“билим-күч” журнилиниң йеңи сани оқурмәнләр билән йүз көрүшти

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2023.05.24
bilim-kuch-yengi-san-2023 Чәт әлдә уйғур тили билән нәшр қилиниватқан тунҗи тәбиий пәнләр илмий журнили- “билим-күч” ниң 2-сани йеқинда әнқәрәдә бесилип, оқурмәнләр билән йүз көрүшти
Photo: RFA

Чәт әлдә уйғур тили билән нәшр қилиниватқан тунҗи тәбиий пәнләр илмий журнили- “билим-күч” ниң 2-сани йеқинда әнқәрәдә бесилип, оқурмәнләр билән йүз көрүшти.

Мәзкур журналниң 2-санида пән-техника йеңилиқлири, уйғур тәбиий пән алимлири, медитсина, биологийә, йеңи техника, инженерлиқ, физика, химийә вә башқа универсал темилирида йезилған 17 парчә илмий мақалигә орун берилгән. Мәзкур журнал уйғур академийәси қармиқидики қутадғу билиг институти тәрипидин чиқирилған болуп, журналниң мәсули абдулһәмид қарахан бу һәқтә мәлумат бәрди.

Мәзкур журналниң кәспий муһәррири, әнқәрәдики йилдирим бәязит университетиниң дотсенти доктор намәтҗан мәмәт әпәнди, журналниң 2-сани үчүн әмгәк сиңдүргән тәтқиқатчиларға рәһмәт ейтти. У бу санда орун берилгән мақалиләр тоғрисида мәлумат берип, мундақ деди: “бу санда муһәммәд абдуллаһ әпәндиниң ‛рак кесилини үнүмлүк давалаш тоғрисида‚, америкадики доктор мәмәт еминниң ‛бәдән сиртида төрәлмә пәйда қилиштин һайван бәдинидә инсан органлирини йетилдүрүшкә нәзәр‚, доктор майсара пашаоғлиниң ‛һесдашлиқ туйғуси вә меңиниң һесдашлиқ мәркизи‚, мәхмутҗан летипниң ‛физикида бөсүш характерлик йеңилиқ барлиққа келиш мумкин‚, йүсүпҗан исмаилниң ‛математикидики тәтүр мәсилиләр һәққидә‚ намлиқ мақалиләрни өз ичигә алған 17 парчә мақалигә орун берилди.”

“билим-күч” журнили түркийә җумһурийити мәдәнийәт министирлиқи тәрипидин тизимға елинған қануний журнал болуп, йилда 2 сан чиқирилидикән. Доктор намәтҗан мәмәт әпәнди, хитай һөкүмити уйғурларниң ана тилдики маарипини чәклигән, тәбиий пән журналлири тохтап кәткән бир пәйттә, чәт әлдә уйғур тилида мушундақ бир журналниң нәшр қилиниши зор әһмийәткә игә, деди.

Мәзкур журналниң игиси абдулһәмид қарахан әпәнди бу журнални чиқириш мәқсити тоғрисида тохтилип, мундақ деди: “уйғур академийәси 2009-йили 9-айниң 9-күни 9 нәпәр уйғур зиялийси тәрипидин истанбулда қурулған иди. Бүгүнгичә уйғурлар вә илим-пән тоғрисида муһакимә йиғинлири, доклат бериш йиғинлири ечиш арқилиқ, уйғур тилиниң саплиқини қоғдаш вә уйғур тилиниң ипадиләш күчини ашуруш үчүн қолимиздин келишичә тиришип кәлдуқ. Бу қетим ‛билим-күч‚ журнилиниң 1-2-санини нәшр қилдурдуқ. Биз вәтәндә тохтап қалған ‛билим-күч‚ журнилини чәт әлдә давамлаштурушни, уйғур тилиниң тәбиий пәнләрни һәм пән-техника йеңилиқлирини ипадиләш күчиниң наһайити күчлүк бир тил икәнликини испатлаш үчүн бу журнални чиқардуқ. яш-өсмүрләрниң вә уйғур зиялийлириниң буниңдин кейин мушу журнал үчүн мақалә әвәтишини чин көңлимиздин үмид қилимиз.”

Истанбул техника университетида физика пәнлири бойичә докторлуқни пүттүргән мәхмутҗан өзуйғур, чәт әлдә уйғур тилида чиқиватқан “билим-күч” журнилиниң түркийәдә тәбиий пәндә оқуватқан оқуғучилар тәрипидин оқулуватқанлиқини, бу журналниң уйғурчә тәбиий пән аталғулириниң сақлинип қелиши үчүнму зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

“билим-күч” журнилиниң икки санида елан қилинған 36 парчә мақалә, дуняниң һәрқайси җайлирида тәбиий пән билән шуғуллиниватқан уйғур зиялийлири вә һәр қайси университетларниң тәбиий пән кәспидә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң илмий әмгики икән.

Уйғур елида 1980-йиллардин башлап “билим-күч” намлиқ универсал журнал нәшр қилинған болуп, пән-техникини омумлаштуруш вә илим-пән йеңилиқлирини тонуштурушта муһим рол ойниған иди. Һалбуки, кейинки мәзгилләргә кәлгәндә уйғур тилиниң чәклиниши билән бу журналму нәшр қилиништин тохтитилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.