Берлин музейидики миң өй рәсимлири уйғурларниң парлақ мәдәнийәт тарихини намайән қилмақта
2022.09.25
Германийә пайтәхти берлиндики әң муһим мәдәнийәт-сәнәт көргәзмилиридин бири болған “хумболдт мунбири” (Humboldt Forum) йеңидин заманивий усулда лайиһәлинип, йеқинда авамға ечиветилгән. Бу берлиндики чоң типтики музейларниң бири һесаблиниду.
Берлиндики хумболдт музейниң шәрқ қанитиға асия сәнәт музейи вә етнологийә музейи орунлаштурулған болуп, 16-сентәбирдин башлап тамашибинларға ечиветилгән.
Бу мозейниң тор бетидики тонуштурушлардин қариғанда, музейға қәдимки заманға даир есил тоқумичилиқ буюмлири, гиләм вә йипәк мәһсулатлири, сапалдин ясалған буюмлар, түрлүк услубтики кийим-кечикләр, зибу-зиннәт буюмлири сәнәтлик шәкилдә тизилған; бу боюмлар һәққидики түрлүк язмилар вә хатириләр гирәләштүрүлгән. Музейда көргәзмә қилинған қәдимки мәдәнийәт-сәнәт буюмлири йоқири технологийәлик маһарәт билән рәқәмләштүрүлгән болуп, көргүчиниң тәсәввурини заман чекидин һалқитип чиқип, уларни төнүгүн, бүгүн вә әтики дуняға башлап киридикән.
Хумболдт мунбириниң асия сәнити бөлики толиму җәзибидар услубта көргәзмә қилинған болуп, бу йәргә тизилған уйғурларни өз ичигә асия хәлқлиригә аит қәдимки мәдәнийәт вә һүнәр-сәнәт боюмлири көзгә алаһидә челиқидикән. Бу буюмлар уларниң кимлик тәвәлики, тарихта қурған дөләтлири, яратқан парлақ мәдәнийәтлири, уларниң охшимиған сиясий вә иқтисадий түзүмләрдә инсанийәт үчүн қандақ ихтираларни бәрпа қилғанлиқи образлиқ һалда йорутуп берилгән.
Ақ мәрмәр вә қорам ташлар билән безәлгән бу музейда қәдимий мәдәнийәт-сәнәт буюмлири һазирқи заман йоқури техникиси һәмдә сәнәт лайиһәси бойичә гирәләштүрүлүп намайән қилинған болуп, бу һал зиярәтчиләргә худди шу мәдәнийәт вә сәнәтни яратқан қәдимки хәлқләр билән сөһбәтлишиватқандәк, уларниң тарихини гүзәл сәнәт һекайлири арқилиқ аңлаватқандәк туйғу беридикән.
Германийәдә яшаватқан тәтқиқатчи, қәдимки түрк вә уйғур тили мутәхәссиси доктор абләт сәмәт әпәнди бу һәқтә мәхсус зияритимизни қобул қилди. У бу музей ечилғандин буян өзиниң 3 қетим зиярәт қилғанлиқини, һәр бир қетим зиярәт қилғанда өзиниң охшимиған туйғу вә һаяҗанға чөмүлгәнликини баян қилди.
Абләт әпәндиниң чүшәндүрүшичә, бу мозейниң асия сәнити бөликидә асаслиқи уйғурларниң қәдимки буддизим дәвригә хас миң өй там сүрәтлири, сапал буюмлар, яғач оймилар, кийим-кечәк һәм түрлүк тоқулмилар, шундақла турпан вә тарим ойманлиқидин қезивелинған түрлүк асарә-әтиқә боюмлири орун алған икән. Улар 19-әсирниң ахирилиридин 20-әсирниң башлириғичә болған җәрянда германийә експидетсийәчилири вә археологлири тәрипидин уйғур районидин қезивелинип елип келингән икән.
Доктор абләт сәмәтниң тәкитлишичә, уйғурлар нөвәттә хитайниң ирқий қирғинчилиқиға дуч келиватқан; тил, мәдәнийәт вә кимлик җәһәттә мислисиз дәриҗидә йоқитишқа учраватқан мушундақ бир пәвқуладдә мәзгилдә, германийидики бу даңлиқ мозейда уйғурларниң тарихита яратқан парлақ мәдәнийәт намайәндилириниң көргәзмә қилиниши вә дуня әһлигә көрситилиши, интайин зор әһмийәткә игә икән.
Өткән җүмә күнидин башлап, дунядики чоң таратқуларда бу музейға мунасивәтлик елан қилинған хәвәрләргә қариғанда, йеқиндин буян бу музейни зиярәт қилғучилар һәссиләп көпәйгән. 4 Миң квадрат метир даиригә игә берлиндики хумболд мунбириниң етнологийә музейи билән асия сәнәт мозейи бөликигә 20 миңдин артуқ көргәзмә буюми қоюлған икән. Булар асаслиқи өзбекистан, таҗикистан, қирғизистан, түркмәнистан қатарлиқ оттура асия дөләтлири вә шәрқий түркистанға даири мәдәнийәт мисралиридин тәшкил тапқан икән. Буларниң көпинчиси илгири көргәзмә қилинмиған болуп, зиярәтчиләрни һәйран қалдурған.
Абләт сәмәтниң тәкитлишичә, хумболд мунбиридики һәрқайсий музей бөлүмлиригә қоюлған буюмлар африқа, америка қитәси вә асияға аит болуп, бу буймларниң бир қисми мустәмликә вә ирқчилиқ тарихиниң җанлиқ хатириси икән. Бу буюмлар зиярәтчиләрдә мустәмликичиликниң тәсири һәққидә җиддий соалларни пәйда қилмақта икән.