Бүтикофер: “хитай бейҗиң олимпик мусабиқиси арқилиқ хәлқараға өзиниң һәқлиқ икәнликини етирап қилдурмақчи”

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.08.27
rayinxart-butikofer-reinhard-butikofer.jpg “дуня уйғурлар үчүн” намлиқ имза топлаш сәпәрвәрлик паалийитини башлиған явропа парламентиниң әзаси, явропа иттипақи-хитай мунасивәтләр комитетиниң рәиси райинхарт бүтикофер(Reinhard Bütikofer) әпәнди йиғинда сөзлимәктә. 2020-Йили 14-январ, фирансийә.
c-span.org

Явропалиқ мәшһур сиясәтчи бүтикофер хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бахни қаттиқ ибариләр билән әйиблиди.

Германийәниң дөләтлик радийо-телевизийә қанили болған ARD 26-авғуст “тәнтәрбийә учурлири” сәһиписидә “бахниң хитайға қарши турғудәк қоңи йоқ” сәрләвһәлик бир программа тарқатти. Программида явропа парламентиниң әзаси, явропа иттипақи-хитай мунасивәтләр комитетиниң рәиси райинһард бүтикоферниң хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бахни адәттә ахбарат вастилирида қоллинилмайдиған қопал вә қаттиқ ибариләр билән кәскин әйиблигәнлики баян қилинған иди.

Мәзкур программиниң муқәддимисидә, токйода өткүзүлгән олимпик мусабиқисидә икки нәпәр хитай тәнһәркәтчисиниң мусабиқида утуп чиққандин кейин майкисиға қадивалған мав зедуңниң изникигә чоқунуш ипадисини көрсәткәнлики, хәлқара олимпик комитетиниң болса буни аддий бир хаталиқ чағлап җаза йүргүзүштин ваз кәчкәнлики, мав зедоңниң өз заманида 40 милйон билән 80 милйон арилиқидики инсанниң җениға замин болған бир қатил икәнлики, явропалиқ мәшһур сиясәтчи бүтикоферниң бу иштин ғәзәплинип, томас бахниң хитай билән болған мунасивити тоғрилиқ әҗәллик бир йәкүн чиқарғанлиқи һәмдә 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини сиясий җәһәттин байқут қилиш ирадисигә кәлгәнлики әскәртип өтүлгән.

Программида баян қилишичә, өз вақтида германийәдики йешиллар партийәси бирләшмисиниң рәислик вәзиписини өтигән, хәлқара олимпик комитетиға муавин рәис болған вә нөвәттә йешиллар партийәсиниң явропа парламентидики вәкили болуп хизмәт қиливатқан даңлиқ депломат райинһард бүтикофер 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқиси тоғрисида тохталғанда: “бу бейҗиң әмәлдарлириниң рошән бир иғвагәрчилики, у сәһниләштүрүлүп болунди” дәйду. У йәнә томас бахни әйибләп: “униң вуҗудида умуртқиси йоқ, униң хитайға қарши турғудәк қоңи йоқ, у хитай һакимийитиниң алдида осуруққа баравәр” дегәнләрни тилға алиду.

Райинһард бүтикоферниң хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бахни бундақ қопал ибариләр билән әйиблишигә җаза лагерлириға қамалған милйонлиған уйғурларниң паҗиәси сәвәб болған. Программида тилға елинишичә, 2022-йили 2-айниң 4-күнидин 20-күнигичә бейҗиңда олимпик мусабиси өткүзүливатқан шу дәқиқиләрдә, бу дөләтниң уйғур аптоном районидики уйғурларни асас қилған мусулман аммиси үстидин йүргүзиватқан зиянкәшлири барғансери ечинишлиқ вә шәпқәтсиз давам қиливатқан болидикән. Программида мундақ дәйду: “ши җинпиңниң әтрапидики мустәбитләр әсәбийликкә қарши туруш намида уйғурларни аталмиш қайта тәрбийәләш мәркәзлиригә қамиди. Қамалғанларниң саниниң 1 милйондин артуқ икәнлики мәлум болмақта. Шаһидлар бу йәрдә еғир җисманий қийнаш, роһий терроризим, басқунчилиқ вә мәҗбурий туғут чәкләшниң давам қиливатқанлиқини ашкарилиди. Америка, канада, голландийә қатарлиқ дөләтләр буни ирқий қирғинчилиқ дәп бекитти.”

Программида йәнә мунулар тилға елиниду: “немә үчүн бейҗиң олимпик мусабиқисиниң қанчә он йиллардин буянқи әң талаш-тартишлиқ бир олимпиккә айлинишидики сәвәб мана бу йәрдә. Ши җинпиң олимпик мусабиқисини өзиниң бастуруш сияситини хәлқарада етирап қилдуридиған бир оюнға айландуруш койида, бу шинҗаңда өткүзүватқан инсанийәткә қарши җинайәтлириниму өз ичигә алиду. Хәлқара олимпик комитети реаллиқниң дәл мушундақ икәнликини бурмилап болалмайду.”

Германийәдики уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, райинһард бүтикоферниң пикирлириниң явропадики бирқисим сиясәтчиләргә вәкиллик қилидиғанлиқини әскәртти. Уйғур зиялиси турғунҗан алавудун әпәндиму бу һәқтә пикир баян қилип, райинһард бүтикоферниң томас бахни әйиблишиниң тоғра болғанлиқини тәкитлиди.

Райинһард бүтикофер сөзидә б д т хадимлириниң һала бүгүнгә қәдәр шинҗаңда тәрәпсиз тәкшүрүш елип бериш мәқситигә йитәлмәйватқанлиқини, уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләр сәвәблик 2021-йили 3-айда явропа иттипақиниң 30 йилдин кейин хитайға йәнә бир қетим имбарго йүргүзгәнликини, хитай һөкүмитиниңму буниңға қарши җаза елан қилғанлиқини әскәртип өтүп мундақ дәйду: “биз бейҗиң олимпик мусабиқисини сиясий җәһәттин байқут қилишни қолға кәлтүрүшимиз лазим. Бу тәләпниң йетәрлик дәриҗидә асаси бар: 180 дин артуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири байқут чақириқида болмақта, явропа парламенти әзалириму 7-айниң 9-күни биләт ташлап, депломатик байқутни қоллиди. Парламент әзалири явропа иттипақи органлирини вә әза дөләтләрни, мубада хитай һакимийити кишилик һоқуқ вәзийитидә көрүнәрлик өзгиришни барлиққа кәлтүрмисә, һөкүмәт вәкиллири һәм депломатларниң 2022-йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисини рәт қилишини тәләб қилди.”

Райинһард бүтикофер бейҗиң даирилириниң “тәнтәрбийәни сиясийлаштуди” дегән әйибләшлиригә қарита мундақ дәйду: “бейҗиңниң сәһнидә көрситиватқини мустәбит бир һакимийәтниң тәшвиқат оюнидур. Бу қурулма барғансери мустәбитликкә қарап чекинмәктә. Буни көрмәскә селиш, ялғандин уни сиясийдин айрип қараш әмәлийәттин йирақ һәм бу сәмимийәтсизлик, номуссизлиқтур.”

Райинһард бүтикофер хәлқара олимпик комитетиниң рәиси томас бахтин бир нәрсә күтүшниң вақит исрапчилиқи болидиғанлиқини, униң орниға башқа бириниң хәлқара олимпик комитетиға рәис болушини үмид қилидиғанлиқини әскәртип өткәндин кейин, сиясий байқутниң хәлқара олимпик комитетиниң қайтидин ойлинип чиқиши үчүн берилгән әң яхши бишарәт икәнликини илгири сүргән. Әлвәттә, программида америка, әнгилийә қатарлиқ әлләрниң бу олимпикни байқут қилиши үчүн үнүмлик чариләр үстидә издиниватқанлиқиму изаһланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.