәрмәктә. 2023-Йили 8-май, җәнвә.
Д у қ программа йетәкчиси зумрәтай әркин б д т аялларни кәмситишкә хатимә бериш комитетиниң 85-нөвәтлик йиғинида уйғур ирқий қирғинчилиқи вә хитайниң аялларға қарита йүргүзүватқан дәпсәндичилики тоғрисида доклат бәрмәктә. 2023-Йили 8-май, җәнвә.
RFA/Ekrem

Бу нөвәтлик бу чақириққа америка, әнгилийә, канада, голландийә, норвегийә қатарлиқ ғәрб дөләтлиридин башқа йәнә, японийә, маршал араллири, палав, тувалу, фиҗи, науро қатарлиқ асия-тинч окян дөләтлириму имза қойған. Бундин сирт йәнә, “хамас” тәшкилатиға қарши уруш қиливатқан исраилийә һәмдә русийәниң қораллиқ таҗавузиға учриған украинаму имза қойған. Һалбуки, албанийәдин башқа һечқандақ бир ислам дөлити яки мусулманлар көп санлиқни игәлләйдиған дөләт хитайни әйибләйдиған бу баянатқа имза қоймиған. Һәтта, 2022-йилида хитайни әйибләп баянат бәргән 50 дөләт қатаридин орун алған түркийә билән сомалиму бу нөвәт бу сәптин чиқивалған. Түркийәниң бу һәрикити дәл түркийә һөкүмити исраилийәни әйибләп, пәләстинликләр үчүн дөләттә 3 күнлүк матәм елан қилған мәзгилгә тоғра кәлгән болғачқа, түркийәниң уйғурларға тутқан бу пәрқлиқ позитсийәси, иҗтимаий таратқуларда бир қисим муназириләргә сәвәб болди.

Түркийәдики һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, түркийәниң бу нөвәтлик бу чақириққа имза қоймаслиқи униң хитайдин иқтисадий мәнпәәт күтүши һәмдә түркийәдә “уйғур мәсилиси америка хитайға қарши көтүрүп чиққан козер” дәйдиған көз қарашниң омумлишишиға бағлиқ икән.

Уйғурларниң кишилик һоқуқини вә лагерларни тақашни тәләп қилип өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2018-Йили 27-апрел, бирюссел, белгийә.
Уйғурларниң кишилик һоқуқини вә лагерларни тақашни тәләп қилип өткүзүлгән намайиштин көрүнүш. 2018-Йили 27-апрел, бирюссел, белгийә.
AFP

“б д т иҗтимаий, инсанпәрвәрлик вә мәдәнийәт мәсилилири комитети” да әнгилийә башчилиқидики 51 дөләт хитайни әйибләп ортақ баянат елан қилғандин кейин, әнглийә ташқий ишлар министири җәймис клеверлийму бу баянатни қоллап ипадә билдүргән. У иҗтимаий таратқу X (илгирики тивиттер) дики һесаби арқилиқ қилған сөзидә, “әнгилийәниң өзи ишинидиған қиммәт қарашларни қоғдиған асаста хитай билән мунасивәт орнитидиғанлиқини тәкитлигән. У мундақ дәп язған: “әнгилийә 51 дөләтни йиғип, хитайниң шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ашкара әйиблиди. Әнгилийә қандақ бәдәл төләштин қәтийнәзәр, сүкүт қилалмайду вә сүкүт қилмайду”.

Кишилик һоқуқ мутәхәссислири әнгилийә ташқий ишлар министири җәймис кләверниң бу мәйданини қарши алған болсиму, бирақ униңдин әмәлий һәрикәт қилишни тәләп қилған.

Әнгилийәдики “хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирләшмиси” (IPAC) ниң иҗраийә директори лук де пулфорд (Luke de Pulford) радийомизға қилған сөзидә, әнглийә һөкүмити хитайни кишилик һоқуқ җинайәтлири үчүн җазалашни қолға кәлтүрүши керәк, деди.

У мундақ деди: “ташқий ишлар министириниң баянатини қарши алимиз. Бирақ бу баянат әмәлий һәрикәттин дерәк бәрмәйду. Әнглийә һөкүмити һазирғичә хитай һөкүмитиниң шинҗаңда, хоңкоңда вә тибәттә қиливатқан вәһшийликлирини җазалашта йетәрсиз болуп кәлди.”

Лук де пулфорд, хитай һөкүмитиниң һазирғичә қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә хәлқара қанунларға хилап һәрикәтлири түпәйлидин һечқандақ җаза алмиғанлиқини әскәртип, баянатлар әмди һәрикәткә айлиниши лазим, деди. У мундақ деди:

“әнгилийәниң бу һәрикәткә башламчилиқ қилиши яхши әһвал. Бирақ бундақ баянатларниң җавабкарлиққа тартилишни капаләткә игә қилмайдиғанлиқини унтуп қалмаслиқимиз керәк. Биз әмди әнглийә һөкүмитиниң бу баянларни реяллиққа айландуруп, һәрикәткә өтүшини тәләп қилимиз.”

Америкадики коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң хитай тәтқиқатлири бөлүми директори, доктор адриян зензму “X” арқилиқ әнгилийә ташқий ишлар министири җәймис кләвирниң сөзигә инкас қайтуруп, “әнгилийәни мәҗбурий әмгәкни үнүмлүк чәкләш, йүргүзүлгән вәһшийликни рәсмий йосунда бекитип чиқиш вә юқири дәриҗилик әмәлдарларни җазалаш” қатарлиқ әмәлий тәдбирләрни қоллинишқа чақирған.

“б д т иҗтимаий, инсанпәрвәрлик вә мәдәнийәт мәсилилири комитети” ниң 2023-йили 18-өктәбир күнидики йиғинида хитайни әйибләп қол қойған дөләтләр төвәндикиләрдин ибарәт:

“албанийә, андорра, австралийә, австирийә, белгийә, булғарийә, канада, киродийә, чехийә, данийә, естонийә, есватини, фиҗи, финландийә, фирансийә, германийә, гиватемала, исландийә, иреландийә, исраилийә, италийә, японийә, латвийә, либерийә, лихтенштейн, литва, лиюксембург, молдова, монако, қаратағ, навру, голландийә, шималий македонийә, йеңи зеландийә, норвегийә, палав, парагвай, полша, португалийә, маршал тақим араллири, руминийә, сан марино, словакийә, словенийә, испанийә, шиветсийә, шиветсарийә, тувалу, украина, америка вә әнгилийә.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.