Парламент әзалири: бейҗиң қишлиқ олимпик йиғинини байқут қилиш керәк
2021.02.07
Әнглийә әркин демократлар партийәсиниң рәһбири ед давей вә әмгәк партийәсиниң парламент әзаси кирис бирайт қатарлиқ пешқәдәм сиясий әрбаблар әнглийә тәнһәрикәтчилиригә хитаб қилип, уларни хитайда уйғурларға қаритилған зулумларға етираз билдүрүшкә вә келәр йили бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилишқа чақирған.
Улар йәнә бу зулумларни тохтитиш үчүн әнглийә һөкүмити вә әнглийә олимпик җәмийитиниң һәрикәткә өтиши шәртлики билдүргән.
Әнглийәдин чиқидиған “һамий” гезитиниң нәқил кәлтүрүшичә, давий мундақ дегән: “хитайниң ғәрбидә ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқанлиқиға аит дәлилләр наһайити ениқ, әмди әнглийә вә пүтүн дуня бейҗиңға қарши туруши, барлиқ васитиләрни қоллинип буниңға хатимә бериши керәк.”
Хитайниң лагерлирида асаслиқ уйғурларни тәшкил қилған 1. 8 Милйондин 3 милйонғичә бигунаһ инсанниң изтирап чекиватқанлиқи вә лагерлардики уйғур аяллириниң системилиқ басқунчилиққа учрайдиғанлиқи, уларниң туғут чәкләш оператсийәсигә мәҗбурланғанлиқи шаһитларниң баянлири билән хәвәр қилинғандин кейин, дуняви инкас қозғиған.
Б д т “ирқий қирғинчилиққа қарши туруш әһдинамиси” дә юқириқиға өзохшаш қилмишларниң ирқий қирғинчилиқниң испати сүпитидә көрситилгәнликини тилға алған бираянт: “ирқий қирғинчилиқ әһдинамиси” дики бәш түрлүк ирқий қирғинчилиқ һәрикитиниң һәммиси аллиқачан шинҗаң өлкисидә йүз бериватиду. Шуңа әнглийә һөкүмитиниң бу җәһәттә һәрикәт қилишқа җүрәт қилалмаслиқи адәмни һәйран қалдуриду,” дегән.
У йәнә мундақ дегән: “әгәр хитай һөкүмити шинҗаңдики тутуп туруш лагерлирини тақашни буйрумиса, уйғурларға қаритилған мәҗбурий әмгәк вә етник тазилашни ахирлаштурмиса, уйғур аяллирини туғмас қилиш, қийнаш вә уйғурларға басқунчилиқ қилишни тохтатмиса, ундақта бүйүк беританийә командиси, мейиплар олимпик гкомандиси вә вәзирләр бу мусабиқигә байқут елан қилиши керәк. Бизниң әң зерәк вә әң мунәввәр тәнһәрикәтчилиримиз уйғур хәлқини йәр йүзидин сүпүрүп ташлашқа урунуватқан хитай компартийәсиниң тәшвиқат мусабиқисигә қатнишишқа мәҗбурланмаслиқи керәк.”
Әнглийә ташқи ишлар министири доминик рааб өткән йили өктәбир әнглийәниң мәзкур мусабиқини байқут қилиш мумкинчилики барлиқини ейтқан иди.