Явропада бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш талаш-тартиши күчәймәктә, берлинда намайиш елип берилмақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2021.12.15
явропада бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш талаш-тартиши күчәймәктә, берлинда намайиш елип берилмақта Германийә пайтәхти берлиндики ташқи ишлар министирлиқи бинаси алдида елип берилған бирләшмә намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 15-декабир, германийә.
RFA/Ekrem

Алдинқи һәптә явропа иттипақиға әза 27 дөләт берюсселда чақирилған йиғинда 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини депломатик байқут қилиш мәсилисидә пикир бирлики шәкилләндүрәлмигән иди. 16-Декабир бу мәсилә қайтидин көздин көчүрилидиған болған. Әмма бәзи явропа дөләтлири явропа иттипақиниң ортақ қарар чиқиришиға көзи йәтмәй, өз алдиға мустәқил һәрикәт қилиш йолини таллиған. Белгийә вә австирийә буниң мисали болуп қалған.

“франсийә авази” радийосиниң 14-декабир елан қилған “явропа иттипақи бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилмиди, белгийә вә австирийә һөкүмәт әмәлдарлирини әвәтмәйдиған болди” намлиқ хәвиригә асасланғанда, 14-декабир күни белгийә билән авистирийәниң ташқий ишлар министерлири 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға дөләт рәһбәрлирини қатнаштурмайдиғанлиқини елан қилған. Бирақ буни “депломатик байқут” дәп атимиған вә буниң америка елан қилған “депломатик байқут” чақириқиға аваз қошуш яки “депломатик байқут” сепигә қошулуш әмәсликини алаһидә әскәрткән. Белгийә “тәнһәрикәтчилириниң сани аз болғачқа, әзәлдин қишлиқ олимпик мусабиқисиға дөләт рәһбәрлирини әвәтмәйдиған дөләт” болғанлиқини сәвәб қилип көрсәткән болса, австерийә “коруна вабаси” мәсилисини баһанә қилған.

Германийә пайтәхти берлиндики ташқи ишлар министирлиқи бинаси алдида елип берилған бирләшмә намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 15-декабир, германийә.

Усули қандақ болушидин қәтийнәзәр, нөвәттә америка, әнгилийә, канада, австралийә, йеңи зеландийә, литва, белгийә, австрийә қатарлиқ дөләтләрниң 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиға дөләт рәһбәрлирини қатнаштурмайдиғанлиқи ениқ болған. Германийә ташқий ишлар министери анналена байербок алдинқи күни франсийәдә зиярәттә болғанда, “депломатик байқут” һәққидә явропа иттипақида пикир бирлики шәкилләндүрүшниң муһимлиқини тәкитлигән. Бирақ франсийә пиризденти макрон “депломатик байқутниң үнүми болмайдиғанлиқини, я омумиййүзлүк байқут қилиш яки қилмаслиқ” тәшәббусини оттуриға қойған. Әмма у бу мәсилә тоғрисида явропа иттипақида пикир бирлики шәкилләндүрүшкә қарши турмиған. Һалбуки, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бәзи дөләтләрниң парламент әзалири “бейҗиң олимпик мусабиқисини үзүл-кесил байқут қилишни, һечболмиса депломатик байқут қилишни, буниң хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастуруш сиясәтлиригә қарши оттуриға қоюлған әң аддий инкас” һесаблинидиғанлиқини тәкитләшмәктә. Бу хусустики талаш-тартишлар германийә ахбарат вастилирида кәң тарқалмақта.

Д у қ ниң сабиқ рәиси, уйғур сиясий затлиридин әркин алптекин әпәнди бу һәқтә тохталғанда, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқиси “уйғур ирқий қирғинчилиқи” сәвәблик ғәрб демократик дөләтлири тәрипидин байқут қилинған тәқдирдә, буниң худди 1980-йили сабиқ советләр иттипақдики олимпик мусабиқиси байқут қилинип тарих бәтлиридин орун алғанға охшаш, инсанийәтниң хатирисидин өчмәйдиған бир һадисә болуп қалидиғанлиқини, бу қара дағниң хитайниң пишанисидин мәңгү кәтмәйдиғанлиқини әскәртти.

Бүгүн бу мунасивәт билән германийә пайтәхти берлиндики ташқий ишлар министерлики бинаси алдида бирләшмә намайиш елип берилған. 15-Декабир елип берилған бу намайишниң асаслиқ мәқситиму германийә һөкүмитидин 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини депломатик байқут қилишни тәләб қилиш болған. Намайиш мәйданидин зияритимизни қобул қилған д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди бизни бу һәқтә бәзи учурлар билән тәминлиди. Униң билдүришичә, германийә ташқий ишлар министери анналена байербокниң сайламдин илгири бәргән вәдисини әслитишму бу қетимқи намайиштики муһим мәзмунлардин бири болған.

Берлинда елип берилған намайишқа бир бөлүк тибәтликләр вә хоңкоңлуқларму қатнишип, хитай мустәбит һакимийитиниң шәрқий түркистан, тибәт, хоңкоңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини қаттиқ әйибләшкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.