Вашингтон шәһиридә бейҗиң олимпик мусабиқсигә қарши зор көләмлик бирләшмә йиғилиш өткүзүлди
2022.02.03

4-Феврал күни бейҗиң шәһиридә 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқиси башлинидиған болуп, хитай һөкүмиитиниң бу қетимлиқ олимпик мусабиқисигә саһибханлиқ қилмақчи болуши, йәнә бир қетим қаршилиққа вә тәнқидләргә дуч кәлди. 2008-Йилидики бейҗиң олимпик мусабиқисидин зор дәриҗидә пәрқ қилидиғини, бу қетимқи наразилиқ вә тәнқид сепигә қатнашқанлар мәйли сан җәһәттә болсун яки көләм җәһәттә болсун, зор дәриҗидә ашқан иди. Шу сәвәбтинму вашингтон шәһридики “комунизим қурбанлири хатирә фонди” ниң башламчилиқида дуня уйғур қурултийи, уйғур һәркити тәшкилати, америка уйғур бирләшмиси, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, “хоңкоңни көзитиш тәшкилати”, “хәлқара тибәт һәркити” қатарлиқ он нәччә тәшкилат бирлишип, қирғинчилиқниң иҗрачиси болған хитай һөкүмитиниң бу қетимлиқ қишлиқ олимпик мусабиқисигә саһибханлиқ қилишиға қарши бирләшмә йиғилиш тәшкиллигәндә, буниңға көплигән шәхсләр вә тәшкилатлар аваз қошти.
3-Феврал күни чүштә америка дөләт мәҗлисиниң алдидики кәң мәйдан қоллирида уйғур қирғинчилиқи һәққидики текистләр бесилған күнлүк вә ай-юлтузлуқ “шәрқий түркистан байриқи”, тибәт миллий байриқи вә америка қошма шитатлириниң дөләт байриқини көтүргән кишиләр билән аватлишишқа башлиди. Тохтимастин йеғиватқан ямғурға қаримай намайиш мәйданиға топланған һәр саһә кишилириму барғансери зор бир топни һасил қилмақта иди.
“комунизим қурбанлири хатирә фонди” ниң рәиси, америка һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әвәтилгән сабиқ баш әлчиси андрйев бремберг бу қетимқи олимпик мусабиқисидә әң гәвдилик болған бир мәсилә сүпитидә “олимпик роһи” вә “олимпикниң адаққи нишани” ниң бейҗиңда ашкара һалда дәпсәндә болғанлиқини, олимпик мусабиқисиниң хитайда өзгириш пәйда қилишниң орниға хитайниң олимпик мусабиқисиниң характерини өзгәртивәткәнликини, дуня хәлқи ашкара һалда қирғинчилиқни әйибләватқанда, хәлқара олимпик комитетиниң бу реаллиқни көрмәскә селип қирғинчилиққа йәнә бир қетим йол қойғанлиқини әйиблиди. Шундақла б д т баш катипи антонийо гуттерасниң бу қетимқи мусабиқидә қорчақ қилип ойналғанлиқи, б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң рәиси мишел бәшелетниң һазирғичә уйғурлар һәққидики доклатни елан қилмай бесип йетивалғанлиқини алаһидә тилға алди. У сөзиниң ахирида көп қисим демократик дөләтләр вә ислам әллириниң мушундақ аччиқ реаллиққа қарита сүкүт қилишни талливалғанлиқини әйибләп “силәргә номус!” дәп хитаб қилди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәнди бу қетимлиқ олимпик мусабиқисииниң “қирғинчилиқ мусабиқиси” икәнликини алаһидә тәкитләп: “ши җинпиң қирғинчилиқни иҗра қилғучи болса, хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бах мусабиқә һәққидики барлиқ тәклипләрни рәт қилип бу қирғинчилиқниң әмәлгә ешишиға шараит яритип бәргүчи,” дәп көрсәтти.
Намайишта америка авам палатасиниң әзаси киристофер симис әпәнди алаһидә сөз қилди. У нуқтилиқ қилип, 2008-йили хитай һөкүмити бейҗиң шәһиридә язлиқ олимпик мусабиқисиға саһибханлиқ қилған вақитта өзлириниң олимпик роһини җари қилдуруп, демократийә вә кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиғанлиқи тоғрисида дуня җамаитигә вәдә бәргәнликини, әмма шуниңдин кейинки вәқәләр вә көплигән өктичиләрниң еғир қамаққа һөкүм қилинишидәк реаллиқта хитай һөкүмитиниң дуняға бәргән вәдисигә әмәл қилмиғанлиқи рошән ашкара болғанлиқини баян қилди. У мундақ деди: “2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиниң саһибханлиқи номуссизларчә хитай һөкүмитигә берилгән иди. Мана әмди бу мусабиқә башлиниш алдида турғанда, биз уйғурларниң қирғинчилиққа учраватқанлиқини, шуниңдәк мәҗбурий әмгәкниң қурбани болуватқанлиқини көрмәктимиз. Шу сәвәбтин бүгүн биз зулум қилғучилар билән әмәс, бәлки зулумға учриғучилар билән бир сәптә туримиз.”
Бу қетимқи йиғинға алаһидә тәклип билән қатнашқан уйғур паалийәтчиләрдин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси елшат һәсән, америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзаси әлфидар елтәбир, уйғур һәркити тәшкилатиниң хадими бабур илчи қатарлиқ уйғур паалийәтчиләрму айрим-айрим сөз қилди. Улар өзлириниң шәхсий кәчүрмишлири һәмдә муһаҗирәттики уйғурларниң қисмәтлирини мисал кәлтүргән һалда нөвәттә уйғур җәмийити дуч келиватқан қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләрниң әмәлийәттә ялғуз уйғурлар үчүнла әмәс, бәлки дуня үчүнму зор бир апәтниң бишарити икәнликини, бундақ бир аччиқ реаллиқ алдида хәлқара олимпик комитетиниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиға саһибханлиқ қилиш һоқуқини бейҗиң шәһригә беришниң өзи уларниң низамнамисидики кишилик һоқуқ мәҗбурийити маддилириға хилап икәнлики, бир қисим хәлқаралиқ ширкәтләр, мәсилән, алибаба, кока кола, нтел, панасоник, самсоң, тойота қатарлиқларниң бу қетимлиқ “қирғинчилиқ мусабиқиси” ни иқтисадий җәһәттин қоллиши, маһийәттә хитай һөкүмитиниң ашу хил қәбиһ җинайәтлиригә шерик болғанлиққа баравәр икәнликини алаһидә тәкитлиди.
Намайиш паалийитидә алаһидә көзгә челиққан йәнә бир сәнәт әсири австралийәдики хитай артист бадюсав сизған картон рәсимләр топлими болуп, 2021-йили 4-өктәбирдики “осло әркинлик мунбири” дә тунҗи болуп көргәзмә қилинған иди. Хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә тибәтләрни зорлуқ күч арқилиқ бастуриватқанлиқи, уйғур қирғинчилиқи, вирус вабасини йошуруш қилмиши вә хитай компартийәсиниң назарәт механизими җанлиқ тәсвирләнгән бу картон рәсимләр мунбәрни айландуруп тизилған болуп, бүгүнки намайишниң асасий мәзмунини бәкму җанлиқ тәсвирләп бәргән иди.
Йиғилиш паалийитидә хитай демократийә һәркитиниң рәһбәрлиридин ваң дән, тибәт паалийәтчиләрниң вәкили бучуң сериң, хоңкоң демократчилиридин җой сю қатарлиқларму охшимиған нуқтилардин бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң хитайда өткүзүлүшини тәнқидләп, буниңдики шунчә рошән мәлум болған уйғур қирғинчилиқидәк бир тарихий һадисиниң бир яққа қайрип қоюлғанлиқини әйиблиди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң директори софи ричардсон бу қетимқи паалийәт һәққидә радийомизға сөз қилип, нөвәттә дуняниң һәққанийәт яки зулумниң қайсисини таллашта кәскин синақларға дуч келиватқанлиқини тәкитлиди. Болупму олимпик мәшилини көтүргән һалда бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси үчүн йүгүриватқан уйғур тәнһәркәтчи һәққидә сөз қилип: “униң аман болушини, шуниңдәк өзиниң немә дәп немә қиливатқанлиқини билишини бәкму үмид қилимән” деди.
Намайиштин кейин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси елшат һәсән айрим зияритимизни қобул қилип, шунчә көп саһәниң бу тема һәққидә шунчә асан бир мунбәргә җәм болушида көп тәрәплимә амилларниң мәвҗутлуқини билдүрди.
Мәлум болушичә, бейҗиң шәһридики қишлиқ олимпик мусабиқисигә қарши бу намайиш мушу һәптә дуняниң һәрқайси җайлиридики 50 нәччә шәһәрдә тәңла өткүзилидиған “2022-йили бейҗиңға ‛яқ! ‚ дәймиз” темисидики һәмкарлиқ намайишиниң бир қисми болуп, булардики бир ортақ тема “қирғинчилиқниң иҗрачилири олимпик мусабиқисигә саһибханлиқ қилиш салаһийитигә игә әмәс” дегән мәзмунда икән. Җүмлидин нйо-йорк шәһиридиму бүгүн чүштин кейин охшаш мәзмундики намайиш өткүзүлгән болуп, һәр саһәдин кәлгән көплигән затлар, җүмлидин том свази қатарлиқ бир қисим америка сиясйонлири иштирак қилған.