Җов байденниң уйғур дияри һәққидики сөзи ғулғула қозғиди

Мухбиримиз әзиз
2022.09.22
Җов байденниң уйғур дияри һәққидики сөзи ғулғула қозғиди Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 2022-йиллиқ қурултийиниң 77-йиғинида америка президенти җов байден сөз қилмақта. 2022-Йили 21-сентәбир, ню йорк.
AP

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң нйо-йорк шәһридики баш шитабида чақирилған 2022-йиллиқ омумий кеңишигә 150 кә йеқин дөләтниң рәһбәрлири қатнашқан болуп, таҗисиман вируси ямриғандин буян б д т чақирған әң чоң йиғин болуп қалди. Йиғин мәзгилидә президент җов байден б д т хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзаси болған америка қошма шитатлириға вакалитән мәхсус сөз қилди. Униң 21-сентәбирдики йерим саәтлик нутуқи дунядики барлиқ ахбарат вастилиридин орун елип, йәнә бир қетим уйғурлар мәсилиси һәққидики ғулғулиға сәвәб болди. Чүнки президент җов байден русийәни “номуссизларчә б д т әһдинамисигә хилаплиқ қилди” дәп әйибләш билән биргә, хитай һөкүмитини кәскин тәнқидлигән иди.

Бу йиллиқ омумий кеңәшниң баш темилири украина уруши, килимат өзгириши вә ядро қораллирини тарқақлаштуруш қатарлиқ мәсилиләр болуп, президент байдин росийәни тәнқидләштә “номуссизлиқ”, “вәһшийлик” қатарлиқ ибариләрни ишләтти. Шу қатарда җов байден хитайниң сиясий, иқтисад вә һәрбий саһәдики кеңәймичилик вә иғвагәрчилик қилмишлириниму әйиблиди. Әмма буниңда у америка һөкүмитиниң “тоқунуш пәйда қилиш койида әмәслики”, “йеңи соғуқ урушни пәйда қилишниму халимайдиғанлиқи” ни алаһидә әскәртти. Униң нутуқида муһим салмақни игилигән бир тема кишилик һоқуқ мәсилиси болуп, у бу һәқтә қилған сөзидә “америка қошма шитатлири һәрқачан кишилик һоқуқни һемайә қилиду вә алға сүриду. Шуниң билән биргә б д т әһдинамисиниң америка туприқида вә дуня миқясида давам қилишиға күч чиқириду” деди. У нутуқида уйғур дияри һәққидә қисқичә тохтилип, “һазир, 2022-йилида, түплүк һәқләр дуняниң һәрқайси җайлирида хәтәргә дуч келиватиду. Шинҗаңдики дәпсәндичилик қилмишлири б д т елан қилған доклатта тәпсилий баян қилинди” дәп көрсәтти.

Президент байденниң нутуқида “дәпсәндичилик” вә “шинҗаң” аталғулири ишлитилгән болсиму, хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилиши һәққидә кәскин ибариләрниң қоллинилмаслиқи бир қисим ахбарат вастилириниң, шундақла америка сиясйонлириниң тәнқидигә учриди. Америка авам палатасиниң әзаси, уйғурлар һәққидики қанун лайиһәлириниң америка дөләт мәҗлисидә музакирә қилиниши вә мақуллинишиға йеқиндин күч чиқирип кәлгән шәхсләрниң бири болған кристофер симис әпәнди 21-сентәбир күни чүштин кейин уйғур паалийәтчиләр билән учрашқанда мәхсус бу һәқтә тохталди. У бу һәқтә мундақ деди:

“биз зор көләмлик тутқун вә қийнақ һәққидә сөз қиливатимиз. У (җов байден) хитайларниң җавабкарлиқини сүрүштә қилиши лазим иди. Һөкүмнамә қәйәрдә? әлвәттә, униң каллисида. Хәлқара җинайи ишлар соти вә башқа механизимлар қәйәргә кәтти? бизниң президентимиз қәйәрдә? у (җов байден) бүгүн пүтүн дуня алдида нутуқ сөзлигәндә бу һәқтә җәми 12 данә сөз ишләтти. У пәқәт мушу сөзләрнила қилди. Әмәлийәттә бу униң үчүн бир қетимлиқ пурсәт иди. Буниңда бизниң президентимиз болған җов байден бәкму бихутлуқ қилди. Шуниң үчүн биз президент байденни әслидики мәвқәсини тепивелишқа вә зулумдин азап чекиватқан кишиләргә вакалитән сөз қилишқа чақиримиз. Худди силәрниң хәвириңлар болғандәк, мән шинҗаңда ишләпчиқирилған гулаг услубидики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини уларниң саплиқи испатланмиғучә, америка туприқиға киргүзмәслик бәлгилимисини иҗра қилған қанун лайиһәсиниң апторлириниң бири. Шуңа мән президентимизға мән аңлиған бу сөзләрни қилип қоюш билән тохтап қалмастин буниңдинму күчлүкрәк ишларни қилиш тәкливини сунимән.”

Бу мәсилә һәққидә сөз болғанда дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса буниңдики әпсуслуқ нуқтилар һәққидә тохтилип өтти. Униң қаришичә, америка президенти җов байденниң мушундақ бир зор дуняви сорунда уйғурлар һәққидә сөз қилишиниң өзи алқишлашқа тегишлик бир муһим қәдәм һесаплинидиған болуп, дунядики көплигән рәһбәрләргә үлгә болидиған һәркәт икән. Әмма дуняда тунҗи болуп уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарар алған бир дөләтниң рәһбириниң әмди келип мушундақ бир ашкара сорунда бу қарарни тәкитлимәслики һәрсаһә кишилирини бәкла әпсусландуридикән.

Нөвәттә ғәрб дуняси билән хитай арилиқидики сүркилиш барғансери юқури пәллигә чиқиватқан болуп, ғәрб әллири оттурисида шәкиллиниватқан бу һәқтики һәмкарлиқму тегишлик рәвиштә йүксиливатқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.