Истанбулда бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң өткүзүлүшигә қарши намайиш елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.02.04
Истанбулда бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң өткүзүлүшигә қарши намайиш елип берилди Истанбулдики уйғурлар олимпик тәнһәрикитиниң хитайда өткүзүлидиғанлиқиға қарши намайиштин көрүнүшләр. 2022-Йили 4-феврал, түркийә.
RFA/Arslan

4-Феврал җүмә күни истанбулдики хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән ғулҗа қәтлиами йүз бәргәнликиниң 25-йили хатирә күнидә бейҗиңда башланған қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилишқа чақириқ қилип, истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш елип берилди вә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.

Ахбарат елан қилиш йиғиниға шәрқий түркистан аммивиий тәшкилатлириниң мәсуллири вә әзалири, истанбулда яшаватқан уйғурлардин-әр-аял болуп миңға йеқин киши қатнашти.

Хитайниң истанбулдики консулханиси җайлашқан районниң йенидики деңиз бойиға җәм болған уйғурлар, хитайға қарши һәр хил шоарлар товлиди. Намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақларни көтүргән һалда “уйғур қирғинчилиқи тохтитилсун!”, “бейҗиң олимпик мусабиқиси байқут қилинсун!”, “ишғалчи хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт!”, “җаза лагерлири тақалсун”, “лагерлардики уйғурлар әркин қоюп берилсун”, дегәндәк шоарлар товлиди.

Истанбулдики уйғурлар олимпик тәнһәрикитиниң хитайда өткүзүлидиғанлиқиға қарши намайиштин көрүнүшләр. 2022-Йили 4-феврал, түркийә.

Түркийә сақчилири хитай консулханисиға баридиған кочини тосуп бихәтәрлик тәдбирлири алған болуп, намайишчилар арисидин бир гуруппа яшлар сақчиларниң тосуқлирини бөсүп өтүшкә урунған болуп, талаш-тартиш вә иттиришлар йүз бәрди һәм сақчилар намайишчиларни тосуқтин өткүзмиди, кейин намайишчилар намайишни деңиз бойидики чоң йол үстидә давам қилди.

Намайишчиларға вакалитән хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики шундақла шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан баянатни елан қилди.

Һидайәтулла оғузхан сөзидә, хитайниң шәрқий түркистан хәлқигә қарита йүргүзүватқан ассимилятсийә вә қирғинчилиққа хатимә берилиши үчүн б д т, ислам һәмкарлиқ тәшкилати, түркийә вә башқа ислам дөләтлирини қаршилиқ көрситишкә вә қирғинчилиқни тохтитишқа шундақла шәрқий түркистанда йоқилип кетиш хәвпигә дуч келиватқан хәлқни қутулдуруш үчүн пүтүн дуня җамаитини һәрикәткә өтүшкә чақириқ қилди.

Һидайәтулла оғузхан сөзидә йәнә олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң хитайда ечилғанлиқини әйибләп мундақ деди: “биз бу йәрдин, пүткүл инсанларға тинчлиқ, һәмкарлиқ вә адаләт дегәндәк олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң асасий принсиплириға хилаплиқ қилип, ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқан хитайниң саһибханилиқ қилишиға қаршилиқ билдүримиз”.

У йәнә мундақ деди: “ғулҗа қәтлиаминиң 25 ‏-йиллиқ хатирә күнидә йәни бүгүн 4 ‏-феврал бейҗиңда ечилған, 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилишқа, телевизийә қаналлиридин көрмәсликкә, тәнтәрбийәчиләрни вә қатнашқучиларни, асасий принсиплириға хилап һалда өткүзүлүватқан бу қанлиқ һийлә-нәйрәңләргә ортақ болмаслиққа, қирғинчилиққа қарши инкас билдүрүшкә, мәзлум хәлқниң пәрядлириға қулақ селишқа, адаләтни яқилашқа чақиримиз “.

Намайиш җәрянида сөз қилған дуня уйғур қурултийи вәхписи рәиси абдурешит абдулһәмит, олимпик мусабиқисиниң хитайда өткүзүлүшини қәтий қобул қилмайдиғанлиқини ипадиләп мундақ деди: “биз 2022-йилидики қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң ирқий қирғинчилиқниң мәркизи болған бейҗиңда өткүзүлүшини қәтий қобул қилмаймиз”.

Абдурешит абдулһәмит йәнә мундақ деди: “хитайниң инсанийәткә қарши йүргүзүватқан җинайәтлирини йеқиндин буян ғәрб әллириниң парламентлири вә һөкүмәтлири арқа-арқидин ирқий қирғинчилиқ дәп қобул қилди вә хитайни әйибләп ембарго йүргүзди, бейҗиң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини дипломатик байқут қилди. Әпсуслинарлиқи шуки, қан-қериндашлиримиз вә диндашлиримиз бу мәсилигә сүкүт қиливатиду һәтта хитайниң тәрипини тутушни таллиди. Һәр вақит мәзлумниң йенида туруп залимниң қаршисида турған түрк қандашлиримизни, адаләт, сөйгү, һөрмәт, шәпқәт вә гүзәл әхлақни өлчәм қилған ислам үммитини, һәққанийәт, кишилик һоқуқ, әркинликни қәдирлигән, қиммәт қараш дәп қобул қилған пүтүн инсанларни шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшкә чақириқ қилимиз”.

Намайиш җәрянида сөз қилған ғулҗа мәшрипи вәхписиниң идарә һәйәт әзаси қасимҗан дамоллам, ғулҗа қәтлиами вә қәтлиамда шеһит болған қәһриманларниң иш-излири тоғрисида қисқичә тохталди.

Қасимҗан дамоллам сөзидә, хитайниң шәрқий түркистанни ишғал қиливалған 1949-йилидин башлап хәлқни дини вә миллий өрүп адәтлиридин йирақлаштуруп, әхлақий бузғунчилиқ елип барғанлиқини, буни көргән бир түркүм яшларниң 1991-йили ғолҗида “мәшрәп” исим билән тәшкиллинип, хәлқни дини етиқадқа йүзләндүрүш, миллий өрп-адәтләрни қоғдаш, әхлақини түзитиш үчүн паалийәт елип барғанлиқини билдүрди.

Қасимҗан дамоллам у яшларниң 1997-йилиғичә һәрикәт қилғандин кейин шу йили 2-айниң 5-күни, уйғурларниң дини етиқад вә миллий әркинлик билән яшашни халайдиғанлиқини һәм “шәрқий түркистан хәлқигә вакалитән хитай зулумиға қарши мәйданини пүткүл дуняға җакарлаш үчүн намайиш елип барғанлиқи” ни билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.