Белгийәниң гент шәһиридә уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулди
2023.09.26

23-Сентәбир күни белгийәдә “уйғурлар” дегән темида уйғур ирқий қирғинчилиқини тонуштуруш паалийити өткүзүлгән. Бу паалийәтни хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң белгийә шөбиси, белгийә уйғур җәмийити вә “му хәвәр агентлиқи” бирликтә уюштурған. Бу паалийәткә голландийәдин алаһидә тәклип қилинған лагер шаһити қәлбинур сидиқму қатнашқан.
Бу қетимлиқ паалийәткә белгийә йешиллар партийәсидин болған парламент әзаси, йешиллар партийәсиниң рәһбири микә сколик ханим, гент шәһәрлик йәрлик парламентиниң йешиллар партийәсидин болған парламент әзаси һафса әл баззани вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати белгийә шөбисидин ситжин деклерек әпәндиләр иштирак қилған. Ундин башқа йәнә гент шәһәрлик һөкүмәт вәкиллири, йәрлик ахбаратчилар, гент шәһәр аһалилири, шундақла гент шәһиридә яшаватқан бир қисим уйғурларму қатнашқан.
Бу қетимлиқ паалийәтниң ечилиш нутуқини “му хәвәр агентлиқи” ниң вәкили сөзлигән. У сөзидә уйғур диярида елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтләр һәққидә йетәрлик инкас билдүрмәслик билән ғәрб дунясини әйиблигән. У йәнә ғәрб дунясини, болупму ислам дунясини пәләстин мәсилиси һәққидә тартишма қилғандәк, уйғур мәсилиси һәққидә һечқанчә сөз қилмайду, дәп әйиблигән. У уйғурларниң дуня мәдәнийитигә өлмәс төһпиләрни қошқан бир милләт икәнлики һәққидә тохтилип, лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханимни сөзгә тәклип қилған.
Зияритимизни қобул қилған қәлбинур сидиқ ханим паалийәт һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “бүгүнки бу паалийитимиздә хитай һакимийитиниң вәтинимиз шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлаттуқ. Мән сөзүмдә, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң келиш чиқиш сәвәблири, уйғурлар ким, җаза лагерлириға қандақ кишиләр қамилатти, улар қуюп берилдиму, дегәндәк соалларға җаваб бәрдим. Мән йәнә уйғурларниң әзәлдин хитайға тәвә бир милләт әмәсликини, бәлки шәрқий түркистанниң әсли игиси, қәдим-қәдимдин тәңритағниң шималий вә җәнубида ханлиқларни вә мустәқил дөләтләрни қуруп, һөр яшап кәлгән бир хәлқ икәнликини пакитлар билән аңлаттим”.
Қәлбинур ханим йәнә мундақ деди: “1949-йили коммунист хитай һакимийити шәрқий түркистанни бесивалғандин тартип, һазирғичә һәр хил шәкилдә наһайити системилиқ, пиланлиқ һалда қирғинчилиқ вә бастурушни давам қиливатқанлиқи; лагерлардики тутқунларниң бигунаһ икәнлики, уларниң бирдинбир гунаһиниң уйғур болуп туғулғанлиқи вә шу земинниң игиси икәнлики; хитайниң уйғурларни пүткүл милләт гәвдиси билән җаза лагерлириға солаштики мәқситиниң уларни ‛тәрбийәләш‚ әмәс, бәлки шәрқий түркистанниң әсли игиси болған бу хәлқни тәлтөкүс йоқитиш икәнлики; лагерлардики бир қисим тутқунларниң пәқәт кесили еғирлашқанда яки мейип болуп қалғанда, андин қуюп берилидиғанлиқи яки өлүкини беридиғанлиқини чүшәндүрүп өттүм”.
Қәлбинур ханимниң гуваһлиқидин кейин сөзгә чиққан белгийә парламент әзаси микә сколик ханим, белгийә парламентиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш җәряни вә бу йолда бесип өткән мусапиләрни қисқичә тонуштуруп өткән. У, хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн, белгийә вә явропа иттипақидики дөләтләрниң бу тоғрилиқ техиму дадил вә әмәлий һәрикәт елип бериши зөрүрлүкини, шундақла өзиниң партийәси болған белгийә йешиллар партийәсиниң һәрқачан уйғурларниң йенида икәнликини тәкитләп өткән.
Зияритимизни қобул қилған белгийә уйғур җәмийитиниң баш катипи әкбәр әпәнди, бу қетимлиқ паалийәтниң бирқанчә муһим орган тәрипидин уюштурулғанлиқини, паалийәт җәрянида уйғур ирқий қирғинчилиқи вә униң бүгүнки әһвали тоғрилиқ тәпсилий мәлумат берилгәнликини, белгийәдә гәрчә уйғур мәсилиси һәққидики муһакимиләр йүксиливатқан болсиму, әмма буниң техи йетәрлик әмәсликини тәкитләп өтти.
Микә сковлик ханим, бу қетимлиқ паалийәт һәққидә өзиниң инстграм һесабида баһа йезип, белгийә йешиллар партийәсиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш үчүн ахириғичә күрәш қилидиғанлиқи, шундақла уйғур мәсилисини белгийә парламентида һәр вақит күнтәртиптә тутуп туруш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүргән.
Паалийәт ахирида радийомиз зияритини қобул қилған хәлқара кәчүрүм тәшкилати белгийә шөбисиниң мәсули ситжен әпәнди, мундақ деди: “бүгүн биз му хәвәр агентлиқи, хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә белгийә йешиллар партийәсидин болған парламент әзалириниң қетилиши билән бу йәрдә уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқни гент шәһиридики сиясәтчиләр вә паалийәтчиләргә тонуштурдуқ. Дәрвәқә, биз уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә тохтимай сөзләватимиз вә һөкүмәтләрни бу һәқтә әскәртиватимиз. Әмма бу йәнила йетәрлик әмәс. Бир тәрәптә ирқий қирғинчилиққа учраватқан бир милләт, йәнә бир тәрәптә қул әмгики арқилиқ сәмриватқан хитай мәвҗут. Қандақ қилип бу мәсилини йилтизидин һәл қилалаймиз, шундақла явропа базарлиридин қул әмгики мәһсулатлирини чәклийәләймиз? бу интайин муһим бир мәсилә. Бүгүнки қәлбинур ханимниң бу гуваһлиқи бу йәрдики инсанларни йәнә бир қетим ойлинишқа вә уйғурлар һәққидә әтраплиқ издинишкә үндәйду, дегән үмидтимән”.
Бу қетимлиқ паалийәт наһайити ғәлибилик елип берилған болуп, қатнашқучилар қәлбинур ханимниң лагердики сәргүзәштлирини аңлап көз яшлирини туталмиған. Бу қетимлиқ паалийәт җәрянидики көрүнүшләр иҗтимаий таратқуларда кәк тарқитилған.