“явропа иттипақиниң тәдбир қоллинидиған вақти кәлдиму?” намлиқ йиғинда уйғурлар мәсилиси мәхсус музакирә қилинди
2021.12.09

8-Декабир явропа демократийә фонди җәмийити билән американиң явропа иттипақидики әлчиханисиниң бирликтә уюштуруши билән “хитайдики мәҗбурий әмгәк: явропа иттипақиниң тәдбир қоллинидиған вақти кәлдиму?” намлиқ тор муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинға “явропа хәлқ партийәси” ниң явропа парламентидики әзаси мирям ләкисман, “хоңкоңни көзитиш” тәшкилатиниң алий сиясий мәслиһәтчиси сам годман, “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим вә башқа бир қисим сиясий актиплар, мутәхәссисләр қатнашқан иди.
Йиғинда нуқтилиқ һалда “уйғур мәҗбурий әмгики” вә явропа иттипақиниң буниңға қарита қоллинидиған тәдбири музакирә темиси болған иди. Гәрчә явропа иттипақи бу йил 3-айда түзүп чиққан йеңи “тәминләш зәнҗири қануни” ни парламентниң тәстиқидин өткүзгән болсиму, явропа иттипақиға әза дөләтләрниң бу қанунни пүткүл явропа миқясида әмәлий тәдбиқ қилиши техи ишқа ашмиған иди. Мәзкур “тәминләш зәнҗири қануни” да уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ таварларниң явропа базарлириға киришини чәкләш вә тәминләш зәнҗиридә уйғур мәҗбурий әмгики билән четишлиқи болған явропа ширкәтлирини җазалаш оттуриға қоюлған. Бу қетимқи йиғинда мана мушу уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ чоң ширкәтләрни “тәминләш зәнҗири қануни” ға бинаән пүтүн явропада чәкләш мәсилиси асасий музакирә темисиға айланған. Шуниң билән биргә, явропа иттипақиниң өз қиммәт қаришини қоғдаш вә хитайниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға явропа иттипақи ортақ гәвдиси сүпитидә әмәлий җаза тәдбири қоллинишни ишқа ашурушму бир музакирә нуқтиси болған иди.
Йиғинда сөзгә тәклип қилинған “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббас ханим сөзидә, бундин 75 йилгири йәһудийларниң мәҗбурий әмгикидин нәпкә еришкән волкисваген, BMW, Zimens қатарлиқ даңлиқ хәлқаралиқ ширкәтләрниң һазир уйғур мәҗбурий әмгикидин нәпкә еришишни давамлаштуриватқанлиқидәк “мәҗбурий әмгәк мәсилиси” ни оттуриға қоюпла қалмай, йәнә шәрқий түркистандики җаза лагерлири вә бу лагерларда давам қиливатқан хитайниң инсан қелипидин чиққан вәһший зулумлириниму әтраплиқ аңлатқан.
Рошән аббас ханим сөзидә кәскин қилип мундақ дегән: “мән вә милйонлиған уйғурлар бүгүн дуч келиватқан реаллиқ шуки: хәлқимиз җаза лагири, җәсәт көйдүрүш сехлири, мәҗбурий туғут чәкләш һәм бала чүшүрүш, дөләтниң орунлаштуруши астида хитайлар билән мәҗбурий той қилиш қатарлиқ еғир апәтләргә йолуқиватқан, бастурушларға дуч келип өлүватқан вә қириливатқан бир чағда, хәлқара җәмийәт бу ечинарлиқ паҗиәләргә бинәзәр һалда уйғур мәҗбурий әмгикидин мәнпиәт издәшни давамлаштурмақта. Әгәр хәлқара җәмийәт буларни ‛нормал‚ дәп қариса һәмдә алдинқи һәптә испатланғандәк, ирқий қирғинчилиқниң бивастә җавабкари болған хитай һөкүмити билән болған иқтисадий һәмкарлиқлирини йәнила давамлаштурса, сода билән инсаний ахлақ оттурисида тоқунуш келип чиқамду-йоқ? ғәрб қиммәт қаришиниң йүзигә дағ сүртиләмду-йоқ? әгәр ундақ болмиса, хитайниң бу җинайәтлиригә шерик боливатқан миңлиған ширкәтләр, һөкүмәтләр өзлирини қандақ ақлиялайду?”
Рошән аббас ханим сөзидә йәнә шуларни тилға алған: “бүгүн америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануниға имза қойиватиду. явропа иттипақиму охшаш қанунларни мақуллап, бүгүнки заман қул әмгикигә хатимә бериши пәвқуладдә зөрүр. Ғәрб демократик дөләтлириниң уйғурларни нәзәрдә тутқан бу хил қанун-бәлгилимилири уйғурларниң һаят-маматлиқи билән зич мунасивәтлик. Уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқ вә қул әмгики уйғур вәтинини дозаққа айландуриватқан мушу дәқиқиләрдә, биз хәлқара җәмийәттин йетәрлик дәриҗидики қарши инкасларға еришәлмәйватқанлиқимизға шаһид боливатимиз. явропа иттипақи уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ таварларниң яврупа тупрақлириға киришини пүтүнләй чәкләшни хитай зулумиға қарши турушниң биринчи қәдими қилиши лазим”.
Бүгүн лондунда чақирилған “уйғур сот коллегийәси” ниң “уйғур ирқий қирғинчилиқи” тоғрисидики һөкүм елан қилиш йиғиниға қатнишиватқан рушән аббас ханим бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда: “мән һәр қетимқи нутуқлиримда тилға алғинимдәк, бу йиғиндиму ғәрб қиммәт қаришини һаят мизани қилған кишиләрниң виҗданиға, әхлақиға соал қойдум” дегәнләрни тилға алди. У йәнә бүгүн “уйғур сот коллегийәси” хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзиватқан бастуруш сиясәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп чиқарған һөкүминиң хитайға қарита кәскин тәдбир қоллиналмайватқан явропа дөләтлири үчүн бир қоралға, бир бүйүк дәсмийгә айлинишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.