Келлй курйе ханим бейҗиң қишлиқ олимпикигә қатнишидиған шәхсләрни “хитай һөкүмитиниң қоллиғучиси” болуп қалмаслиққа агаһландурди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2022.01.25
kelliy-kuriy-Kelley-Currie.jpg Американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики аяллар мәсилилири бойичә вәкили келлий курий(Kelley Currie) ханим америка ташқи ишлар министирлиқидики йиғинда сөз қилмақта. 2020-Йили 12-феврал, вашингтон.
REUTERS

Гәрчә бейҗиң қишлиқ олимпикигә санақлиқ күнләр қалған болсиму, хитай һөкүмитиниң “ирқий қирғинчилиқ олимпики” дәп атиливатқан бу олимпик сәһнисидин өзи күткәндәк нәтиҗә алалмайдиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. Чүнки хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини нәзәрдә тутуп һазирғичә америка, әнгилийә, канада, австралийә, литва, белгийә, данийә, шиветсийә қатарлиқ дөләтләр бу қетимлиқ олимпик мусабиқисиға һүкүмәт әмәлдарлирини әвәтмәйдиғанлиқини җакарлиған. Униңдин башқа йәнә бир қисим тәнтәрбийә саһәсидики чопланлар вә даңлиқ ширкәтләрму арқа-арқидин өзлириниң бейҗиң олимпикиға қатнашмайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Американиң “NBC Sports” телевизийә қанили 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә өз хизмәтчилирини әвәтмәйдиғанлиқини җакарлиған.

Буниң алдида нурғунлиған кишилик һоқуқ тәрәпдарлири “NBC” қанилини хитайниң “ирқий қирғинчилиқ олимпики” ни хәвәр қилмаслиққа, хитай һөкүмитиниң тәшвиқат қоралиға айланмаслиққа чақирип кәлгән иди.

Американиң б д т дики сабиқ муавин баш әлчиси болған келлй курйе ханим йеқинқи күнләрдә зияритимизни қобул қилип, бейҗиң олимпикиниң күнтәртипидә өзгириш болмиған әһвал астида, хитайни олимпиктин пайдиллинип өзиниң җинайәтлирини инкар қилишиға йол қоймаслиқта, “NBC” ниң таратқуларниң мәсулийити вә ролиға сәл қаримаслиқи керәкликини тәктлиди. У мундақ деди: “билгинимиздәк, һазир бейҗиң олимпикиға азла вақит қалди.

Әмәлйәттә хәлқара олимпик кометити үчүн ковид юқуми вә ирқий қирғинчилиқ мәсилисини асас қилип туруп, хитайниң бу олимпикни өткүзүшини тохтитиши яки башқа йәргә йөткәштәк тоғра қарар елиши, унчә қийинға тохтимайтти. Әмма олимпик кометити намувапиқ қарарни алди, чүнки хитай буни сиясйлаштуривәткини үчүн намувапиқ қарарлар елинди. Әмди әң алди билән бу олимпик мусабиқисини тарқитишни өз үстигә алған американиң NBC қанили, бу мусабиқиниң ечилиш мурасимлирини тарқатмаслиқи вә пәқәтла тәнһәрткәтчиләрниң мусабиқә җәрянини көрситиш билән чәклиниши керәк. Улар бу олимпик өткүзиливатқан җәрянда йәнә уйғурларға вә башқа аз санлиқ милләтләргә елип бериливатқан қирғинчилиқ, тибәт вә хоңкоң мәсилилири үчүн алаһидә айрим сәһипиләрни ечип, кишиләрни бу мәсилиләр һәққидә мулаһизә қилишқа мәйдан һазирлиши керәк, дәп ойлаймән.”

Келлй ханим йәнә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә иқтисадий җәһәттин һәмкарлашқан америка ширкәтлирини өз мәсулийитини ада қилишқа чақирип мундақ деди: “бейҗиң олимпикидә хитай билән һәмкарлиқ орнатқан һәрқандақ амерка ширкәтлири, хитайниң сиясәтлиригә арилишип кәлгән вә сиясәтләрдә мәлум рол ойнап кәлгән. Улар сиясәттин хали болалмайду. Уларниң хитайдики бу сиясй мәсилиләргә сүкүт қилишниң орниға, өзиниң мәйданини сәмимий вә ениқ ипадиләш мәсулийити бар. Мениңчә, уларниң сүкүт қилиши, өзлириниң бу ирқий қирғинчилиқни тохтитип қелиштин баш тартқанлиқи болуп һесаблиниду.”

Келлй ханим йәнә, һәтта америкадики вә пүтүн дунядики олимпикни ташама қилғучи авам хәлқниңму бейҗиң олимпики мәйданини хитайниң өзиниң сиясй ғәрәзлири үчүн тәшвиқат қилиш мәйданиға айландурушиға йол қоймаслиқи керәкликини әскәртип, мундақ деди: “мениңчә, авам һеч болмиғанда, бейҗиң олимпикиниң тамашибини болмаслиқни таллиялайду. Бейҗиң олимпикини қоллиған ширкәтләр олимпик җәрянида еланлирини көрситип, иқтисадий мәнпәт елишни, хитай билән һәмкарлишип, пәқәтла пул тепишни мәқсәт қилған. Шуңа херидар вә тамашабинларниң таллишиниң қандақ болуши, уларниң пул тепиш яки тапалмаслиқини бәлгиләйду. Шуңа тамашибинларниң мәйдани уларниң хитай билән буниңдин кейинки һәмкарлиқини давам қилиш-қилмаслиқ һәққидә қайта ойлинишиға сәвәб болиду.”

Нөвәттә һәр қайсий дунявий ахбаратларда, хитайға берип олимпик мусабиқисигә қатнишидиған ширкәт яки дөләтләр вә тәнһәткәтчиләрни, уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан хитайдәк бир дөләтни қоллимаслиққа агаһландулмақта. Шундақла бу олимпикниң хитай һөкүмитигә ирқий қирғинчилиқни тохтитиш вә кишилик һоқуқни яхшилаш тоғрилиқ бесим ишлитишниң пурситигә айландурушқа чақириқ қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.