“билим — күч” журнилиниң тунҗи сани нәшр қилинди
2021.03.22

Һаятлиқ илми мутәхәссиси вә пәнни омумлаштуруш язғучиси мәрһум аббас бурһанниң йетәкчиликидә тәсис қилинған, тәбиий пән вә пәнни омумлаштуруш җәһәттин үлгилик рол ойнап кәлгән “билим – күч” журнили 2017-йилидин кейин тохтап қалған иди.
Хитайниң райондики ирқий қирғинчилиқ вә ассимилятсийә сиясити түпәйли уйғур тили вә мәдәнийитиниң хитайниң негизлик зәрбә бериш нишаниға айлинип қалғанлиқи мәлум. Уйғур елида уйғур тилида нәшр қилинған китаб-журналларниң йоқ қилиниши вә чәклиниши муһаҗирәттики уйғур зиялийлирини һәрикәткә кәлтүрмәктә.
Йеқинда уйғур академийисиниң тәркибидә қурулған қутадғубилиг институти тәбиий пән саһәсидики 50 дин артуқ пән-тәтқиқатчини тәшкилләп, “билим – күч” журнилини чәт әлдә әслигә кәлтүрүшни қарар қилған.
Уйғур академийәсиниң вә қутадғубилиг институтиниң тиришчанлиқлири нәтиҗисидә “билим — күч” журнилиниң тунҗи саниниң електронлуқ нусхиси 21-март күни елан қилинған болуп, уйғур академийәсиниң иҗраийә рәиси аблимит қарахан әпәндим журнал һәққидә әтраплиқ мәлумат бәрди.
Уйғур елида пән -техникини омумлаштуруш, уйғур җәмийитиниң мәдәнийәт вә маарип сәвийисини өстүрүш үчүн мәрһум аббас бурһан әпәндиниң тиришчанлиқи билән 1980-йилидин башлап, “билим-күч”, “пән вә турмуш” қатарлиқ уйғур тилидики тәбиий пән журналлири нәшр қилинған иди.
“билим — күч” журнили уйғур елида 400 сандин артуқ нәшр қилинған болуп, хитайниң кейинки йиллардики қирғинчилиқ сиясити, лагер түзүлмиси вә маариптин уйғур тилини чәклиши сәвәблик нәшрдин тохтиған иди.
Қутадғубилиг институтиниң мудири доктор абләт сәмәт әпәнди “билим – күч” журнилиниң тохтап қелишидики сәвәбләр вә уйғур җәмийитигә көрсәткән тәсири тоғрилиқ тәпсилий тохталди.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур тилиниң маарипта чәклиниши вә кәспи саһәләрдин уйғур тилиниң қоллинилмаслиқи уйғур тили вә мәдәнийитиниң тәрәққиятини тосуп қойидикән. Елим-пән билимлириниң вә кәспи аталғуларниң уйғур тилида омумлишиши уйғур җәмийитиниң вә мәдәнийитиниң заманивилишишқа вә тәрәққий қилишиға түрткә болидикән.
Хитай һөкмитиниң уйғурларни нишан қилған қирғинчилиқ вә ассимилятсийә сиясәтлири сәвәблик уйғур җәмийитидә уйғур тили вә мәдәнийитиниң чоңқур зәхимигә учраватқанлиқи оттуриға қоюлуп кәлмәктә.
Мутәхәссисләрниң ейтишичә, уйғур тилида елан қилинған пәнни омумлаштуруш әсәрлири аилә вә таратқуларда қисмән мәвҗутлуқини сақлап қеливатқан уйғур тилиниң илмий вә пән-техника саһәлиридә қоллинишчанлиқини өстүрүштә муһим рол ойнайдикән.
Қутадғубилиг иниститути тәрипидин нәшр қилинған “билим – күч” журнилиниң баш муһәррири доктор мәмтимин аббас әпәнди зияритимизни қобул қилип, “билим-күч” журнилиниң нәшр қилинишиниң әһмийити вә тәсири тоғрисида көз қарашлирини биз билән ортақлашти.
Теббий дора тәтқиқат йетәкчиси вә уйғур академийәсиниң пәхри рәиси доктор ришат аббас әпәнди “билим – күч” журнилиға язған беғишлимида уйғур зиялийлириға чақириқ қилип мундақ дегән: “‛билим-күч‚ журнилиниң муһаҗирәттә қайтидин нәшр қилиниши, дәл шу мәқсәтлиримизгә йетиштә хәлқимизгә илһам беридиған иҗабий күч болғуси. Шуңа мән бу журналниң нәшр қилинишини қизғин тәбрикләш билән биргә, һәр қайси дөләтләрдики уйғур пән-тәтқиқатчилиримизни бурунқидәк йәккә һаләттә иш қилишқа хатимә берип, күчни бирләштүрүп, миллий мәвҗутлуқимизни қоғдаш вә миллий мустәқиллиқимизни тезрәк қолға кәлтүрүш йолида бирликтә һәрикәт қилишқа, чарисизлиқ ичидә теңирқаватқан вәтәндики қериндашлиримизниң биз пән-тәтқиқатчилардин күткән үмидини җан пидалиқ билән ақлашқа чақиримән.”
Хитай һөкүмитиниң районда елип бериватқан қирғинчилиқ сиясити вә мәдәнийәт бузғунчилиқи уйғур елидики уйғур, қазақ қатарлиқ етник гуруппиларниң мәвҗутлуқиға тәһдит пәйда қиливатқан болуп, муһаҗирәттики уйғур зиялийлири миллий мәвҗутлуқини қоғдаш үчүн зич һәмкарлиқ орнитип, һәр хил мәдәнийәт-сәнәт паалийәтлирини тәшкилләп кәлмәктә.