Белгийәдә намайиш өткүзүлүп хитайниң уйғур қирғинчилиқи әйибләнди

Мухбиримиз мәмәтҗан җүмә
2021.02.28
Белгийәдә намайиш өткүзүлүп хитайниң уйғур қирғинчилиқи әйибләнди 27-Феврал бирюсселдики хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш. 2021-Йили 27-феврал. Бирюссел, белгийә.
Social Media

Белгийә уйғур җәмийити 27-феврал бирюсселдики хитай әлчиханиси алдида намайиш қилип, хитайниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқини әйиблиди вә дуня җамаәтчиликини хитайниң қилмишлирини тохтитиш үчүн әмәлий һәркәт қоллинишқа чақирди.

Намайишқа ай-юлтузлуқ көк байрақ көтүрүшкән йүздин артуқ уйғур вә башқа милләт кишилири иштирак қилди. Намайишчилар “ирқий қирғинчилиқ тохтитилсун”, “уйғурларға әркинлик”, “фашист хитай” дегәнгә охшаш шоарларни товлашти.

Намайишчилар йәнә, “хитай уйғур қирғинчилиқини тохтат”, “һәргиз қайтиланмисун дегән қирғинчилиқ, шуан шәрқий түркистанда йүз бериватиду” дегән хәтләр йезилған плакатларни егиз көтүрүп, өткән-кәчкәнләрниң диққитини җәлп қилди.

Униңдин башқа намайиш елип берилған орун әтрапидики решаткиға хитай тутқун қилған уйғур зиялийлириниң топ вә чоңайтилған рәсимлири айрим-айрим есилғандин башқа, уйғур қул әмгикидин нәп еливатқан даңлиқ ғәрб маркилири чүшүрүлгән бир плакатму есилған иди.

Намайишқа көк байрақтин башқа йәнә, түрк байриқи, белгийә байриқи вә канада байрақлириму елип келингән.

Белгийә уйғурларни қоллаш садалири күчийиватқан голландийә билән чегрилинидиған ғәрбий явропа әллириниң бири.

25-Феврал голландийә парламенти хитайниң уйғурларға қиливатқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қобул қилған. Униңдин башқа өткән һәптә канада парламентиму охшаш қарардин бирни қобул қилип, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини етирап қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.