Америка авам палатасиға бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш тоғрисида қанун түзитиш лайиһәси сунулди

Мухбиримиз әркин
2021.07.27
Америка авам палатасиға бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш тоғрисида қанун түзитиш лайиһәси сунулди Америка җумһурийәтчи авам палата әзаси майкел валтиз(Michael Waltz) әпәнди йиғинда сөзлимәктә. 2021-Йили 3-июл.
AP

Америкиниң байден һөкүмити 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш-қилмаслиқ тоғрисида техи ениқ бир қарарға кәлмигән бир пәйттә, америка авам палатасиниң икки әзаси қанун лайиһәсигә түзитиш киргүзүш маддиси сунуп, қишлиқ олимпикни байқут қилишни тәләп қилған. Мәлум болушичә, мәзкур қанунға түзитиш киргүзүш маддиси америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2022-йиллиқ паалийәт хам чот қануниға киргүзгән.

Бу маддини җумһурийәтчи авам палата әзаси майкел валтиз билән демократик авам палата әзаси там малиновискй сунған болуп, улар хитай уйғурларға “‍ирқий қирғинчилиқ” қиливатқан әһвалда һөкүмәтниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә дипломатик байқут елан қилишини тәләп қилған.

Мәлум болушичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң 2022-йиллиқ хам чот қануниға киргүзүлгән бу мадда 27-июл авам палатасиниң атчот комитетида музакиригә қоюлған.

Авам палата әзаси майкел валтизниң қаришичә, американиң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилған хитайдәк бир дөләткә өзиниң тәнтәрбийәчилирини әвәтиши вә америка байриқини ләпилдитиши қандақму мумкин болидикән.

У хәлқара олимпик комитетиниң бейҗиң қишлиқ олимпикини башқа әлгә йөткәш нийитиниң йоқлуқи, буниң билән уни байқут қилишқа ‍өткәнликини билдүрүп, “дуняви юқумни йошуруп, жорналист вә дохтурларни қолға алған, 2 милйон адәм өлгән, хәлқараниң корона вирусини тәкшүрүшигә йол қоймиған бир дөләткә биз қандақ қилип тәнтәрбийәчилиримизни әвәтәләймиз? вә америка байриқини ләпилдитәләймиз?. Биз сөзләватқан һазирниң ‍өзидә хитайниң ғәрбидики уйғур мусулманлириға ирқий қирғинчилиқ елип бериливатқанлиқиға аит зор дәлиллиримиз бар” дегән.

Майкел валтиз америка таратқулириға йеқинда қилған бу һәқтики сөзидә хитайниң буниң билән қалмиғанлиқини билдүргән. У хитай һөкүмитиниң уларни йәнә “җаза лагерлириға йоллиған, қул әмгикигә салған, уйғур аяллириға қарита кәң көләмлик туғмас қилиш һәрикити елип барған, б б с униң уларға кәң көләмдә басқунчилиқ, қийин-қистақ елип барғанлиқини ашкарилиғанлиқи” ни билдүргән.

‍Әгәр майкел валтиз билән там малонивискийниң қанун түзитиш маддиси мақулланса, америка ташқи ишлар министирлиқиниң мәбләғ аҗритип, америка һөкүмәт хадимлириниң яки әмәлдарлириниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнишишини пул билән тәмнлиши чәклиниду.

Гәрчә бейҗиң қишлиқ олимпики америка дөләт мәҗлисиниң қаттиқ бесимиға дуч кәлгән болсиму, бирақ хәлқара олимпик комитети өзиниң қарарида изчил чиң туруп кәлмәктә.

Мәзкур хәлқара тәнтәрбийә тәшкилати 27-июл радийомиз мухбириниң бу һәқтики соалиға узун бир язма баянат әвәтип, бейҗиң қишлиқ олимпикини башқа әлгә йөткәшни рәт қилған. Униң илгири сүрүшичә, қишлиқ олимпикни башқа әлгә йөткәш пикириниң “реал мумкинчилики йоқ” икән.

Баянатта: “олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға аз қалғанда мусабиқини башқа бир шәһәргә йөткәшниң-саһибхан дөләт ким болушидин қәтийнәзәр-реал мумкинчилики йоқ. Бу җәһәттики тохтамлар мусабиқә орни бекитилгән вақитта йәни тәхминән 7 йил аввал имзалинип болған болуп, буниңда һәрқайси тәрәпләрниң қануни вә ада қилиш мәҗбурийити бар” дейилгән.

Хәлқара олимпик комитети баянатида йәнә ‍өзиниң олимпик низамнамисидики кишилик һоқуқ вә әхлақ ‍өлчәмлиридә чиң туридиғанлиқини тәкитлигән болсиму, бирақ йәнила бейҗиң қишлиқ олимпик мәсилисидики позитсийәсини ақлап, олимпикниң “сиясий битәрәплики” ни тәкитлигән.

Баянатта мундақ дейилгән: “олимпик мусабиқисиниң көп хил қатнишишниң көп хиллишишини нәзәрдә тутқанда, хәлқара олимпик комитети йәршаридики барлиқ сиясий мәсилиләрдә битәрәп туруши керәк. Олимпик мусабиқисиниң бир мәмликәтлик олимпик комитетиға саһибханилиқ қилишқа берилиши, хәлқара олимпик комитети шу дөләтниң сиясий қурулмиси, иҗтимаий әһвали яки кишилик һоқуқ өлчимигә қарита позитсийә тутқанлиқини билдүрмәйду”.

Бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш чақириқи ноқул америка дөләт мәҗлиси әзалириниңла пикири әмәс. Бу мәсилидә хәлқарадики нупузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириму байқут қилишни тәләп қилип кәлгән. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати байқут қилишни қоллайдиған әнә шундақ тәшкилатларниң биридур. Мәзкур тәшкилатниң хитай ишлири тәтқиқатчиси ваң ячюниң ейтишичә, қишлиқ олимпик мусабиқисигә һөкүмәт әмәлдарлирини әвәтиш хитай һөкүмитини қанунлаштуруп беридикән.

Ваң ячю 27-июл бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ деди: : “биз дипломатик байқут қилишни қоллаймиз. 2022-Йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә дипломат яки һөкүмәт әмәлдарлирини әвәтип, хитай һөкүмитини қанунлуқ қилип беришниң һечқандақ сәвәби йоқ”.

Ваң ячюниң ейтишичә, хәлқара ширкәтләр, хәлқара даңлиқ шәхсләр давамлиқ хитай билән һәмкарлашса өзлириниң инавитини төкидикән. У: “бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә һөддигәрлик қилған ширкәтләр, хәлқара әзиз меһманлар вә даңлиқ шәхсләр шуни билиши керәк, әгәр улар инсанлиққа қарши җинайәт садир қиливатқан бир һөкүмәт билән давамлиқ һәмкарлашса, бу уларниң даңлиқ маркилириға вә шәхси инавитигә дәхли йәткүзиду” деди.

Майкел валтизниң қанунға түзитиш киргүзүш маддисида, “һәрқандақ бир атчот қанунида ‍аҗритилған яки башқа һәрқандақ шәкилдә аҗритилған пулни һәрқандақ бир америка әмәлдари яки әмәлдарларниң хитай хәлқ җумһурийитидә ‍өткүзүлидиған 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисигә қатнишиши үчүн ‍аиришқа болмайду” дейилгән.

Майкел валтизниң ейтишичә, бу қанун маддиси “америкиниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә вәкилләр өмики әвәтишигә қаттиқ тәсир қилидикән.”

Лекин байден һөкүмитиниң буниңда қандақ қарарға кәлгәнлики һазирға қәдәр ениқ әмәс. Америка ташқи ишлар министирлиқи бу йил 4-айда американиң қишлиқ ‍олимпикни байқут қилиш-қилмаслиқни техи ойлишиватқанлиқини ейтқан. Бу айниң башлирида ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси нид прайис, американиң өз иттипақдашлири, шериклири билән 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә “ортақ позитсийә тутуш” ни йеқиндин мәслиһәтлишиватқанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.