Хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болғанлиқиниң 50 йиллиқида түрлүк мулаһизә вә баһалар оттуриға чиқмақта
2021.10.27
24-Өктәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати қурулғанлиқиниң 76 йиллиқи тәбрикләнди. Арқидинла йәни 25-өктәбир күни хитай өзиниң 1971-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болуп киргәнликиниң 50 йиллиқини хатирилиди.
Гоминдаң партийәси һакимийәт йүргүзиватқан мәзгилләрдә хитай җумһурийити әйни чағда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қурғучи әза дөләтлириниң бири болған иди. 1949-Йили хитай компартийәсиниң һакимийәтни тартивелиши нәтиҗисидә гоминдаң һакимийити тәйвәнгә чекингән. Шундин кейин б д т да зади қайси хитайни, йәни тәйвәндики хитай җумһурийитини яки хитай чоң қуруқлуқини контрол қиливатқан коммунист хитайни б д т ниң әза дөлити дәп қобул қилиш һәққидә көплигән муназириләр йүз бәргән. Нәтиҗидә 1971-йилида берилгән қарар нәтиҗисидә хитай компартийәси йетәкчиликидики хитай хәлқ җумһурийити б д т хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзаси дәп қобул қилинған. Шундин кейин тәйвән б д т дики орнидин айрилған.
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң коммунист хитайниң б д т ға әза болғанлиқиниң 50 йиллиқи мунасивити билән қилған теливизийә нутуқида, тәйвәнниң исмини тилға алмай туруп: “хитай хәлқ җумһурийити һөкүмитиниң вәкиллирини хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики бирдин-бир қанунлуқ вәкили дәп етирап қилиш-хитай хәлқиниң ғәлибиси вә дуня хәлқиниң ғәлибисдур,” дегән.
У сөзидә йәнә мунуларни дегән: “бу 50 йилда хитай хәлқи дуняниң һәрқайси җайлиридики кишиләр билән иттипақлиқ вә һәмкарлиқта туруп, хәлқара баравәрлик вә адаләтни сақлап, дуняниң тинчлиқи вә тәрәққиятиға көрүнәрлик төһпә қошти. . . Хитай хәлқ җумһурийити б д т хәвпсизлик кеңишиниң даимлиқ әзаси болуш сүпити билән өз мәсулийити вә бурчини садиқлиқ билән ада қилди, б д т низамнамисиниң мәқсити вә принсипида чиң туруп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара ишларда ойнайдиған мәркизий ролини сақлап кәлди. Хитай хәлқ җумһурийити б д т низамнамиси вә кишилик һоқуқ хитабнамисиниң роһи билән һәрикәт қилип, хитайниң кишилик һоқуқ тәрәққиятиға вә хәлқараниң кишилик һоқуқ ишлириға зор төһпә қошти.”
Һалбуки, дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә, хитайниң 50 йилдин буян, болупму иқтисадий тәрәққий қилғандин кейин, изчил һалда б д т низамлирини өзгәртишкә, уни өзи үчүн хизмәт қилдурушқа урунуп кәлгәнликини билдүрди. У мунуларни тәкитләп өтти: “хитай һөкүмити кейинки йилларда иқтисадий күчидин пайдилинип, б д т низамнамилирини өзгәртишкә, уни өзигә пайдилиқ һаләткә әкилишкә һәрикәт қилди. Болупму ‛кишилик һоқуқ хитабнамиси‚ дики инсанларниң туғулуштин һөр туғулидиғанлиқи, кишилик һоқуқи, иззити, ғорори билән яшаш һоқуқи болидиғанлиқи һәққидики маддиларни өзгәртип, ‛пуқраларниң қорсиқини тойғузушму кишилик һоқуқ‚ дегән маддини киргүзмәкчи болғиниға биз шаһит болдуқ.”
Дәрвәқә, йеқинқи йилларда хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатини вә униң аппаратлирини өз тәсири астиға елиш һәрикити күчлүк диққәт қозғашқа башлиған иди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу һәқтә бир қанчә муһим доклат елан қилған. Улар “хитайниң б д т ниң кишилик һоқуқ механизимлирини паләч һалға чүшүрүп қоюши” намлиқ доклатида “хитай өз ичидики 1 милярд 400 милйон кишиниң кишилик һоқуқиға тәһдит селипла қалмай, дуняниң кишилик һоқуқини қоғдайдиған системисини аҗизлаштуруш арқилиқ һәммә кишиниң һоқуқиға тәһдит пәйда қилмақта,” дегән.
Америкадики кор анализ мәркизиниң башлиқи доктор андерс корму хитайниң давамлиқ б д т пиринсиплириға хилап һәрикәт қилғанлиқини ейтти. У елхитидә мундақ дегән:
“хитай б д т ниң принсиплирини қоллайдиғанлиқини ейтқан болсиму, әмәлийәттә у һәр вақит б д т кишилик һоқуқ хитабнамисигә хилап һәрикәтләрни қилди. Җүмлидин бу униң давамлиқ һәрхил йоллар арқилиқ тәсир көрситиш һәрикәтлириниму өз ичигә алиду. Хитай дөләт ичидә ирқий қирғинчилиқ сиясити йүргүзди. Тибәттин шәрқий түркистанғичә болған земинларни қошувалди. Җәнубий деңиз вә һималая теғиниң бир қисим районлирини тартивалди. Мана буларниң һәммиси хитай компартийәси һакимийити тәрипидин елип берилди.”
Андерс кор әпәнди “әйни чағда тәйвәнниң орниға хитай компартийәси йетәкчиликидики коммунист хитайни б д т ға әза қилип елип кириш зор хаталиқ иди” дәп тәкитлиди.
Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, гәрчә б д т бир қаримаққа аҗиз вә униң қарарлириниң һечқандақ мәҗбурлаш күчи йоқтәк көрүнсиму, бирақ у йәнила дөләтләрниң һәрикитини мустәқил һалда көзитип туридиған вә инсанпәрвәрлик хизмәтлирини йүрүтидиған бирдин-бир хәлқаралиқ орган болуп, хитай униң муһимлиқини билгәчкә униңға тәсир көрситишкә тиришип кәлгән.
Хитайниң б д т дики тәсири 1971-йили хитай бу тәшкилатқа әза болуп киргәндин буян үзлүксиз күчәйгән. 2018-Йилиға кәлгәндә хитай б д т ға әң көп пул ианә қилғучи дөләтләрниң биригә айланған. Униң ианиси 2019-йили б д т хамчотиниң 12 пирсәнтини тәшкил қилған болуп, америкадин қалсила иккинчи орунға өткән. Йеқинқи йиллардин буян бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға қарашлиқ ‛ашлиқ вә йеза-игилик тәшкилати‚(FAO) қатарлиқ нурғун аппаратларниң башлиқлиқиға хитайлар тәйинлинишкә башлиған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бу һәқтики доклатида хитайниң “бир йол бир бәлбағ” қурулуши вә башқа мәбләғ түрлирини вәдә қилиш бәдилигә көп қисим иқтисадий аҗиз дөләтләрни өзигә қаритиватқанлиқини тәкитлигән иди.
Долқун әйса әпәндиниң ейтишичә, хитай һөкүмити гәрчә уйғур мәсилисигә охшаш хитай аңлашни халимайдиған мәсилиләрниң б д т омумий кеңиши, хәвпсизлик кеңишидә тилға елинишини тосуп кәлгән болсиму, бирақ һазир йәниму көп дөләтләрниң хитайниң тәсир көрситиш һәрикитини тонуп йетиши, болупму демократик дөләтләрниң б д т ниң қурулуш пиринсиплириға садиқ қелишни һәрвақит тәкитлиши нәтиҗисидә, хитай өз мәқсәтлиригә толуқ йетәлмәй кәлмәктикән. Болупму бу тиркишиш уйғур мәсилисидә рошән ипадисини тапмақтикән.
Техи йеқинда б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алаһидә йиғинида америка башлиқ 43 дөләт бирләшмә баянат елан қилип, хитайниң уйғур районида елип бериватқан бастурушлирини йәнә бир қетим қаттиқ әйиблигән вә хитайдин б д т ниң мәхсус хадимлирини өз ичигә алған алаһидә бир зиярәт горупписиниң уйғур диярида чәклимисиз, тосалғусиз тәкшүрүш елип беришиға дәрһал йол қоюшини тәләп қилған иди. Б д т кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида 2019-йили хитайниң җаза лагерлириға қарши бирләшмә баянат елан қилған дөләтләрниң сани 23 болған болса, 2020-йили 39 ға йәткән. Бу йил түркийә, португалийә қатарлиқ дөләтләрниң қошулуши билән сани өрләп 43 кә йәткән.
Алдинқи йили йәнә б д т кишилик һоқуқ кеңишидики мустәқил тәкшүргүчиләр мәхсус баянат елан қилип, хитайниң кишилик һоқуққа қиливатқан кәң көләмлик дәпсәндичиликлири вә униң б д т низамлириға хилап қиливатқан һәрикәтлирини қаттиқ тәкшүрүшни тәләп қилған иди.