2022-Йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси мәзкур олимпикни қоллиған ширкәтләрниң синиқи болмақта

Мухбиримиз нуриман
2021.07.27
2022-Йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси мәзкур олимпикни қоллиған ширкәтләрниң синиқи болмақта Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң рәиси җеф мерклей(җәфф мәркләй) әпәнди йиғинда сөзлимәктә. 2021-Йили 22-июн, вашингтон.
REUTERS

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети 27-июл күни хәлқара олимпик мусабиқисиниң қоллиғучи ширкәтлири билән тор йиғини ачти. Йиғинға Airbnb ширкити, кока кола ширкити, интил ширкити, Procter & Gamble ширкити вә Visa ширкитиниң вәкиллири қатнашти. Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң рәиси җеф мерклей, америка дөләт мәҗлиси әзалиридин җеймис мәкговрен, кристофер симис вә җеннифир вәкистон қатарлиқлар бу ширкәтләрдин 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидин чекинишни тәләп қилди.

2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң тор бетигә қариғанда, 2022-йилдики мусабиқиниң асаслиқ һәмкарлашқучилири кокакола ширкити, интил ширкити, проктор вә гәмбил ширкити вә виза ширкитини өз ичигә алидикән.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң муавин рәиси җеймис мкговерн(Jim McGovern) әпәнди(оңдин иккинчи) йиғинда сөзлимәктә. 2019-Йили 12-июл, вашингтон.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң муавин рәиси җеймис мкговерн(Jim McGovern) әпәнди(оңдин иккинчи) йиғинда сөзлимәктә. 2019-Йили 12-июл, вашингтон.

Йиғинда дөләт мәҗлиси әзалири айрим-айрим сөз қилип, бу ширкәтләрниң америка һөкүмити “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүватиду, дәп әйиблигән хитайни қоллиғанлиқини әйиблиди. Әмма бу ширкәтләр өзлириниң қоллишиниң келәр йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә анчә чоң тәсири болмайдиғанлиқини ейтип, 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидин чекиниш һәққидә соралған соалларға удул җаваб бериштин өзини қачурди.

Җеф мерклей америка ширкәтлириниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси билән һәмкарлишииши худди гитлер рәһбәрликидики 1936-йилдики берлин олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини қоллиғанлиқ болидиғанлиқини тәкитлиди.

У мундақ деди: “хитай һакимийити өз пуқралириға қарши дәһшәтлик сиясәтләрни йүргүзүватиду. Кәлгүсидә вәзийәт техиму начарлишиши мумкин. Нөвәттики әһвал 1936-йилидики берлиндинму начар, чүнки ‛ирқий қирғинчилиқ‚ һазирниң өзидә елип берилмақта”.

Йиғинға қатнашқан ширкәтләрниң вәкиллири “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүватқан бир дөләттә өткүзүлмәкчи болуватқан олимпик мусабиқисини қоллимаслиқ һәққидики пикирләргә наһайити сус муамилидә болди. Улар бу мәсилиниң тәнһәрикәт дунясини вә тәнһәрикәтчиләрни қоллаш мәсилиси икәнликини тәкрарлаш арқилиқ, 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси җәрянида елан берип қоллаштин ваз кечиш тоғрисидики суаллардин изчил өзлирини қачурди.

“вал ситрет журнили” бу йил февралда елан қилған мақалисидә “2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси олимпик мусабиқисини қоллиған ширкәтләрниң синиқи” дегәниди.

Комитетниң муавин рәиси, демократлар партийәсиниң вәкили җим макговерн ширкәтләргә коруна әндишиси сәвәбидин бу оюнға қарши турған амминиң пикиригә һөрмәт қилип токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси билән болған һәмкарлиқни әмәлдин қалдурған японийәниң даңлиқ машина ишләпчиқарғучи ширкити тойотани мисалға алди. У ширкәтләр халиса тойота ширкити қилғандәк 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси билән болған һәмкарлиқни тохтитишниң тамамән мумкинликини тәкитләп өтти. Бейҗиң тәнһәрикәт мусабиқисиниң “сода дегән сода” дәп бейҗиңдики һөкүмәтниң уйғурларға йүргүзүватқан “ирқий қирғинчилиқ” қа көз юмушқа болмайдиғанлиқини вә олимпик мусабиқисиниң чоқум башқа бир орунға йөткәш чақириқини тәкрарлиди.

У мундақ деди: “әгәр биз токйода өткүзүлүватқан олимпикни коруна сәвәблик бир йил кечиктүрәлигән болсақ, әлвәттә ‛ирқий қирғинчилиқ‚ сәвәбликму бир йил кечиктүрәләймиз”.

2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини кечиктүрүш вә яки хитайдин йөткәш чақириқини америка дөләт мәҗлисидики җумһурийәтчиләр партийәси вә демократлар партийәсиниң рәһбәрлири бирликтә оттуриға қойған. Көзәткүчиләр бу уйғурларға йүргүзүлүватқан “ирқий қирғинчилиқ” ни һәр хил йоллар билән тохтитиш һәр қайси партийәләр бирликтә һәрикәт қилидиған ортақ мәсилигә айланғанлиқиниң ипадиси, дәп қариған.

ABC Агентлиқиниң 27-июлдики хәвиридә ейтилишичә, флорида штатидин сайланған авам палата әзаси майкил валтиз тунҗи қетим бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини толуқ байқут қилиш тәшәббусини оттуриға қойған. Америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелоси ханим болса бу йилниң бешида бу мусабиқини “дипломатик байқут қилиш” тәшәббусини оттуриға қойғаниди.

Мәзкур йиғинға қатнашқан ширкәтләрниң билдүргән ипадилири һәққидә кейинки программимизда тәпсилий мәлумат беримиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.