Олимпик мусабиқисиниң қоллиғучи ширкәтлири хитайни әйибләшни рәт қилди

Мухбиримиз нуриман
2021.07.28
Олимпик мусабиқисиниң қоллиғучи ширкәтлири хитайни әйибләшни рәт қилди Америка кеңәш палата әзалиридин том котин(Tom Cotton) әпәнди йиғинда сөзлимәктә. 2021-Йили 20-апрел, вашингтон.
REUTERS

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети 27-июл күни “2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң қоллиғучи ширкәтлириниң гуваһлиқини аңлаш йиғини” ни ачқаниди. Йиғинда ширкәтләрниң “ирқий қирғинчилиқ” йүргүзүлүватқан дөләттә өткүзүлмәкчи болған олимпик мусабиқисини қоллимаслиқ һәққидики соалларға тутқан пассип позитсийәси сиясәтчиләрниң вә көзәткүчиләрниң күчлүк тәнқидигә учриди.

Кокакола, виза қатарлиқ ширкәтләрниң вәкиллири хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан бастурушини әйибләшни рәт қилди. Америка кеңәш палата әзалиридин том котин бу әһвални “ечинишлиқ” дәп тәриплиди.

Гуваһлиқ аңлаш йиғиниға қатнашқан Airbnb ширкити, кока кола ширкити, интил ширкити, Procter & Gamble ширкити вә Visa ширкитиниң вәкиллири өзлириниң “2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси” һәққидики мәйданини оттуриға қойғандин кейин америка дөләт мәҗлиси әзалири улардин наһайити кәскин соалларни сориди.

Том котин кокакола ширкитиниң вәкилидин уларниң “келәр йиллиқ ‛ирқий қирғинчилиқ‚ билән булғанған олимпикни қоллимаймиз” демигәнликиниң сәвәбини сориғанда, кокакола ширкитиниң кишилик һоқуқ ишлириға мәсул муавин рәиси паул лали мундақ җаваб бәрди: “бая ейтқинимдәк, биз олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилидиған шәһәрләрни таллаш, олимпикни кечиктүрүш вә яки башқа җайға йөткәш һәққидә сөз һәққимиз йоқ”.

Том котин бундақ әһвалда кокакола ширкитиниң уларниң “ирқий қирғинчилиқ” билән булғанған олимпикни қоллаватқанлиқини қайта тәкитлиди.

Том котин йәнә Airbnb, Visa, Procter & Gamble вә интил вәкиллиридин америка һөкүмитиниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқини “ирқий қирғинчилиқ” дегән қарариға қошулидиған яки қошулмайдиғанлиқини сориди. Вәкилләр асасән бу мәсилиләрни һәл қилиш уларниң иши әмәсликини ейтип соалға удул җаваб бәрмиди.

Авам палата әзаси кристофир симис ширкәт вәкиллиридин соалға әгитмәй удул җаваб беришини тәләп қилди вә мундақ соал сориди: “биз һәммиңларниң олимпик маһирлири үчүн күч чиқарғанлиқиңларға һөрмәт қилимиз. Лекин биз һазир олимпик мусабиқисини өткүзмәкчи болған саһибханиниң 1936-йилидики гитлер билән охшаш икәнликини әскәртиватимиз. Ши җинпиң наһайити ениқ қилип бу мусабиқә арқилиқ өзиниң һакимийитиниң қанчилик ‛қалтис‚ икәнликини пүтүн дуняға көрсәтмәкчи икәнликини ейтти. Униң һакимийити болса диктатор вә ‛ирқий қирғинчилиқ‚ йүргүзүватқан һакимийәт. Мушундақ әһвалда, олимпикни йөткәш керәкму-әмәсму? удулла җаваб бериңлар”.

Visa Ширкитиниң йәршари характерлик қоллаш истратегийәсиниң юқири дәриҗилик муавин рәиси андирия фәйирчайилд мундақ җаваб бәрди: “мениң бу соалға җавабим, әгәр һөкүмәтләр тәнһәрикәтчиләрниң бу мусабиқигә қатнишишиға рухсәт қилса, Visa ширкитимизму уларни қоллайду.”

Кристофир симис униң җавабиниң “яқ” йәни, олимпикни хитайдин йөткәш пикирини қоллимайдиғанлиқини җәзмләштүрди.

Кристофир симис охшаш соални башқа ширкәтләрниң вәкиллиридинму сориди, лекин уларму Visa ширкитиниң вәкили билән асасән охшаш җавабларни беришти.

Дөләт мәҗлиси әзалиридин җеймис мәкговрен ширкәт вәкиллиридин “2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси” гә ширкәтниң баш лидирлиринң қатнишидиған қатнашмайдиғанлиқини сориғанда асасән һәммиси дегүдәк, мусабиқигә кимниң қатнишидиғанлиқи һәққидә ширкәттә техи қарар елинмиғанлиқини билдүрүшти.

Йиғин наһайити кәскин давамлашти. Дөләт мәҗлиси әзалиридин том малиновиски, мшеил парк стил, җиннифир вәкистон қатарлиқларму айрим-айрим һалда ширкәт вәкиллиридин наһайити қаттиқ соалларни сориди. Улар ширкәт вәкиллириниң “2022-йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт мусабиқиси” ни қоллаш арқилиқ “ирқий қирғинчилиқ”, еғир дәриҗидә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, мәҗбурий әмгәк қатарлиқ барлиқ “инсанийәткә қарши җинайәтләрни қоллаватқанлиқини әскәрткәндә улар йәнила хитайни әйибләшни рәт қилди.

Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң рәиси җеф мерклей йеқинда “телеграф” тори елан қилған “уйғурлар вә тибәтләр хитайниң аз санлиқ милләтләргә зәрбә бериш һәрикитидә Airbnb дин бәһрилиништин мәһрум қалди” сәрләвһилик мақалисидә дейилгән нуқтиларға Airbnb ширкитиниң вәкили олимпик вә мейиплар олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң һәмкарлашқучиси давид холиокнң қандақ қарайдиғанлиқини сориди, давид холиок мундақ җаваб бәрди: “биз изчил системимиздики аз санлиқ милләтләргә қаритилған ‛кәмситиш‚ни тәкшүрүп, ениқлап туримиз. Бизниң ширкәтниң системисидики ‛кәмситиш‚ елип барған меһман күтидиғанларни системидин чиқирип ташлаймиз. Бүгүнгә қәдәр қаидимизгә бойсунмиған бир йерим милйон кишини системидин чиқардуқ. Бу сан хитайдики меһман күтидиғанларни өз ичигә алиду”.

Җеннифир вәкистон ширкәт вәкиллиридин, болупму шинҗаңда ширкити бар болған кокакола ширкитидин мәһсулатлириниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ икәнликигә қандақ қарайдиғанлиқини сориғанда кокакола ширкитиниң вәкили уларниң тәминләш зәнҗириниң мәҗбурий әмгәктин хали икәнликидә чиң турди.

Бу йил июнда америка кеңәш палата әзаси марку рубийо кокакола қатарлиқ бир қанчә даңлиқ ширкәтләрниң хитайниң мәҗбурий әмгикини ‍ишләткәнликини тәнқидләп, бу ширкәтләрни “бейҗиңниң уйғурларға қарита садир қилған җинайәтлиригә ‍америкалиқларни шерик қилип қойди”, дәп әйиблигәниди.

“ню-йорк вақти гезити” ниң ашкарилишичә, кокакола ширкитиниң америка дөләт мәҗлисидә “уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш қануни” ға қарши паалийәт қилған. Америка дөләт мәҗлисидики хадимлар, вәзийәттин хәвәрдар затлар вә алақидар һөҗҗәтләр бу икки ширкәтниң дәллалларни яллап, америка дөләт мәҗлисидә бу қануниниң мақуллинишиға қарши паалийәт қилғанлиқини илгири сүргән.

Ахирида дөләт мәҗлиси вәкиллири ширкәт вәкиллириниң хитай һакимийитиниң уйғурларға йүргүзүватқан “ирқий қирғинчилиқ”, еғир дәриҗидә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, мәҗбурий әмгәк қатарлиқ барлиқ “инсанийәткә қарши җинайәтлирини билип туруп, ашу һакимийәтни қоллаватқанлиқидин наһайити әпсусланғанлиқини билдүрүшти.

Иҗтимаий таратқуларда сиясий паалийәтчиләр, уйғур тәшкилатлири өзлириниң мәзкур гуваһлиқ аңлаш йиғинини аңлап юқириқи даңлиқ ширкәтләрдин үмидсизләнгәнликини, әслидә инсанлиқниң адаләтни яқилиши билән бу дуняниң гүллинидиғанлиқини оттуриға қоюшқан.

Уйғур һәрикити тәшкилати бу һәқтә мәхсус баянат елан қилған. Баянатта мундақ дейилгән: “мәзкур йиғинда һечқайси ширкәт уйғур қирғинчилиқини әйиблимиди, әксичә баһанә көрсәтти. Уйғур хәлқиниң һаяти елан арқилиқ тапқан доллардин қиммәтлик иди”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.