Оттура асия вә америка пирезидентлири елан қилған баянатта дейилгән вә дейилмигән амиллар
2023.09.26
Америка пирезиденти җов байден 19-сентәбир күни оттура асия рәһбәрлири билән тунҗи қетим дөләт пирезидентлиқ дәриҗисидә көрүшкәниди. Бу йиғинда бихәтәрлик, иқтисадий һәмкарлиқ вә муһим кан мәһсулатлири һәққидә музакирә елип берип, йиғин ахирида ортақ бир баянатқа имза қойғаниди. Бу баянатниң елан қилиниши мутәхәссисләр тәрипидин оттура асия дөләтлири вә америка мунасивәтлири үчүн тарихи бир бурулуш дәп қаралмақта.
Ақсарай (White House) тор бетиниң 2023-йили 21-сентәбирдики мәхсус хәвиридә, америка пирезиденти җов байден билән қазақистан, өзбекистан, таҗикистан, қирғизистан вә түркмәнистанниң пирезидентлири ортақ баянатқа имза қойғанлиқи, мәзкур келишимдә бу дөләтләрниң бихәтәрлик, сода, иқтисад, енергийә, муһит мәсилиси вә килимат өзгиришигә қарши туруш, учур алмаштуруш, террорлуқ вә зораван радикаллиққа қарши туруш җәһәтләрдики һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқи тәкитләнгән.
Радийомизниң зияритини қобул қилған җорҗи вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр пирофессори, доктор шан робертс (Sean R. Roberts) Бу һәқтә сөз қилип, оттура асия дөләтлири вә американиң ортақ келишим һасил қилиши муһим бир тәрәққият икәнлики, бу келишимниң һәрқайси тәрәпләрниң давамлиқ һәмкарлишишқа қизиқидиғанлиқини көрситидиғанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди: “мениңчә бу, американиң оттура асия билән техиму көп алақә қилишни халайдиғанлиқини билдүрүши муһим. Биз бу елан қилинған ортақ баянаттин американиң мушундақ нийитиниң барлиқини биләләймиз. Ортақ баянатта сода йоллири, енергийә бихәтәрлики, болупму мәркизи каридор арқилиқ енергийә әвәтиш тоғрисида ениқ бәлгилимә бар. Қаримаққа оттура асияниң украина тоқунушидин келидиған зиянниң алдини елишқа мәркәзләшкәнлики ениқ. Мениңчә уларниң ортақ баянат елан қилиши муһим бир тәрәққият. Уларниң һәммисиниң бу баянатқа имза қойғанлиқини көздә тутқанда, оттура асия дөләтлирини бу баянаттики пикирләрни қоллайдиғанлиқидин дерәк бериду. Бу оттура асия дөләтлириниң америка билән давамлиқ һәмкарлишишқа қизиқидиғанлиқини көрситип бериду”.
Оттура асия дөләтлири вә америка башлиқлири имзалиған ортақ баяннамидә бихәтәрлик вә иқтисадий мунасивәтләр вә амиллар алаһидә гәвдилик болған. Буниңда мундақ дейилгән: “бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамисидики пиринсипларда вә қилған вәдимиздә тәврәнмәй чиң туримиз. Бизниң һәмкарлиқимиз һәрқайси дөләтләрниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш асасида қурулған”.
Пенсилванийә штатлиқ университети шәрқий асия тәтқиқати институтиниң сабиқ пирофессори, америка ташқи ишлар министирлиқиниң сабиқ әмәлдари вилям дуйкер (William Duiker) бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилди. Униң қаришичә, бу келишимдә һәрқайси тәрәпләрниң очуқ ашкара дейишни халимайдиған амиллар бар икән. У көз қаршини мундақ шәрһлиди: “мениңчә, оттура асиядики бу дөләтләрниң һәммиси ениқла өзиниң бихәтәрлики вә йеқиндин буян русийәниң украинаға таҗавуз қилиши вә русийәниң бир қисим пешқәдәм әрбаблириниң кона совет империйәсиниң чеграсини әслигә кәлтүрүш мумкинчилики һәққидә бәргән баянатлиридин ениқла әндишә қиливатиду. Йәнә бир тәрәптин, хитайниң оттура асиядики барлиқ җумһурийәтләр билән миллий, мәдәнийәт вә диний җәһәттин йеқин алақиси болған шинҗаңдики (уйғур ели) уйғурларниң кимликини йоқитип уларни қаттиқ бастуруши вә уйғур елидә йүз бәргән һадисиләрниң оттура асияға чачраш еһтималлиқиға болған сәзгүрлүкни ашуриду дәп ойлаймән. Шуңа мениңчә бу, оттура асия рәһбәрлири көңүл бөлидиған ишларниң бири. Әмма бәзи сәвәбләр түпәйлидин, улар уни очуқ ашкара дейишни халимайду. Шуңа бу пәқәт бу келишимниң оттуриға чиқишиға түрткә болған, лекин дейилмигән амиллар”.
Мәзкур келишимдә йәнә мундақ дейилгән: “америка оттура асиядики пәрқлиқ түрләргә мәбләғ салиду вә техника җәһәттин ярдәм қилиду. Шуниң билән бир вақитта, америка ширкәтлириниң оттура асиядики сода вә хусусий игиликкә мәбләғ селишни қулайлаштуриду вә қоллайду”.
Қазақистанда турушлуқ гио-иқтисад мутәхәссиси, пирофессор шерипҗан надироф әпәнди бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилип билдүрүшичә, бу бирләшмә баянатниң елан қилишини вә иқтисадий вә техника һәмкарлиқниң күчәйтилиши оттура асия дөләтлириниң кәлгүси вә истиқбали үчүн бәк муһим. У: “пәқәт америка вә явропа билән болған иқтисадий вә техника һәмкарлиқини давамлиқ вә изчил күчәйткән тәқдирдә оттура асия дөләтлири хитай вә русийәгә болған беқиндилиқтин қутулалайду” деди.
Доктор шан робертс бу һәқтә сөз қилип, оттура асия дөләтлириниң хитайға болған тайинишни азайтиш вә тәңпуңлаштуруш үчүн явропа вә америка билән иқтисадий җәһәттин техиму көп һәмкарлиқ қилиш арзусиниң барлиқини тәкитлиди. У мундақ деди: “мениңчә улар (оттура асия дөләтлири) русийәниң өзиниң мәнпәәти үчүн оттура асия дөләтлири халимиған (уларниң игилик һоқуқиға қарши) бир иш йүз бәргән әһвал астида, улар башқа күчлүк дөләтләр билән яхши мунасивәт орнитишқа капаләтлик қилишқа қизиқиватиду дәп ойлаймән. Әмма улар украинада йүз бериватқан ишларни биваситә тилға алмиди. Буниңға интайин еһтият қиливатиду. Мениңчә бу, оттура асия дөләтлиригә башқа таллашларни бериду. Билгиниңиздәк, оттура асия дөләтлири иқтисадий җәһәттә хитайға бәк тайиниду. Мениңчә оттура асия дөләтлири хитайға бәк тайинишни халимайду. Әмма бу баянатта хитайға мунасивәтлик һечқандақ нәрсә тилға елинмиди. Шуңа мән сизни билиду дәп ойлаймән. Бу йәрдики муһим мәсилә, бирләшмә баянаттин кейин қандақ әмәлий һәрикәт болиду, болупму иқтисадий һәмкарлиқ, тәрәққият ярдими саһәсидә қандақ тәрәққият болиду. Мениңчә оттура асия дөләтлири хитайға болған тайинишни азайтиш вә тәңпуңлаштуруш үчүн явропа вә америка билән иқтисадий җәһәттин техиму көп һәмкарлиқ қилиш арзуси бар”.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң җәнубий вә оттура асия ишлири мәсули доналд луниң дейишичә, бу келишим имзаланғандин кейин бу бәш рәһбәрниң һәр бири байденни өз дөлитигә зиярәткә тәклип қилған. Байдинму йеқин тарихта оттура асия дөләтлиригә бериш арзусиниң барлиқни ейтқан.