Билинкен уйғур мәсилиси арқилиқ хитайға қандақ сигнал бәрмәкчи болди?

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.24
Antony-Blinken-AP-20240423 Америка ташқи ишлар министири антони билинкин шаңхәйгә йетип кәлгән вақиттики көрүнүш. 2024-Йили 24-апрел, шаңхәй
AP

Америка ташқи ишлар министири антони билинкин 24-апрелдин башлап хитайда елип баридиған икки күнлүк зияритини башлиди. Нөвәттә, билинкенниң 24-айрил шаңхәйгә йетип барғанлиқи мәлум болмақта. Билинкенниң зиярити байден һөкүмити америка-хитай мунасивәтлирини бир изда сақлаш қелишқа тиришиватқан болсиму, әмма американиң хитайниң русийә һәрбий санаитигә ярдәм қилишидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи, шуниң билән бир вақитта хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиши давам қиливатқанлиқи, хитайни җавабкарлиққа тартиш мәсилисиниң давамлаштурулидиғанлиқи қәйт қилиниватқан бир вақитта елип берилиду. Билинкен ирқий қирғинчилиқ мәсилисини 22-апрел ташқи ишлар министирлиқиниң ахбарат йиғинида алаһидә тилға алған. Бу, билинкенниң америка алий дипломатик әмәлдари сүпитидә хитайда 2-қетим зиярәттә болуши вә зиярәт һарписида хитайға ениқ тәнқидләрдә болуши һесаблиниду.

Һалбуки, униң тунҗи хитай зиярити 2023-йили американиң бир хитай җасуслуқ шарини етип чүшүрүшиниң арқисидин елип берилған. Униң шу қетимлиқ зиярити хитай җасуслуқ шариниң етип чүшүрүлүши сәвәбидин техиму кәскинлишип кәткән мунасивәтләрни “турақлаштурушқа” қаритилғаниди.

Билинкенниң бу қетимлиқ сәпири, униң 19-айрил италийәниң капри арилида, хитайниң русийә һәрбий санаитини һалқилиқ лавазимәтләр билән тәминлигүчи асаслиқ дөләт икәнлики, униң һәрикити “явропа соғуқ уруши ахирлашқандин бери дуч кәлгән әң чоң тәһдит” ни улғайтиватқанлиқини тәкитләпла қалмай, америка ташқи ишлар министирлиқиниң 22-апрел елан қилған йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида, хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилишни давамлаштуруватқанлиқини қәйт қилишиниң арқисидинла башланди.

 Америка ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлар, зиярәттә билинкенниң хитайни русийә армийәсигә бериватқан ярдими һәққидә агаһландуруп, вашингтонниң “чоңқур әндишилири” ни билдүридиғанлиқи, охшаш бир вақитта униң кишилик һоқуқни “әң юқири сәвийәдә” оттуриға қойидиғанлиқини қәйт қилишмақта.

Америка ташқи ишлар министирлиқи демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк башқармисиниң алий әмәлдари, баш әлчи роберт гилкрист 22-апрел өткүзүлгән ахбарат йиғинида: “билинкен хитай хәлқ җумһурийити билән болған барлиқ алақиләрдә қилип кәлгинидәк, бу қетимму кишилик һоқуқни әң юқири сәвийәдә вә әң ениқ рәвиштә оттуриға қойиду” дегән.

Һалбуки, америкадики “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң рәиси рошән аббасниң көрситишичә, у, билинкенниң хитай зияритидин бурун елан қилинған бу доклаттин американиң хитайға дөлитигә бәргән “кәскин бир сигнали” ни көргән. Лекин рошән аббас, бу “кәскин сигнал” американиң күнтәртипидики украина уруши, оттура шәрқ тоқунуши, хитайниң һинди-тинч окян районидики һәрбий тәһдити, американиң дөләт ичидики зәһәрлик дора-фентанел мәсилилириниң астида көмүлүп қалмаслиқи, униң хитайда җаза лагерлирини тақашни, мәҗбурий әмгәккә хатимә беришни “очуқ вә кәскин тәләп” қилишини билдүрди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң 23-апрел елан қилған язма баянатида, билинкенниң зиярәттә “оттура шәрқ, украина уруши, тәйвән боғузи вә җәнубий деңиз мәсилилирини өз ичигә алған икки тәрәплик, район вә йәр шари характерлик бир қатар мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқи” , униң йәнә ши җинпиң билән байден өткән йили сан-франсискода учрашқанда дейишкән “зәһәр қарши һәмкарлиқ, һәрбийләр арисидики алақә, сүний идрак, хәлқләр арисидики өз ара алақини күчәйтиш вәдилирини иҗра қилишқа даир ишлар” ниму музакирә қилидиғанлиқи билдүрүлгән. Баянатта қәйт қилинишичә, билинкен америка билән хитайниң һәтта “өз ара ихтилаплиқ мәсилиләрдики риқабәтни мәсулийәтчанлиқ билән башқурушиниң муһимлиқини тәкитләйдикән. ”

Лекин америкалиқ журналист, адвокат вә сиясий обзорчи, “хитайниң йиқилиши” намлиқ әсәрниң аптори гордон чаң, зиярәттә хитайниң русийәниң украина урушини қоллиши нуқтилиқ музакирә темилириниң бири болуши мумкинлики, лекин америка-хитай арисидики нурғун ихтилаплиқ мәсилиләрдә көрүнәрлик илгириләш болиду, дәп қаримайдиғанлиқини билдүриду. Гордон чаңниң қаришичә, байден һөкүмити хитайни еғир бәдәл төләтмигүчә, хитай русийәни һалқилиқ ярдәм билән тәминләшни давамлаштуридикән. Гордон чаң 24-апрел бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “байден һөкүмити хитайни еғир бәдәл төләтмигүчә, русийәни һалқилиқ ярдәм билән тәминләшни давамлаштуриду. Байденниң буни тохтитиш күчи болсиму, әмма у бу күчини һазирғичә қолланмиди.”

Гордон чаңниң қәйт қилишичә, урушниң давамлишиватқиниға икки йил болған болсиму, лекин хитай өзиниң қаришини өзгәртмигән. Бәлки, русийәни қоллашни техиму күчәйткән.”

Гордон чаң йәнә америка һөкүмитиниң “вәтәнпәрвәрлик қануни” ға асасән хитай банкилирини җазалиши, шуниңдила буниң чоң тәсири болидиғанлиқини тәкитләйду. Гордон чаң мундақ дәйду: “биз хитай банкилирини ‛вәтәнпәрвәрлик қануни‚ ниң 311-маддиси бойичә ‛пул әткәсчиси‚ дәп елан қилип, уларниң доллар банка һесаблирини тохтатсақ болиду. Шу әһвалда буниң чоң тәсири болуши мумкин. Һөкүмәт бу һәқтә агаһландуруш бәргән болсиму, лекин һазирғичә бу тәдбирни қолланмиди. Бу, хитайларда америка ‛җиддий әмәс‚ дегән туйғу пәйда қилип кәлди.”

Буниң алдида “вол счерет журнили” гезити, байден һөкүмитиниң бәзи хитай банкилирини җазалимақчи болуватқанлиқини билдүргән. Лекин ройтерсниң 23-апрел билдүрүшичә, байден һөкүмитиниң бир әмәлдари, бәзи хитай банкилирини җазалаш мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқи, әмма рәсмий иҗра қилинидиған бир пилан һалитигә кәлмигәнликини ейтқан. Бу әмәлдарниң, дипломатийәниң бу хил һәрикәткә еһтияҗ қалдурмаслиқини үмид қилидиғанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинмақта. Америка банкиларниң долларға еришишини чәкләшни көп һалларда ахирқи чарә сүпитидә ишлитип кәлгән. “вол счерет журнили” гезити, қайси хитай банкилириниң нишанда икәнликини көрсәтмигән болсиму, бу хил җазаниң қәрзи көпийип, иқтисади начарлашқан хитай үчүн бәк хәтәрлик болидиғанлиқи қәйт қилинмақта.

Гордон чаңниң ейтишичә, тирамп һөкүмити хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини елан қилишидин бери, хитайниң сиясити техиму начарлашқан. У, доклат елан қилишниң хитайға көрүнәрлик тәсири болмиғанлиқи, хитайни пәқәт бәдәл төләткәндила бир йәргә барғили болидиғанлиқини билдүриду. Гордон чаң: “сиз хитай компартийәсигә достанә болуш арқилиқ һечйәргә баралмайсиз. Сиз пәқәт хитайға җаза йүргүзгәндә, уни бәдәл төләткәндила бир нуқтиға баралайсиз. Әгәр сиз уни тәнқидлисиңиз, банка, ширкәтлирини чәклисиңиз, консулханилирини тақисиңиз, андин бир нуқтиға баралайсиз. ”

Һалбуки, “уйғур һәрикити” тәшкилатидики рошән аббасниң қәйт қилишичә, америка һөкүмитиниң сөзи билән һәрикити бирдәк болуши, у ағзаки тәнқидләш вә доклат елан қилиш билән чәклинип қалмаслиқи керәк икән. Лекин билинкен америка ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилиш мунасивити билән өткүзгән ахбарат йиғинида, “бермида роһиңга, шинҗаңда уйғурларниң һәр бири ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтниң қурбан” икәнликини, “америка қошма иштатлириниң чоңқур әндишилирини буниңға җавабкар һөкүмәтләргә давамлиқ биваситә йәткүзидиғанлиқи” ни ейтқаниди.

Билинкенниң икки күнлүк зиярәттә, хитай ташқи ишлар министири ваң йини өз ичигә алған юқири дәриҗилик хитай рәһбәрлири билән көрүшидиғанлиқи қәйт қилинмақта. Бирақ униң зиярәттә хитай рәиси ши җинпиң билән көрүшидиған яки көрүшмәйдиғанлиқи һазирға қәдәр ениқ әмәс.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.